• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 29 Наурыз, 2018

Яқупҗанниң яхшилиғи тола

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Йеқинда Қизил Туғ йезисиниң турғунлири мошу жутни жигирмә жилдин ошуқ башқуруп кәлгән жигитбеши Яқупҗан Қадировни һөрмәтлик дәм елишқа узатти. Бу униң үчүн мошу жиллар мабайнида дәсләпки қетим төрдә олтирип, жутдашлири билән қом-қериндашлириниң иллиқ тиләклирини аңлиған бирдин-бир күни болса керәк. Немишкә? Чүнки униң нурғун вақти дайим көпчилик, йәни җамаәтчилик ишлири билән өтти. Мени униң билән Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахунов тонуштурған еди. Шуниңдин етиварән Яқупҗан акини иш баби билән пат-пат «йоқлап» туридиған болдум. Униң һәқиқәтәнму жутниң хизмитини десә, һәрқандақ ишини ташлайдиған инсан екәнлигигә көз йәткүздүм. Униң билән болған бир сөһбәттә у «Жигитбеши болуш асан әмәс, укам» дегән еди. Гәпниң расти шуки, бу вәзипиниң һөддисидин чиқиш һәқиқәтәнму һәркимниң қолидин кәлмәйдиғанлиғи ениқ. Буниңдин ташқири, Яқупҗан Қадировниң ейтишичә, жигитбешиға бәзидә силиқ-сипайилиқ дегәнни тамамән чәткә қайрип қоюп, аһанәт қилғанларму, һәтта муш атқанларму, урушуп-талашқанларни яхши қилип қойғанда рәхмитини ейтишниң орниға «сән кимдиң шунчә?» дегәнләрму нурғун бопту. Шундақ болсиму, у жутдашлириниң ишәнчисини йәрдә қоймай, имканқәдәр һәммә ишларни иҗабий һәл қилишқа тиришиду һәм һазирму бу йолдин қайтқан әмәс. Шуңлашқа жутдашлири униң мошу адиллиғи вә ейтқинидин янмай, дайим көпчилик намидин сөзләйдиғанлиғи үчүн һөрмәтләйду. Яқупҗан акиниң жут башқуруштики йәнә бир алаһидилиги шуки, у яшлар арисидики тәртип-интизамға қаттиқ көңүл бөлүп, уларниң йеңи заманниң яман йоллириға кирип кәтмәслиги, айрим чоң әвлат вәкиллиридә сақлинип қалған ғевәт-шикайәт қилиш адәтлириниң уларға өтүп кәтмәслигиниң алдини елишқа тиришиду. У мошу йөнилиштә еринмәй ишлиди. Һәтта бәзидә көңүл ағришларға учриған пәйтлириму болди. Лекин у йәнила дегинидин қайтмай, мәхситигә йәтти. Кейинирәк униң бу ишиниң пайдилиқ тәрәплирини чүшәнгәнләр миннәтдарлиғини ейтти. Мошундақ қайтмас ирадиси арқилиқ иззәт-һөрмәткә еришкән Яқупҗан акиниң жут башқурушта қол йәткүзгән утуқлири, әлвәттә, буниң билән чәкләнмәйду. Биз билән болған сөһбәттә уму улар һәққидә тола гәп қилишни халимиди. – Башқилардин пәриқлинидиған һечнәрсәм йоқ. 1965-жили Кәтмән оттура мәктивини тамамлидим. Андин орман егилигидә ишлидим. Бир жилдин кейин һәрбий сәпкә кәттим. Армиядин келип Ички ишлар саһасида бираз заман хизмәт қилдимдә, аиләм билән мошу йезиға көчүп кәлдим. Бәш пәрзәндим бар, – дейиш билән чәкләнди у. Кәмтарлиқ билән кичик пейиллиқ адәмни толиму гөзәлләштүридиғу. Сөһбәтдишимниң «мән андақ иш қилған, мундақ ишларни қилған» демәй, қисқичила һаятидин учур бәргәнлиги мениңда алаһидә тәсират қалдурди. Шәхсий һаятидин ташқири, көпчиликниң, йәни келип, өзи яшаватқан жутниң аброй-инавитини сақлап, униң хизмитидә болушни борч һесаплиған адәмла мошундақ миннәтсиз вәзипиниң һөддисидин чиқалиса керәк. Яқупҗан ака әйнә шундақ инсанларниң бири. У бу күнләрдә йәтмишинчи баһарини қарши еливатиду. Алла саламәтлигиңизни берип, йәниму дайим жут хизмитидә болувериң, Яқупҗан ака!

256 рет

көрсетілді

7

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы