• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 12 Сәуір, 2018

Жигитбешиға һөрмәт көрситилди

Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази”/ Өткән шәнбә күни А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә Алмутидики “Достлуқ” мәһәллисиниң баш жигитбеши Инәмҗан Худәйбәрдиевниң 70 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған тәнтәнә өтти. Униңға мәзкүр мәһәллиниң жут-җамаәтчилиги, зиялилар, Алмута вә униң әтрапидики уйғур жутлириниң вәкиллири қатнашти. Тәнтәнидә дәсләп сөз алған мәрипәтчи Зерип Молотов жигирмә жилға йеқин Достлуқ жутини башқурған Инәмҗан Худәйбәрдиевниң тәрҗимиһали, жути вә миллити үчүн атқурған изгү ишлири һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. Мәлумки, Инәмҗан Худәйбәрдиев жутқа баш жигитбеши болуп сайланғандин буян нурғун изгү ишларниң тәшәббускари болди. Уйғур театриға тамашибинларни җәлип қилиш, миллий нәширлиримизгә муштири топлаш, балиларни ана тилида оқутуш, той-төкүн, нәзир-чирақ ишлирида исрапчилиққа йол қоймаслиқ охшаш ишларда жут-җамаәтчиликни сәпәрвәрликкә кәлтүрүшкә муйәссәр болди. Достлуқ жути миллитимиз мәдәнийитигә мунасивәтлик ишларда дайим алдинқи сәптә болуп турди, башқа жутларға үлгә болди. Инәмҗан Худәйбәрдиев шундақла ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасари, Алмута шәһириниң баш жигитбеши сүпитидиму тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурди. Шуниңдин кейин минбәргә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов көтирилди. Уйғурларниң тарихи қанчә әсир болса, жигитбашлири институтиниң тарихиму шунчилик, — деди Шаһимәрдан Үсәйин оғли. — Буни мән ишәшлик ейталаймән. Һәммимизгә мәлум, биз, уйғурлар, жигитбеши қилип хәлиқ ичидә абройи бар, һөрмәтлик, маһир тәшкилатчи, хәлиқ мәнпийити үчүн хизмәт қилидиған адәмләрни сайлаймиз. Бүгүн мана әйнә шундақ инсанларниң бири Инәмҗан Худәйбәрдиевни 70 яшлиқ тәвәллуди билән тәбрикләватимиз. Мошу йәрдә йәнә бир нәрсини алаһидә тәкитләп өтүшни тоғра көрүватимән. Һазир Қазақстанда миллий мәдәнийәтни, сәнъәтни, ана тилини, тарихни, әнъәниләрни сақлап, тәрәққий әткүзүш үчүн һәммә шараитлар яритилған. Болупму уйғурлар үчүн мошундақ шараит дунияниң башқа һечбир дөлитидә йоқ. Биз шуни яхши чүшинәйли вә қәдрини биләйли. Мана йеқиндила Президент Нурсултан Назарбаев өзиниң «Бәш иҗтимаий тәшәббусини» елан қилди. Мошу муһим һөҗҗәттә яшларни баш-пана, иш билән тәминләш вә башқиму мәсилиләргә алаһидә көңүл бөлүнгән. Демәк, бизниң алдимизда Президент қойған муһим мәсилиләр, алий мәхсәтләр туриду. Мошу иҗтимаий мәсилиләрни әмәлгә ашуруш мәхситидә дөләт бюджетидин 1 триллион тәңгә бөлүнди. Әйнә шу нишанларға йетиш үчүн бизгә бирлик, өмлүк, иттипақлиқ керәк. Пурсәттин пайдилинип, Инәмҗан Мәшрәп оғлини шанлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, саламәтлик, хатирҗәмлик тиләймән. Шуниңдин кейин Шаһимәрдан Нурумов тәвәллуд егисигә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Пәхрий ярлиғини тапшуруп, Парламент Мәҗлиси намидин чапан кийгүзди. Өз новитидә сөз алған Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Шавкәт Өмәров, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик Уйғур дөләт академиялик театри мудириниң орунбасари Савутҗан Сонуров билән баш администратор Абдусаттар Турдибақиев, жут мөтивәри Обулқасим қари, ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов, Әвезов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Бурһандин Таҗидинов вә башқилар Инәмҗан Худайбәрдиевниң әмгигини тәкитләп, тәвәллуд егисигә изгү-тиләклирини изһар қилди. Шуниңдин кейин сөз алған Инәмҗан Худайбәрдиев жиғилғанларға өз миннәтдарлиғини изһар қилип, саламәтлигигә бола баш жигитбеши хизмитини тапшуруп бериш нийитиниң барлиғини ейтти. Униң бу илтимаси җамаәтчилик тәрипидин қобул қилинди. Җамаәтчиликниң тәкливи билән бу хизмәткә икки намзат, йәни Азат Ибрагимов билән Әркин Имрәмзиевниң намзатлири тәвсийә қилинди. “Достлуқ” мәһәллиси җамаәтчилигиниң очуқ аваз бериши билән Азат Ибрагимов “Достлуқ” мәһәллисиниң баш жигитбеши болуп сайланди.

286 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы