• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 26 Сәуір, 2018

«Уйғур каризлириға сәпәр»

«Әркин Азия» радиостан-циясиниң хәвиричә, өткән һәптиниң сешәнбә күни Әнқәрә университетиниң тил вә тарих-җуғрапия факультетида «Уйғур каризлириға сәпәр» намлиқ һөҗҗәтлик фильмни тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Режиссёр Дурсун Өздән ишлигән мәзкүр фильмға мунасивәтлик чарә-тәдбир һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факультети (мудири профессор Сәма Барутҗу Өзөндәр ханим) тәрипидин уюштурулған болуп, униңға көплигән оқутқучилар билән студентлар қатнашти.Мән тунҗа қетим Турпанға барғинимда, каризларниң 2500 жил илгири пәйда болғанлиғи һәққидә аңлиған едим. Әнди бу тәвәгә 2010-жили қәдәм ташлиғинимда, мутәхәссисләр Тоқсун наһийәсидики қедимий кариздин 3 җәсәтниң тепилғанлиғини, тәкшүрүшләр нәтиҗисидә мумияниң бәш миң жиллиқ тарихқа егә екәнлигини ениқлиған. Демәк, уйғурларниң әҗдатлири буниңдин бәш миң жил муқәддәм Тәңритағлардики қар-музлар ериған суни Тәклимакан чөлиниң асти арқилиқ Турпан ойманлиғиға башлап, етиз, бағ вә бостанларни суғарған һәм ичимлик су сүпитидә қоллинишқа башлиған, – деди Дурсун Өздән әпәндим. Тәкитләш лазимки, Дурсун Өздән «Уйғур каризлириға сәпәр», «Турпан – кариз җәннити», «Мәдәнийәт гөһири – каризлар» намлиқ китаплириниң вә уйғур каризлири тоғрилиқ көплигән мақалиларниң муәллипи.

251 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы