• Йеңилиқлар
  • 26 Сәуір, 2018

Кәмтарлиғи билән пәриқлинәтти

Мән Мөмүн ака билән өткән әсирниң 70-жиллириниң оттурилирида «Йеңи һаят» гезити редакциясигә әдәбий хадим болуп кәлгинимдә тонушқан. У салам бәрсәң, мийиғида күлүп қолуңни алидиған, азирақла бош вақит тапса, китап-журналларни оқуш билән бәнт болидиған адәм екән. Униң бу адити маңа бәк йеқип кәткән еди. Бәзидә маңа, хизмитимгә бола, Мөмүн ака билән йеқиндин һәмкарлишишқа тоғра келәтти. Гезитқа керәклик бәзи материалларни дәрһал русчидин тәрҗимә қилип, басмиханиға әвәтиш лазим болатти. Шундақ пәйтләрдә хәт көчәргүчи катиплар йетишмәй қалғанда, Мөмүн ака дайим ярдәмгә тәйяр туратти. Бир күни йәнә Мөмүн акиниң бөлүмигә шундақ еһтияҗ билән кирсәм, үгәнгән адити бойичә бир шеирий китапни оқуп олтирипту. Мениң салимимни иллиқ елип: «Сизгә мону бир рубаийни оқуп берәй. Ишни шуниңдин башлайли» дәп, үнлүк оқушқа башлиди: Бир «даниш» үгитишни өз кәспи әтти, Һемишәм һәркимгә әқил үгәтти. Үгәнмәй, өзгигә үгитиверип, Өзиниң әқлини тамам түгәтти. Андин у көзәйнигини қолиға елип мундақ деди: «Мана қараң, бу «дананиң» үгиниш иштияқи йоқ, башқиларға әқил үгитиш биләнла аварә болуп, ахири өзиниң «әқлини» тамам түгәткини күлкиликтур. Мана шаир дегән! Мошу бир рубайиси билән шаир бәзиләр өзиниң билимсизлигигә қаримай, дайим башқиларға әқил үгитидиған «данишмәнләрни» өткүр мәсхирә қилиду». Бир күни чүшлүк дәм елиш вақтида Мөмүн акиниң бөлүмигә кирсәм, төвәндики рубаийни оқуп бәрди: Бағвәнсиз яшлиққа оғри һәм нәпәс, Әң яман оғриси һаваю һәвәс. Тутулған болсиму барчә оғрилар, Яшлиқниң оғриси тутулған әмәс!.. «Һә, укам, вақит — билим, вақит — байлиқ, мәнасиз һаваю һәвәс өмүрниң дәһшәтлик оғриси, шаир мана мошуни көздә тутуп, маһарәт билән өз мәхситини төрт мисра арқилиқ намайән қилған! Һә, иним, сизму яш, яшлиқ баһариңизни чакина, әһмийәтсиз ишларға оғрилитип қоймаң, йәнә», дәп чақчақ қилғини һелиму ядимда. Мән Мөмүн акидин «Сиз башқа шаирларниң шеирлирини көп оқуйдекәнсиз, қачанла кирсәм, шуларниң шеир-рубаийлирини оқуп тәрипләп берисиз, өзиңизниң шеир-рубаийлириңизни оқуп бәрмәмсиз?» дәп илтимас қилдим бир күни. Шунда у маңа иллиқ беқип «мениң шеирлиримни гезитқа чиққандила оқуң, һазирчә улар техи пишип йетилмиди, хам нәрсини башқиларға оқуп бәргән билән, кейин адәм уятқа қелиши мүмкин. Мошу топта бир топ шеир-рубаийларни тәйярлаватимән. Худа буйриса, йеқинда гезиттин бирақла оқуйсиз» дегән еди кәмтарлиқ билән. Һә, әйнә шундақ мәдәнийәтлик, ақ көңүл һәм кәмтар инсан һазирқи заман уйғур шеирийитиниң жирик вәкиллириниң бири сүпитидә әдәбиятимиз тарихидин пәхирлик орун егилиди. Ядикар САБИТОВ. Уйғурниң Өмәр Һәйями Шеирийәт билән қизиққан һәрқандақ адәм Өмәр Һәйямниң исмини билмәслиги мүмкин әмәс. Математика, пәлсәпә саһасида хелила җиддий әмгәкләрни бәрпа қилсиму, көпчилик үчүн у парс вә таҗик әдәбиятиниң мәшһур намайәндиси сүпитидә мәлум. Өмәр Һәйямниң исмини тилға алғинимизда, униң шәхс әркинлиги пафоси билән толуп-ташқан рубаийлири көз алдимизга келиду. Бу төртликләрни оқуғансири, уларниң бәдиий җәһәттин әҗайип пәдәзләнгәнлигигә, қәһриманниң көп вақитта өзи екәнлигигә вә өзиниң кәчүрмилири түпәйли замандашлириниң ой-пикирлирини изһар қилидиғанлиғиға көз йәткүзимиз. Йәнә бир байқимасқа мүмкин әмәс нәрсә, шаирниң мәй-шарапни мәдһийилиши, ханим-қизлар гөзәллигини тәкитләп өтүш үчүн шуларға мувапиқ сөзләрни тепиши. Айрим рубаийләр болса, һәзил-чақчақниң өзи. Мошуниң һәммисидин биз, ихтиярсиз һалда, униң шох, һазирҗавап, өткүр сөз егиси болғанлиғи тоғрисида хуласә чиқиришимиз мүмкин. Мошуларни йезишимниң сәвәви, он әсир илгири яшиған шаирни өзигә пир тутқан, өзиниң иҗадийитини асасән рубаийлар билән толтурған уйғур шаири Мөмүн Һәмраев Өмәр Һәйямға охшап кетиду. Өмәр Һәйям заманисида кишиләр портретлирини сизиш динға бағлиқ мәнъий қилинған еди. Шуңлашқа биз униң сиртқи көрүнүшини билмәймиз. Мөмүнниң нәқәдәр сумбатлиқ һәм келишкә адәм болғанлиғини һәммимиз яхши билимиз . Ақүзлүк, бираз бөдрә чачлиқ, көзлиридики билинәр-билинмәс муң у қақахлап күлгинидиму көпинчә өзгәрмәтти. Униң қәлбидики муңниң шунчилик чоңқур йилтиз тартқанлиғини һечнәрсә билән йошурушқа болматти. Буниң шундақ екәнлигини тәстиқләйдиған йәнә бир мисал – униң иҗадийити, биринчи новәттә, рубаийлири. Муқәддәс немә бар ана жутуңдәк, Топиниң иссиғи – қуяш отидәк. Вәтәнсиз кишини охшитиш мүмкин, Зор карван йолида житим төгидәк. дәйду у рубаийлириниң биридә шаиранә тапқурлуқ билән. Гөзәл жигит, униң үстигә истедатлиқ шаир һәрқандақ ханим-қизниң жүригини тәвритәтти. Айримлири болса, уларни әсиргә алған ички кәчүрмилирини йошурматти. Буни Мөмүнгә қарап қизарған мәңизлиридин, уларниң тик қаралмайдиғанлиғидин сезишкә болатти. Көзниң қарашлири барлиқ “сирларни” билдүрүп қоятти. Мән бирнәччә қетим мошу һаләтниң шаһиди болдум. Арилиқта Мөмүн мән ишлигән нәшриятта хизмәт қилди. Асасән аяллардин ибарәт идаримиздики ханим-қизларниң бесим көпчилиги униңға ашиқ болғанлиғи сөзсиз. Мундақ дейишим, иш бабида мениң кабинетимда Мөмүн пәйда болуши биләнла улар қандақту-бир банә тепип, кәйни-кәйнидин ишигимни тақилдитатти. Кабинетимға кириши билән бир немиләрни десиму, уларниң көзи Мөмүнгә қадалған. Бәзилиригә уни тонуштуруп, “көрнәклик шаиримиз, уйғурниң Өмәр Һәйями, Мөмүнниң рубаийлири парс шаириниңкидин қелишмайду” дегинимдә, өзлирини қояр җай тапалмай қалатти. Шаирларниң һәммиси дегидәкла иҗадийитини лирикидин башлайду. Лирика биринчи нөвәттә мисралар егилириниң кәчүрмилири. Шуңлашқа шаирлар иҗадийитини шу өзлириниң кәчүрмилирини, ташқи дунияни, әтрапидикини қандақ қобул қилишидин башлайду. Яшлиқ дәвирлиридә болса, бу — муһәббәт ишқ отиниң лавулдап көйүши. Шаир Мөмүн Һәмраев болса, әйнә шундақ өчмәй янди һәм униң шаиранә илһаминиң асасий түрткилириниң бири болди. Шуңлашқа шаирниң рубаийлири Өмәр Һәйям, Низамий, Наваий вә башқиларниңкидин қелишмайду. Бирақ уларни оқуған адәм пәқәт чүшинипла қалмай, шу чүшәнчиниң тегигә йетиши лазим. Рабик ИСМАЙИЛОВ, алим.

552 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы