- «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
- 04 Мамыр, 2018
Coca-colaниң мәхпийити
«Coca-cola» ширкитиниң баш идариси АҚШниң Атланта шәһиригә орунлашқан. Униң мирасгаһида әҗайип бир сирлиқ сандуқ болуп, униң ичидә бу даңлиқ мәһсулатниң мәхпий рецепти сақлиниду. Мәзкүр рецепт 1919-жили бир топ мәбләғ салғучи тәрипидин сетивелинип, қәғәзгә пүтүлгән. Шуңғичә у еғиздин-еғизға тарқилиш арқилиқ сақлинип кәлгән. Мәзкүр сандуқ йәрдин үч метр егизликтә орунлашқан. Уни ечиш үчүн рецептқа ортақ егидарчилиқ қилидиған үч адәм тәңла бармақ изини сүркиши һәм тәңла ачқуч селиши шәрт. Шуңлашқиму та бүгүнки күнгичә мошу үч кишидин башқа һечким Coca-colaниң рецептини билмәйдекән. Әгәр улар аләмдин өтсә, бу ичимликниң сири дуния әһли үчүн мәңгү сир болуп қелиши мүмкин охшайду.
139 рет
көрсетілді0
пікір