• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 04 Мамыр, 2018

Муқәддәс булақ

Муқәддәс булақ – Аршаң наһийәсиниң үч чоң аршиңиниң бири. Ривайәт қилинишичә, ХІІІ әсирниң башлирида Чиңғизхан қошунлири бу тәвәдә болған. Күз пәсли һарписида шу қошунларниң бири бирнәччә күнлүк жүрүштин чарчиған ләшкәрлирини арам алдуруш үчүн бу йәргә тохтиғинида мәзкүр аришаңни байқиған. Бу дәл бүгүнки Бөгдөр аришиңидур. Новәттики жүрүштин кейин қошун рәһбири ордиға келип, Чиңғизханға: «Мәйли ләшкәрләр яки җәң атлири болсун, бу аришаңда жуюнсила, дәрһал роһи орғуйдекән, җисманий күчи әслигә келидекән. Бәзи ләшкәрләрниң узақ муддәт давалитипму сақиялмиған терә кесилигә, ашқазан-үчәй кесәлликлиригә аришаң сүйи шипа болди. Барлиқ ләшкәрлиримизгә мошу йәрдә жуюнуш тәкливини беримән» дәп баян қилиду. Чиңғизхан бу хәвәрни аңлиғандин кейин қошунлирини үч түркүмгә бөлүп, новәт билән шу аршаңда жуюнуш буйруғини бәргән. Дегәндәкла у йәрдә жуюнған ләшкәр-санғунларниң үзидин нур йеғип, ич-ичидин азадә болуп, сәпәр һадуқлири чиққан. Шуңа Чиңғизхан бу җайға «Бөгдөр аришаң булақ», йәни «Муқәддәс булақ» дәп нам бәргән. ШУАРдики Әвлия булақ мәнзирә наһийәси һазирқи Бөритала дәрия вадисиға җайлашқан. Көләми тәхминән 700 квадрат километр. Қаримиғиға дәрия вадиси иккиләмчи ормини, Бөгдөр тағ миллий урпи-адәт бағчиси, Муқәддәс булақ жуюнуш мәркизи, Сәмәндәр сарийи, Аришаң сулуқ йери, Соғ су белиқ базиси қатарлиқлар кириду. Әвлия булақ җәнупта Аришаң наһийәси, шималда Бөртала дәрияси билән тутушуп кетиду. Шиңҗаң хәлиқ радиостанцияси.

185 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы