• Йеңилиқлар
  • 04 Мамыр, 2018

Мәйрәмлик тәнтәнигә қатнашти

Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев Астанада “Қазақ Елі” монументи йенидики мәйданда болуп өткән “Рухани Жаңғыру – бірлікпен тұтастық негізі” театрлаштурулған оюн-тамашини зиярәт қилди.Дөләт рәһбири мәйрәмгә қатнашқучилар алдида сөзгә чиқип, барлиқ қазақстанлиқларни Қазақстан Хәлқиниң бирлиги күни билән тәбриклиди. — Һәммиңларни бүгүнки бизниң қазақстанлиқ байлиғимизға айланған мәмликәт хәлқиниң бирлиги мәйрими билән чин қәлбимдин тәбрикләймән. Бирлик түпәйли биз һәммә нәрсини қолға кәлтүрүватимиз. Бирлик түпәйли мустәқил дөләтни қурдуқ. Бизниң бирлигимизни һәммиси күйләватиду. Бизгә үгинишкә келип, “Силәр, көпмилләтлик җәмийәт, қандақ қилип бир нийәт, бир күч-қувәт билән яшаватисиләр?” дәп сорайду, – деди Дөләт рәһбири. Президент барлиқ қазақстанлиқларниң, биринчи новәттә, бир йәрдә яшаватқан, бир қанунға беқинидиған бир мәмликәт гражданлириниң пүткүл җәмийәтни бирләштүрүшниң асасий амили болғанлиғини тәкитлиди. — Биз һәрбир адәмниң һоқуқиниң, әркинлигиниң вә имканийәтлириниң бирлигини тәрғип қилимиз. Силәр йеқинда болуп өткән Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң сессиясигә, бүгүнки концертқа, мошу мәдәнийәтләрниң, барлиқ тилларниң, барлиқ әнъәниләрниң хилму-хиллиғиға қараңлара. Биз мошуниң һәммисиниң қандақ гүллиниватқанлиғини пәхирлиниш ичрә байқаватимиз. Нәқ бирлик түпәйли биз пәқәт дөләтни қурупла қоймидуқ, бәлки тәрәққий әткән 30 мәмликәтниң қатариға кириш җавапкәрлигини өз зиммимизгә алдуқ. Бирлик түпәйли биз адәмләрниң турмушини яхшилалаймиз. Бирлик түпәйли мән турмуш шараитини, яшлар үчүн вә уларниң оқуши үчүн шараитни яхшилаш үчүн, мәмликәтни газ билән тәминләш үчүн, селиқларни төвәнлитиш вә һаказилар үчүн бәш тәшәббусимни елан қилдим. Дөләт мошуниң һәммисини әмәлгә ашуруш имканийитигә егә вә мошуниң һәммиси бизниң бирлигимиз түпәйли болуватиду, һәммимиз бир мәхсәт үчүн ишләватимиз. Бирпүтүн болуш, инақ болуш вә бир-бирини һөрмәтләш – бу улуқ бәхит, – деди Президент. Нурсултан Назарбаев Қазақстан җәмийитиниң көпмилләтлигиниң қандақ мурәккәп шараитларда шәкилләнгәнлигини әслитип өтти. — Тоталитарлиқ түзүм қачанду-бир вақитта жирақтики тәләйсиз қазақ даласиға барлиқ хәлиқләрни әвәтишни қарар қилди – кавказлиқлар, немислар, уйғурлар, корейлар, прибалтияликләр, украинлар вә көплигән башқа хәлиқләр – һәммисини мошу йәргә кәлтүрди, мән җазалаш лагерьлириниң болғанлиғи тоғрилиқ ейтмайватимән. Адәмләрни бу йәргә өлүмгә әвәтти. Амма йәрлик хәлиқниң, қазақ хәлқиниң һөрмити вә һисдашлиғи түпәйли биз бирлишип аман қалдуқ, путимизға турдуқ, дөләт қурдуқ вә тәрәққий етиватимиз. Әйнә шундақ болуши керәк! Бизниң келәчигимиз вә бизниң тәғдиримиз шундақ. Бу наһайити яхши, бәхитлик тәғдир, – деди Дөләт рәһбири. Президент барлиқ қазақстанлиқларни бирликни сақлашқа чақирди һәм гөзәл келәчәк, бәхит-саадәт, паравәнлик вә изгүлүк тилиди.

422 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы