• Жут адәмлири
  • 28 Мамыр, 2018

Жутдашлар өмлүгигә тил тәгмисун

Буниңдин алтә жил илгири Уйғур наһийәсиниң Довун йезисида жай-жайларда яшаватқан жутдашларниң баш қошуши болуп өткән еди. Уни тонулған тиҗарәтчи, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурмәһәмәт Палтахунов билән ҖУЭМ йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратова уюштурди. Һәр иккилиси мошу жуттин учум болған қериндашлар. Мана шуниңдин кейин довунлуқлар пат-пат учришидиған болдуқ. Жилиға бир қетим Алмутида дидарлишип туримиз. Бу қетим туғулған жутумизда учраштуқ. Мәлимиздә әзәлдин «колхоз беғи» аталған чоң бир бағ моҗут. Жутдашлар әйнә шу бағда жиғилдуқ. Мәрасимни кириш сөз билән ачқан Ульян Қурбанниязов бу қетимқи баш қошушниң Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси даирисидә өтүватқанлиғини көпчиликкә йәткүзди. Буни аңлап һәммимиз бәк хошал болдуқ. Шәхсән өзәм Президентниң бу мақалисини диққәт билән оқуп чиқтим. Униңда Милләт Лидери болупму яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшкә алаһидә тохталған. Мениңчә, вәтәнни сөйүш ана жуттин башлиниду. У күни учришишқа яшларниң көп қатнашқанлиғини көрүп шундақ хуласигә кәлдим. Риясәтчи Кәнҗихан Һәмраева тәбрик үчүн сөзгә жутумиздин чиққан һөрмәтлик инсанлар Закир Мәмиров, Гүлпәрәм Турсунова вә Гүлҗаһан Муратовани оттуриға тәклип қилди. Гүлпәрәм Довун тоғрилиқ язған шеирини оқуп бәрсә, қалған натиқлар мәзкүр учришишқа жирақ-йеқиндин кәлгән жутдашлириға өзлириниң миннәтдарлиғини изһар қилди. Шуниңдин кейин новәт Довун оттура мәктиви коллективи тәрипидин тәйярланған концертлиқ программиға улашти. Оқуғучилар Довундин учум болған атақлиқ шәхсләргә атап шеирларни оқуп бәрди. Новәттики натиқлар – жут мөтивәрлири Ғуламдун Зилавдинов, Муталим Зилавдинов, Нурмәһәмәт Молдабаев, Рәһмидин Җаппаров вә Нурмәһәмәт Мәсүтов Довунниң өтмүши билән бүгүнки нәпәсигә тохталди. Шундақла елимизниң ихтисадий-иҗтимаий вә мәдәний тәрәққиятиға салмақлиқ үлүшини қошқан довунлуқлар Сетивалди Баратов, Аван Өмәров, Закир Мәмиров, ака-ука Владимир вә Алимҗан Тохтасуновларниң исимлирини пәхирлиниш илкидә тилға алди. Новәт маңа кәлгәндә бүгүнки күндә 97 яшқа толған анам Невәрхандин Зика, Бөшүрүн, Әпрусхан, Әҗән, Наржан, Злави қатарлиқ ата-бова, ана-момилар һәққидә аңлиғанлиримни һекайә қилдим. Шундақла жутдашлиримға өзәм иҗат қилған «Жутумни күйләймән» намлиқ нахшамни иҗра қилип бәрдим. Сәмимий тиләкләр, сеғинишлиқ нахшилар билән давам қилған мәрасимниң хуласә сөзи Нурмәһәмәт Палтахунов, Ульян Қурбанниязов, Гүли Малибаева вә жигитбеши Турсунҗан Кебировқа берилди. «Жутдашларниң өмлүгигә тил тәгмисун» дегән натиқлар келәчәктә жутта әмәлгә ашуридиған ишлар һәққидә өз пикирлири билән ортақлашти. Җаһангәр ИЛИЯСОВ, Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини. СҮРӘТТӘ: бир топ жут мөтивәрлири.

166 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы