• Йеңилиқлар
  • 28 Мамыр, 2018

Қиямәт

“Ату” паҗиәси – Йәттису уйғурлириниң тарихидики бегуна төкүлгән қан билән йезилған өчмәс сәһипә. Жиллар өткәнсири, етилған оқларниң үнлири, яриланған, җан үзүватқан бовилиримизниң иңрашлири, товлашлири қулиғимизға техиму күчлүк әкси сада болуп аңлиниватқандәк... 1918-жил. Яз айлири. Жут ичидә «Оруслар келиветиптудәк, жиғин өткүзгидәк» дегән сөзләр тарилишқа башлайду. У чағларда Долата, Ават, Түгмән вә Ақтам йезилири Чоң Ақсу болуслуғиниң тәркивидә еди. Чоң Ақсудин Азат болусниң буйруғи билән йеза-йезиларға чапармәнләр әвәтилип, хәлиқни Ақсуниң төвәнки тәрипигә жиғилип, келиватқан меhманларни мунасип күтүвелиш керәклигини ейтиду. Ойида яманлиқниң изнасиму йоқ саддә хәлиқ Чоң Ақсуға жиғилиду. Долата тәрәптин “Қечиңлар, җениңларни сақлаңлар. Оруслар хәлиқни жиғивелип етиватиду”, дегән сөзләрни аңлап, қандақту-бир әнсизчиликни сәзгән үч жутниң хәлқи hәр янға питирап қечишқа башлайду. Долата вә Ават йезилириниң арисидики сайда уларни қоғлап йәткән җаллатлар, кишиләрни оқ астиға алиду. Есини жиққанларниң йерими етизлиққа, йерими тағ тәрәпкә қачиду. Көзлири қанға толған җаллатлар уларни қоғлап, етип - чепип, қәтил қилишиду. Яриланғанларға милтиқ нәйзисини санчип, қилич билән чепип өлтүриду. Мошу җайда йүздин ошуқ киши шейит болиду. Аватниң Бозумбай җилғисиниң ағзида қечип кетиватқан 12 кишини етиветиду. Қирғинчилиқтин хәвәр тапқан йеза хәлқиниң hәммиси дегидәкла таққа қарап йол тутиду. Үлгүрәлмигәнлири тонур ичилиригә, ериқ-ойманларға тиқилип җан сақлайду. У жиллири һазирқи мечит бар йәргә буғдай териләттекән. Тохтибақи ақсақалниң Әмәр, Һосман исимлиқ оғуллири шу буғдайлиққа мөкүнүп, җан сақлап қалиду. Әнди Шерип атиниң оғли Авакри болса, яңиюлиққа йошурунувелип аман қалған екән. Йезини тинтип, булап болған қатиллар Ават-Түгмән арисида қечип жүргән қириққа йеқин кишини һазирқи бағниң күн чиқиш тәрипидә етиветиду. Мәлиниң һаллиқ кишилиридин болған, өйи тағ бағриға җайлашқан Петәкша исимлиқ кишини һойлисидила өлтүрүветиду. Йезида тирик җан қалмиғанлиғиға көзи йәткән қанхорлар таққа қарап қачқанларни қоғлайду. Чоң сайниң ичигә орунлашқан Сесиқ исимлиқ кишиниң су түгминигә мөкүнгән балиларни җаллатлар шу җайда етиветиду. Түгмән сүңгүчидин еқиватқан су қизил қанға боюлиду. “Ахтан сай” дегән җайда Имил исимлиқ кишини қилич билән чепиветиду. Мошу йәрдә Әла исимлиқ кишиниң әрлиги тоғрилиқ икки еғиз гәп қилмай мүмкин әмәс. У киши йезида сунуқчилиқ қилған екән. Әла таққа келиватқан қизилларға қаритип дөң төписидин кона бәрдәнкә (берданка) милтиғидин оқ атиду. Атлиқларниң биригә оқ тегип, жиқилиду. Буни көргән қалғанлири дәрру атлириниң бешини буруп, арқиға қайтип кәткән екән. Әланиң әрлиги түпәйли тағдики жутдашлириниң өмри сақлинип қалиду. Хәлиқ, асасән аҗизлар йезиға қайтиштин қорқуп, гәмә колап паналайду. «Бала-қаза кәлсә қошлап келиду» демәкчи, таққа қаттиқ ямғур йеғип хәлиқни хелила аваригәрчиликкә селип қойиду. Бираз күн өткәндин кейин, кечилири әрләр бир-иккидин болуп йезиға чүшиду. Қизилларниң бирәтола кәткинигә көзи йәткән қалғанлириму, аста-аста мәлигә қайтишиду. Йеза ичи һазиға айланған. Бири атисидин айрилса, йәни бири йолдишидин, балисидин айрилған. Хәлиқ әс-һошини жиғип, шейитларни дәпин қилишқа башлайду. Тохтибақиниң аяли Зорахан балиси Авакриниң җәсидини өзи тикип бәргән төписи арқилиқ тапқан екән. Еғир яриланған оғли оқ тәккән җайдин хелила неридә җан үзүпту... Ашлиқ терип, деханчилиқ билән күнини көрүватқан ақ көңүл, әмгәкчан хәлиқ бешидин әйнә шундақ еғир паҗиәни өткүзиду. Мана, һәш-пәш дегичә аридин йүз жил өтүпту. Бу вақиәләрниң шаһитлири аллиқачан дуниядин өткән. Әнди чоңларниң еғизидин аңлап, есидә сақлап қалғанларниң өзлири 80 – 90 яшқа тақиған бова-момилар. Биз болсақ, уларниң ейтип бәргәнлирини өсүп келиватқан әвлатқа чүшәндүрүп, йәткүзүшимиз керәк. Чүнки, өз тарихини унтуған милләтниң келәчиги йоқ! Һасил АБДРИМОВ.Ават йезиси, Уйғур наһийәси.

629 рет

көрсетілді

74

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы