• Йеңилиқлар
  • 31 Мамыр, 2018

Алтун адәм Бакуда

Әзәрбәйҗан Миллий тарих музейида “Улуқ дала мираси: зәргарлиқ сәнъәт дурданилири” намлиқ көргәзмә өтүватиду. Мәзкүр көргәзмә Қазақстан Җумһурийити Миллий музейиниң “Алтун адәмниң дуния музейлириға сәпири” намлиқ хәлиқара лайиһиси даирисидә уюштурулди. Әзәрбәйҗан – қазақстанлиқ Алтун адәмни қобул қилған үчинчи мәмликәт, буниңғичә көргәзмә Россия вә Беларусьта өтти. Бакудин кейин у Европа әллиригә, АҚШ вә Япониягә атлиниду. – Көпчилик “қазақ Тутанхамони” дәп атап кәткән Алтун адәм көргәзминиң баш экспонати болди. Бу Қазақстанниң мәдәний-тарихий байлиғи, – деди көргәзмини тәнтәнилик ечиш мәрасимида Қазақстан Җумһурийитиниң Әзәрбәйҗандики Пәвқуладдә вә Толуқ һоқуқлуқ әлчиси Бейбит Исабаев. – “Улуқ дала мираси” көргәзмисиниң Қазақстан вә Әзәрбәйҗан оттурисидики мәдәний алақиларниң тәрәққий етишидә муһим роль ойнайдиғанлиғиға ишинимән. Бүгүнки таңда Қазақстан Җумһурийитиниң рәмзигә айланған Алтун адәм пүткүл дунияға мәлум. Қазақстан Җумһурийити Миллий музейи көргәзмә лайиһисиниң мәхсити чәтәлликләрни балдур төмүр дәвридики Евразияниң Улуқ дала бәлбеғиниң мәдәний мираси билән тонуштуруштин ибарәт. Экспозициягә атақлиқ қазақстанлиқ археолог Кемал Ақышев рәһбәрлигидики археологиялик экспедиция 1969-жили Ишиктә йенида тапқан сақ җәңчиси, миладимиздин илгәрки VII – III әсирләрдә чиқирилған алтун буюмлар коллекцияси қоюлди. Көргәзмини ечиш мәрасимида шундақла Әзәрбәйҗан Җумһурийити мәдәнийәт министриниң орунбасари Севда Мамадалиева, Әзәрбәйҗан Миллий тарих музейиниң мудири Наиля Велиханлы, академиклар Наргиз Ахундова вә Шахин Мустафаев, Қазақстан Җумһурийити миллий музейи мудириниң орунбасари Абай Сатубалдин, тарих пәнлириниң доктори Зейнолла Самашев сөзгә чиқип, икки мәмликәт хәлиқлирини умумий түркий томурниң, мәдәнийәт вә әнъәниләрниң бирләштүридиғанлиғи, мундақ һәмкарлиқни техиму тәрәққий әткүзүшниң зөрүр екәнлиги тоғрилиқ пикирләрни оттуриға қойди.

548 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы