• Йеңилиқлар
  • 31 Мамыр, 2018

Сквер вә бульварлар пәйда болиду

Һәммигә мәлумки, бийил мустәқил Қазақстанниң пайтәхти – Астана 20 жиллиқ тәвәллудини нишанлайду. Мана мошу мәйрәмгә соға сүпитидә Астананиң туғулған күнигә даир шәһәрдә Ботаникилиқ бағ, йеңи истираһәт бағлири вә скверлар ечилип, түрлүк дәрәқләрниң миңлиған көчәтлири тикилиду. Һәқиқитини ейтқанда, Қазақстан пайтәхти сәйяридики әң йешил шәһәрләрниң бири унваниға үмүткар болидиған күнму жирақ әмәс. Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә Астананиң йешил бәлбеғи барлиққа кәлтүрүлди. Дәрәқзарлиқларниң мәйдани 78 миң гектарға йәткүзүлүп, униң 15 гектари беваситә пайтәхткә тикилгән. Қолдин бәрпа қилинған орман мундақ ейтқанда Ақмола вилайити Ақкөл наһийәсиниң орман массиви билән тутушуп кәтти. Астанаға йеқин орунлашқан мәйдани 110 гектар “Ақ қайын” питомнигида йәрлик шараитқа көнүктүрүлгән оттуз түрлүк дәрәқниң көчәтлири өстүрүлиду. Умумән, пайтәхтниң юбилейиға тәйярлиқ көрүш даирисидә Астанада шәһәрни аватлаштуруш бойичә нурғунлиған ишлар әмәлгә ашурулуватиду. Жилниң ахириғичә пәқәт он қирғақтила 13 сквер пәйда болиду. Мәсилән, пайтәхт юбилейиға даир Биржан-сал кочисида, төмүр йол вокзалидин анчә жирақ әмәс йәрдә Чемоданлар парки ечилиду. Әнди Республика проспекти билән Дүкенулы кочиси қийилишқан йәрни болса, Астрономия вә космонавтика сквери безәндүриду. Сарыарка проспектида Японияниң Реандзи беғиға охшаш Ташлар сквери пәйда болиду. Мошу йәрдә шундақла Математика сквери бәрпа қилиниду. Бу күнләрдә Ботаникилиқ бағниң “Арай” истираһәт беғини реконструкция қилиш ишлири аяқлишип қалди. Келәр жили Молдағулова, Есенберлин, Желтоқсан, Жангелдин кочилирида, шундақла Ғалибийәт проспектида төрт сквер вә бир бульвар пәйда болиду. Әлвәттә, шәһәр хәритисидә йеңи сквер, истираһәт беғи вә бульварларниң пәйда болуши нурғунлиған көчәтләрни тикишни көздә тутиду. Пәқәт 2018-жилдила пайтәхтниң йешил бәлбеғи 386 миң дәрәққә көпийип, униң 178 миңи Астана истираһәт бағлири билән скверлириға тикилиду.

489 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы