• Дидар ғенимәт
  • 18 Маусым, 2018

Синипдашлар баш қошти

Бийил қиш күнлириниң биридә савақдишим Амут Исиев иккимиз учришип қалдуқ. Сөзара бу жили оттура мәктәпни пүтәргинимизгә 60 жил болғанлиғини әсләп, учришиш өткүзүшкә келиштуқ.Бир чағларда “В”, “Г” синиплирида 50тин ошуқ бала оқуған болсақ, һазир уларниң тәңдин-толиси йоқ екән. Хелә издиниш нәтиҗисидә жигирмигә йеқин савақдашлиримизни ениқлидуқ. Ойлап қарисам, 50 – 60-жиллар биз, уйғур оқуғучилири, үчүн алтун дәвир бопту. Чүнки мәлум сәвәпләр түпәйли, уруштин сәл бурун пәқәт башланғуч уйғур синиплири қелип, биздин чоңлар оқушни башқа тилларда давамлаштурушқа мәҗбур болған екән. Уйғур мәктәплириниң тарихида биз, биринчиләрдин болуп ана тилимизда оттура билим елишқа муйәссәр болған екәнмиз. Өзара савақдашлар келишип, баһар пәслидә Челәк йезисидики Абдулла Розибақиев намидики оттура мәктәп һойлисида учришидиған болдуқ. У күнму йетип кәлди. А.Розибақиев һәйкили йенида бир-биримизни тәшналиқ билән күттуқ. Мана әтигәнлиги саат он болди. Тәрәп-тәрәптин дост-бурадәрлиримиз келишкә башлиғанда, хошаллиқ яшлири тамчә-тамчә төкүлүп, қучақлишип көрүштуқ. Мәктәп мәмурийити бизниң учришидиғанлиғимиздин пәқәт бир саат илгирила хәвәр тапқан еди. Улар туюқсиз кәлгинимизгә қаримай, әң қәдирдан меһманлиридәк қарши елип, мәҗлис залиға башлиди. Мәктәп мудири Майра Орынтаева, орунбасари Гөһәрбүви Идрисовалар билим дәргаһиниң бүгүнки һаяти билән тонуштурди. – Рухсәт қилсаңлар, силәрни мошу күн билән тәбрикләймән, – деди кейин сөзгә чиққан Амут Исиев. – Есиңлардиму, мән староста, Баһар – комсорг еди. Мана бүгүн, һәммиңлар бешим ағриди, путум ағриди демәй, хошаллиқни тәң бөлүшәйли дәп кәлгиниңларға көптин-көп рәхмәт. Савақдашлар, әшу жиллири яшларни колхоз, совхозларда комсомол-яшлар бригадилирини қуруп, дөлитимизниң ихтисадий өрлишигә мунасип һәссә қошушқа чақирған жиллар еди. Шу җүмлидин, 30ға йеқин учумкардин тәшкилләнгән комсомол-яшлар бригадиси Челәк наһийәсиниң “1-Май” колхозиға берип әмгәк қилдуқ. Һә, һаятимизниң биринчи қәдими башланди. 4 қиз колхозда сеғинчилиқ қилса, оғуллар қурулуш, чөп чепиш ишлириға киришип кәтти. Мошу йәрдә қалғанларму өзимизниң бесип өткән йоли, һаят паалийитимиз һәққидә сөзләп бәрдуқ. Бақилиқ болуп кәткән Зина Бакирова, Гүлҗаһан Тохтиева, Яқупҗан Рахматуллин, Майимхан Һошурова қатарлиқ муәллимлиримизни, шундақла Меһринисәм Өмәрова, Әнвәр Петәков, Хасийәт Йүсүпова, Реһан Шәрипова, Нусрәт Бақиев, Җәннәт Азнибақиева, Реһан Мамутова, Санийәм Һасанова, Қасим Мәткәримов, Алимҗан Аминов, Нурахун Һошуров кәби синипдашларни әсләп, иллиқ хатирилиримиз билән бөлүштуқ. Учришишниң ахири мәктәп оқуғучилириниң уссул-нахшилири билән аяқлашти. Сиртқа чиқип, А.Розибақиев һәйкили алдида хатирә сүрәткә чүштуқ. Андин кейин өзимиз оқуған кона мәктәп бенасини зиярәт қилдуқ. У һазирқи күндә мирасгаһқа айланған екән. Уни көздин кәчүрүп, алдин-ала келишилгәндәк, кафеға бардуқ. Зияпәт давамида бизни тәбрикләп жутумизниң милләтпәрвәр ханим-қизлири Модәнгүл Җүмәева, Гөһәрбүви Идрисова вә башқа бир топ жутдашлиримиз кәпту. Улар бизгә атиған соғилирини тәғдим қилди. Дәстихан әтрапида йәнила һәрбиримиз дост-яранлиримиз билән муңдишип, өтмүшни, мәктәптә өткән ғәм-тәшвишсиз балилиқ чағлиримизни, гөзәл яшлиғимизни һаяҗанлиқ билән әсләп өттуқ. Йошурушниң һаҗити йоқки, у күнләрниң әнди қайтип кәлмәйдиғанлиғини тилға елип, көзигә яш алғанларму болди. Баһарәм РӘХМИТУЛЛАЕВА, маарип әлачиси. СҮРӘТТӘ: учришишқа кәлгән синипдашлар.

300 рет

көрсетілді

38

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы