• Баш муһәррир минбири
  • 18 Маусым, 2018

Һәрбир сөзүмизни ойлинип қилайли

Ершат ӘСМӘТОВ, “Уйғур авази” Бүгүнки күндә дуния җамаәтчилиги наһайити бир мурәккәп, әнсиз дәвирдә яшаватиду. Һарам нийәтлик күчләр тәрипидин мәмликәтләр, милләтләр, динлар арисиға адавәт уруғи сепилип, бәзи әлләрдә уруш-тоқунушларниң болуватқанлиғи һәммимизгә мәлум. Униң ақивитидин зәрдап чекиватқан йәнила шу теч аһали, аддий хәлиқ... Худаға миң қатлиқ шүкри, бизниң вәтинимиз – көпмилләтлик мустәқил Қазақстанда йүздин ошуқ милләт вәкили пәқәт өзиниңла әмәс, бир-бириниң тилини, урпи-адәт, әнъәнилирини вә башқа қәдрийәтлирини һөрмәтләп, бир аилиниң әзалиридәк инақ-иҗил өмүр сүрмәктә. Дөләт рәһбири – Милләт лидери Н.Ә. Назарбаев дайим тәкрарлаштин һармай келиватқан әң чоң байлиғимиз – бирлик-иттипақлиғимиздин, өзара ишәнчә-чүшәнчимиздин Алла бизни айримиғай.Йошуридиғини йоқки, икки адәмниң яки милләтниң арисидики соғақчилиқ күтүлмигән йәрдинла пәйда болуши мүмкин. Бәзидә униң үчүн муш ташлаш яки оқ етиш әмәс, бәлки ойлимай ейтилған бир еғиз сөзниң өзила йетәрлик. Һә, уни адәттики қизирип турған чоққа охшитишқа болиду. Чүнки уни пүвдәп өчиришкиму, әксичә туташтуруп, улғайтишқиму болиду. Буниңға адәттики һәзилкәшлиримиз ейтип жүргән бәзи чақчақларни мисал сүпитидә кәлтүрүп өтәйли. Ейтайлуқ, “Караокени хәлқимиз кәшип қилған. У “қара вә “оқи” дегән сөзләрдин тәркип тапқан. Яки “Галстук – уйғурлардин чиққан. Униң мәнаси – гәлгә астуқ”. Бир қаримаққа бу адәттики һәзил. Амма, әгәр у салмақлиқ, зиялий шәхслиримиз яки алим-тәтқиқатчилиримиз тәрипидин кәң амма алдида ейтилса, уни башқилар қандақ қобул қилиши мүмкин. Әгәр келип чиқишини тәһлил қилсақ, караоке – япончә kara – бош, okesutora – оркестр, галстук – немисчә halstuch, йәни “боюн яғлиғи” дегән мәнани билдүриду. Мабада биз чоң минбәрләрдә, җиддий аудитория алдида бу аталғуларни “өзимизниң” дәп испатлашқа тиришсақ. японлар билән немисларниң алдида шәрмәндә болмаймизму? Әксичә, уйғурларға тәәллуқ дуния әһлигә мәлум кәшпиятларни башқилар бурмилап, өзлиригә тартса, бизниң шәхсимизгә тегишлик тәбиий һадисиғу! Болупму мундақ хаталиқлар йәр-су намлириға келип тирәлгәндә, адәттики рәнҗишнила әмәс, милләтләрара наразилиқни пәйда қилмаслиғиға ким кепиллик берәләйду? Бизниң пикримизни, һөрмәтлик гезитхан, пайдилиқ мәслиһәт ретидила әмәс, бәлки өзимизгә ейтилған тәнқит сүпитидиму қобул қилишиңизға болиду. Чүнки гезитимиз сәһиписидә бу хилдики хаталиқниң әвәтилгәнлигини инкар қилалмаймиз. Гезитимизниң қолуңиздики санида алим Валерий Мәхпировниң мақалисиниму (3-бәттин оқуңлар) келәчәктә әйнә шундақ хаталиқларға йол қоймайли, дегән мәхсәттә елан қиливатимиз. Рози һейтиңлар мубарәк болсун! Бир-биримизгә дайим сәмимий һәм кәчүрүмчан болайли, қериндашлар!

213 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы