• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 27 Маусым, 2018

Бүгүндин башлап...

Бүгүндин башлап, мән түнүгүндин ғәм йемәймән. Түнүгүн ــ у өтүп кәтти, ваһаләнки, өтүп кәткәнни мәңгү өзгәртишкә амалсизмән, пәқәт мән әтә үчүн, келәчәк үчүн тиришимән.Бүгүндин башлап, әйнәккә қариғинимда, мениң көридиғиним һөрмәтләшкә вә апирин оқушқа әрзийдиған адәмләрдур. Бу қайтип келип маңа қарайдиған, мән улар үчүн вақит сәрип қилишни халайдиған, йәни мән техиму чоңқур чүшинидиған адәмләрдур. Бүгүндин башлап, мән һаятимдики һәрбир дәқиқини қәдирләймән. Мән дуния маңа һәдийә қилған бу соғини қәдирләймән. Униң билән шәхсийәтсиз һалда бирликтә бәһирлинимән. Бүгүндин башлап, мән вақтимни бөлүп, йол ичидин йол тепип, ғәйритим вә җасаритим билән түрлүк хирисларға йүзлинимән. Дуч кәлгән һәрқандақ қийинчилиқларни, тосалғуларни йеңимән. Бүгүндин башлап, һәрбир күнни яхши өткүзүп, һәрбир қәдәмни ойлинип басимән. Мәйүслиниш мениң һаят тәризимгә, муваппәқийәт қазиниш арзуюмға һәм сөйгү сезимимға әнди һәргиз дағ кәлтүрәлмәйду. Бүгүндин башлап, көкси-қарнимни кәң тутуп, йеңи кәчмишләрни күтүвелип, йеңи достлар билән тонушимән. Мән өзәмниң башқилардин мукәммәл болушини тәләп қилмаймән, лекин адил әмгигим билән муваппәқийәт қазинишқа тиришимән. Шинҗаң хәлиқ радиостанцияси.

109 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы