- «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
- 05 Шілде, 2018
Бәхтимизни һис қилишни биләйли
Бурун заманда икки йолвас бопту. Уларниң бири қәпәзниң ичидә, иккинчиси орманлиқта өмүр сүридекән.Һәр икки йолвас өзиниң туруватқан муһитидин, умумән, һаятидин задила қанаәт қилмайдекән. Бириниң әһвали иккинчисигә бәк яхшидәк билингәчкә, бир-биригә қизғиниш билән қарап, дайимла һәсәт илкидә яшайдекән. Йолваслар күнләрниң биридә өзара турушлуқ муһитини алмаштуруш қарариға кәпту. Шундақ қилип, қәпәздики йолвас – орманлиққа, орман йолвиси қәпәзгә орунлишипту. Йеңи һаят тәризиниң дәсләпки күнлири һәр иккиси үчүн көңүлдикидәк билинипту. Амма аридин хелә вақит өткәндин кейин һәр икки йолвас бақилиқ бопту. Уларниң қәпәздикиси – ачлиқтин, әркинликтикиси болса, тәшвиш-әндишидин өлүпту.
Һекмәт: бәзи чағларда кишиләр өзиниң бәхтини һис қилалмайду, көзини һемишәм башқиларниң бәхтигә тикиду. Әмәлиятта, сизниң һазир еришкәнлириңизни башқилар арзу қилип жүргән болуши мүмкин.
119 рет
көрсетілді0
пікір