• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 05 Шілде, 2018

Һәйкәлтарашлиқ

Тәтқиқатчиларниң баянлириға асаслансақ, дәвримизгичә йетип кәлгән уйғур һәйкәлтарашлиғи өзгичә услуб вә миллий алаһидиликкә егә болуп, гәж, полат чивиқ, мата, пахал вә тухум қатарлиқ йәрлик мәһсулатларни асас қилған.Гәж – сүзүк кристалл һаләттә, ақ, ачсериқ, шаптула чечиги рәңгидә яки күлрәң келидиған анорганик бирикмә. У адәттә бенакарлиқ, һәйкәлтарашлиқ, нәққашлиқ саһалирида көп ишлитилиду. Шуниң билән биллә сунған яки чиқип кәткән устиханларни теңишта гипс материали сүпитидә пайдилинилиду. Гәж “белиқгәж” вә “том-гәж” дәп икки түргә бөлиду. Белиқгәж узунчақ болуп, чидамлиқ келиду. Томгәж уюл һәм йоған болиду. Уйғур һәйкәлтарашлири белиқ-гәжни көпирәк ишлитиду. Уни тәйярлаш үчүн алди билән гәжни тонурда пиширип, соқуп-талқанлап, әгләктин өткүзиду. Андин суға селип, доғап һалитигә кәлтүриду. Мәлум вақиттин кейин гәж лиғирлап турған иссиқ қан уютмисидәк қатиду. Әйнә шуниңдин кейинла уни қурулуш материали сүпитидә ишлитишкә болиду. Полат чивиқни һәйкәл гәвдисини турғузушта пайдилиниду. У шәклигә қарап бирқанчә түргә бөлүниду. Уйғур һәйкәлтарашлири адәм яки һайванат һәйкилини ясаштин авал полат чивиқ арқилиқ униң дәсләпки шәклини қуруп чиқиду. Андин уни сирлап, үстигә мата яки пахал йөгәп, һәйкәлниң әза көрүнүшлирини муқумлаштурувалиду. Шуниңдин кейин лиғирлақ һалитидә қатқан гәжни һөл вақтида мата яки пахал үстигә сугайду. Сугалған гәж мәлум қелинлиққа йәткәндә, пуштигәрдан, бурәндәгәрдан, норкәшгәрдан, зиқчигәрдан вә искинәгәрдан қатарлиқ һәйкәлтарашлиқ әсвап-сайманларниң ярдими билән қириш, йонуш йоли арқилиқ һәйкәлниң ташқи көрүнүши пүтүлиду. Ахирида һәйкәлниң ялтирақ, силиқ болуши һәм йерилмаслиғи үчүн, униң үстигә тухум еқи сүркилиду. Мошундақ сүпәттики һәйкәл ямғур билән нәмликни қобул қилмайду, шундақла узун вақит топиға көмүлүп қалсиму, әсли һалитини өзгәртмәйду. Уйғур һәйкәлтарашлири өз маһаритини уйғур бенакарлиқ сәнъитидә үнүмлүк пайдилинип, там-торус, деризә-ишик гирвәклиригә, меһрабларға, мунарә-гүмбәзләргә һәрхил гәж ойма нәқиш билән гүл-ғунчиләр, мевә-чевиләр, буға-мараллар, түрлүк чалғу әсвап, өй-бисат вә һөснихәтләрни селиш арқилиқ намайиш қилип кәлгән.

152 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы