• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 11 Шілде, 2018

Бәдридин Сопахунум

Тибабәтчиниң әсли исми – Бәдридин. Һөрмәт нами – Сопахунум. У Қәшқәр шәһиридин болуп, өз дәвридә Һәйдәрахунум, Қасим Өмәр һаҗим, Ғоҗа Абдуллахан, Ғоҗа Қадир һаҗим қатарлиқ мәшһүр пешивалар арисида шөһрәт қазанған. Һазирқидәк заманивий дохтурханилар, әсвап-үскүниләр болмиған шараитта өз тәҗрибисигә һәм имканийитигә тайинип, бемарларни давалап, хәлиқ саламәтлигини яхшилашқа зор төһпә қошқан. Қушлар әзалиридин вә һәрхил өсүмлүкләрдин тәйярлиған дорилири билән нурғунлиған адәмләрниң дәрдигә дава болған.Бәдридин астрономия саһасидиму алий мәлуматқа егә болғанлиқтин, ағриқларни юлтузларниң һәрикитигә қарапму тәкшүргән. Бемарниң ташқи қияпитигә қарап диагноз қоюш — униң артуқчилиқлириниң бири болған. Бу һәққидә тарқалған айрим һекайиләр алимниң өлмәс хатириси билән биллә хәлиқ арисида һелиғичә ейтилип кәлмәктә. Өз дәвриниң һөкүмрани Яқупбәг Бәдәвләт Бәдридин Сопахунумниң шөһрити тоғрисида аңлап, һозуриға чақиртиду. Уни синап көргәндин кейин, талантиға қайил болиду. Өзиниң кесилини тепип, давалиғанлиғи үчүн мәшһүр тибабәтчигә һәзрәтниң биринчи дәриҗилик шәйхлик мәнсивини һәм терилғулуқ, бағ-варанларни соға қилиду. Бәзи мәнбәләрдә тевипниң өлүмигә бирнәччә күн илгири тәйярлиқ көрүп, та нәпәси тохтиғичә шагиртлириға өзиниң әһвалидин хәвәр берип турғанлиғи һәққидә ейтилиду. Мошуниң өзи алимниң тибабәт саһасидики қабилийәт-ихтидариниң нәқәдәр үстүнлүгини испатлиса керәк. Бәдридин Сопахунум пәқәт тибабәт саһасидила муваппәқийәт қазинип қалмай, бәлки астрономия илимини йетүк егәллигән, юлтузларниң һәрикитини күзитиш сайманлирини ясиған, шуниң билән биллә өз паалийитидә шуниңға асаслинип иш тутқан мутәпәккүр шәхс еди.

174 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы