• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 11 Шілде, 2018

«Жутумни сорисаң, ақтаслиқмән»

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Талғир наһийәсидә «Ақтас» дәп атилидиған йезиниң пәйда болғиниға көп болмиди. Һә, бу йәрдә истиқамәт қиливатқан уйғурлар дәрһал өзлиригә жигитбеши сайлап, пәйдин-пәй жут болушқа башлиди. Шуниңдин буян ақтаслиқ қериндашлиримиз өзлириниң өмлүгини, бирлигини намайиш қилған һалда, миллий мәдәнийитимизни риваҗландурушта яки урпи-адәтлиримизни сақлашта болсун, тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашуруп келиватиду.Һазир ақтаслиқларға Әзиз Һәмраев исимлиқ акимиз жигитбеши сүпитидә егидарчилиқ қилса, Шерипҗан Илияров йезилиқ мәдәнийәт мәркизини башқуруп келиватиду. Бу жутта һәқиқәтәнму милләтпәрвәр вә вәтәнпәрвәр инсанлар яшайду. Улар өткән жили «Уйғур авази» гезити муштирилириниң санини мәлидә икки һәссигә көпәйтип, өзлириниң инақлиғини йәнә бир қетим испатлиди. Буниңдин ташқири, наһийә даирисидә өткүзүлүватқан һәрхил чарә-тәдбирләргә паал иштирак қилип, башқиларға үлгә болуватиду. Жуттики муюмлардиму бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, бир-биридин ярдимини айиған әмәс. «Жутумни сорисаңлар ақтаслиқмән» дәйдиған улар билән көрүшүшни хелила бурун көңлүмизгә пүкүп қойған едуқ. Лекин «һәр нәрсиниң өз вақти бар» демәкчи, задила йолумиз чүшмигән. Бу қетим Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахуновниң тәшәббуси түпәйли жут аһалиси билән учраштуқ. Ақтаслиқлар билән болған учришишта «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов турғунларға тәһриратниң һаят нәпәси тоғрилиқ чүшәнчә берип, елимиздики милләтләрара достлуқниң асасини салғучи Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң паалийитигиму әтраплиқ тохталди. Шундақла у әндила нами чиқиватқан ақтаслиқ уйғурларниң утуқлиридин хәвәрдар екәнлигини йәткүзүп, буниңдин наһайити мәмнун болғанлиғини ейтти. Ершат Моллахун оғли көпчилик билән болған сөһбәт давамида уларни гезитимизға көпләп муштири болушқа чақириғач, мундақ деди: — Һөрмәтлик ака-инилар, һәммимизгә мәлумки, гезитниң баһаси, һойлимизда бир әмәс, икки яки униңдинму көп машинилиримиз бар биз, уйғурлар үчүн, қиммәт әмәс дәп ойлаймән. Жутуңларда йүз бериватқан һәрқандақ йеңилиқлар һәққидә наһийәгә бәлгүләнгән мухбиримизға хәвәрләшсәңлар болиду. Қисқиси, биз силәрниң хизмитиңларда. Ахирида ейтарим, мошундақ өмлүгүңлар билән бирлигиңларниң ақивитини бәрсун. Бу йәрдә яшаватқан қериндашлиримизниң сани қириқ аилигә йәтмисиму, бириниң издигинини йәнә бири тепип берип, жутдаш-қериндаш аталған ақтаслиқларниң келәчәккә түзгән план-реҗилириму хелә бар. Ханим-қизлар кеңишиниң паалийитигиму хелә нәрсиләр мунасивәтлик. — Айрим пәйтләрдә пәқәт аялларға тайинишқа тоғра келидекән. Шу чағда бизниң һәдә-сиңиллиримиз дәрһал ишқа киришиду, — деди Әзиз ака. — Мәсилән, бийил Норуз мәйримидә уларниң маһир қоллиридин чиққан миллий таамлиримиз арқилиқ һәммигә тонулдуқ. Хошаллиқлириғила әмәс, бәлки ғәм-қайғусидиму дайим биллә ақтаслиқларниң иҗил-инақлиғиға изгү-тиләклиримизни билдүргәч, әҗдатлиримиздин мирас қалған миллий мәдәнийитимизни, мәтбуатимизни вә сәнъитимизни әвлатларға йәткүзүшни истигән мошундақ жутларниң сани техиму көпийивәрсун демәкчимиз.

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы