• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 19 Шілде, 2018

Яңақ

Турмушида әһли юртниң ризқи һиммәттур яңақ, Һәр нәзәрдә әтиварлиқ, нәрқи қиммәттур яңақ. Турса кимниң һойлисида сайә ташлап бир түпи, Шу җәмәтниң иптихари-тәхти шәвкәттур яңақ. Зәр меғизни сақлиғач йөгәп шакал пинһаниға, Кәмтәринлик хислитидә әлгә ибрәттур яңақ. Нәччә түп болса униңдин йәп, сетип күн өткүзәр, Болса җиқ бағвәнгә пайда, пулға бәрикәттур яңақ. Әйлигән әҗри әзим әҗдат яңақ өстүргили, Турса чайнап мағдири кәткәнгә қудрәттур яңақ. Болғини раст әлмисақтин тевипларға дорилиқ, Җан шипасида зөрүри бенаһайәттур яңақ. Шу сәвәбтин бебаһа - үстүн биләрмән қәдрини, Наштилиққа Көлтегингә ризқи-немәттур яңақ. Һаҗи ӘҺМӘД КӨЛТЕГИН.  

179 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы