• Йеза нәпәси
  • 28 Тамыз, 2018

Йеза егилиги хадимлири Яркәнттә баш қошти

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Панфилов наһийәсидә деханчилиқ билән чарвичилиқ ишләпчиқиришниң һәл қилғучи амили болуп һесаплиниду. Тәвәниң тәрәққий етип, гүллиниши мошу қош саһаға мунасивәтлик. Әмәлиятта өз ипадисини тепиватқан йеңи илғар технологияләр билән илғар тәҗрибиләрни җарий қилип, йәрниң һосулдарлиғини ашуруш мәсилиси күн тәртивидин чүшмәй, униңға алаһидә әһмийәт берилип келиватқининиң асасий сәвәви шуниңда. Кейинки икки-үч жилниң өзидила дехан егиликлири һесавиға онлиған йеза егилиги техникилири чәт әлләрдин кәлтүрүлмәктә. Бу техникилар “етиз мәликисини” терип, суғирип, мол һосул йетиштүрүп, уни жиғиштурушта пайдилинилмақта.Наһийәдә суғирилидиған йәр көләми кәңийип, терилғулуқлар мәйдани жилдин-жилға көпийиватиду. Һазирқи күндә наһийәдә йеза карханилиридин башқа 5000дин ошуқ шәхсий дехан егилик билән ишләпчиқириш кооперативлири паалийәт елип бериватиду. Деханлар өзара йәрниң һосулдарлиғини ашуруш, көмүқонақни пәрвиш қилиш, йеңи техникиларни ишқа қошуш охшаш муһим мәсилиләр әтрапида баш қошуп, тәҗрибә алмаштурушни йолға қойған. Йеқинда «Ернар» шәхсий дехан егилигиниң етизлиғида дарамити чоң бу зираәтни пәрвиш қилиш бойичә семинар болуп өтти. Көмүқонақ өстүрүштә тәҗрибиси бар Тасқин Жапарқул рәһбәрлигидики егиликтә “1500 гектар йәргә етиз мәликиси” терилип, пәрвиш қилиниду. «Торғай-87» «Будан-237» «Молавский-257» «Спутник росса» сортлири болуқ өсүп турупту. Семинар Панфилов наһийәсиниң һакими Темирлан Бектасов риясәтчилик қилди. Һаким наһийәдики йеза егилиги ишләпчиқиришиға, деханчилиқ, бағвәнчилик саһаларда елип бериливатқан ишларға тәпсилий тохталди. Көмүқонақ терилғу мәйданлириниң жилдин-жилға кәңийиватқанлиғини, бу саһаға яшларниңму җәлип қилиниватқанлиғини тәкитлиди. Саһа хадимлири үчүн бу хилдики семинарларниң әһмийитиниң чоң екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Мәзкүр баш қошушқа Алмута вилайитиниң бәш наһийәсиниң деханлири, саһа мутәхәссислири билән йеза егилиги пәнлири алимлириниң қатнишиватқанлиғини ейтип, уларға миннәтдарлиғини билдүрди. Семинарда Алмута вилайәтлик йеза егилиги башқармиси Уруқ егилиги бөлүминиң мутәхәссиси А.Қасымов, «Koppert» B.V. компанияси мудириниң орунбасари Рик Вандер, Қазақстан Җумһурийити йеза егилиги илмий-тәтқиқат институтиниң баш мудири Серик Кененбаев, Қазақ илмий-тәтқиқат институтидин Абай Сағитов вә Панфилов наһийәси бойичә көмүқонақ уруғини йетиштүридиған шәхсий дехан егилигиниң башлиғи Тасқын Жапарқул вә башқилар сөз елип, көмүқонақни пәрвиш қилишниң алаһидиликлири, нәзәрийәси билән әмәлиятиға тохталди. «Ернар» шәхсий дехан егилиги билән «Syngenta» вә «Koppert» компаниялири һәмкарлиқта уюштурған мәзкүр семинарда «Агро Тех Сила» көргәзмисигә йәр һайдайдиған, уруқ терийдиған, һәрхил химиялик оғутларни чачидиған, чөп оруйдиған чәтәллик йеза егилиги техникилири көргәзмиси қоюлди. Исми дунияға мәшһур чәтәллик компаниялар билән һәмкарлиқта өткән семинарда көмүқонақни терип, уни пәрвиш қилиш, һосул елиш бойичә өзара тәҗрибә алмаштурулди. Наһийәмиздики маһир тәшкилатчиларниң бири Тасқин Жапарқул башқуруватқан егиликниң келәчәк реҗә-мәхсәтлири биләнму йеқиндин тонушти. Һәқиқәтәнму, «Ернар» наһийәдики әң чоң шәхсий дехан егилиги жилдин-жилға тәрәққий етиватқан, йеза егилиги мәһсулатлирини йетиштүрүштә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүватқан егиликләрниң бири болуп санилиду. Егиликтә көмүқонақтин башқа мал үчүн бедә һәм көпжиллиқ чөп өстүрүлиду. Чарвичилиқ саһасидиму паалийитини җанландуруп, мал бодаш комплексини тәшкил қилишни қолға алмақчи. Техиникилар һәққидә ейтиш керәкки, 25тин ошуқ һәрхил маркилиқ техникилар әнди чәт әлләрдин, йәни Украина, һәм Италиядин кәлтүрүлгән техникилар билән толуқтурулмақта. Егиликтә 160 адәм турақлиқ иш билән тәминләнгән. Ома мәвсүмидә 250 йеқин адәм ишқа җәлип қилиниду. Шәхсий егиликниң етизлиқлирида өсүватқан көмүқонақ бийил болуқ өсүп, сентябрь ейида ашлиқ омисини башлашқа җиддий тәйярлиқ ишлири көрүлүветипту. Семинарниң ахирида жирақ-йеқиндин кәлгән йеза егилиги хадимлири Оттура Азиядә тәңдиши йоқ көмүқонақни қайта ишләп, униңдин 32 түрлүк мәһсулат йетиштүрүватқан «Яркәнт крахмал-ширнә заводини» арилап, униң паалийити билән йеқиндин тонушти. Панфилов наһийәси. Жумағазы БЕЙСЕБЕК чүшәргән сүрәт.

579 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы