• Йеңилиқлар
  • 10 Қыркүйек, 2018

Тоғра йолда маңайли

Йошуридиғини йоқ, кейинки вақитларда биз, уйғурлар, тоғра йолдин сәл чәтнишип кетиватимиз. Болупму пәйғәмбиримиз Муһәммәт әләйһиссалам Ислам дини йолида рухсәт қилмиған бидъәт ишларға көпирәк йол қоюватимиз. Ейтайлуқ, Қурван һейтида Муһәммәт әләйһиссалам нашта қилмай туруп, һейт намизини өтәп болғандин кейин, атиған мални қурванлиқ қилип, андин униң гөшини йейиш арқилиқ еғизини ачқан екән. Демәк, һейт барчә мусулманларниң мәйрими болғанлиқтин, һәммәйлән һейтлаш үчүн вә қурванлиқ қилишқа өйгә алдиришимиз керәк. Биз яш вақитлиримизда шундақ қилаттуқ. Атилиримиз бизни әгәштүрүп һейтниң алдида, йәни айәм күни қәбирстанни зиярәт қилишқа апиратти. Андин кейин кәчқурунлуғи пүткүл қериндашлар чоң өйгә җәм болуп, дуниядин өткәнләрниң роһиға атап қуръан тилавәт қилаттуқ. Әтиси һәммимиз йәнә жиғилип, холум-хошна, уруқ-туққанларниң өйлиригә һейтлап бараттуқ. Һә, һазир болса, немишкиду, биз һейт намизидин кейин өйдә һейтлиқни раслашниң орниға қәбирстанға қарап жүгрәйдиған болувалдуқ. Шундақла көпчилигимиз өй-өйләрни һейтлашни қоюп, пәқәт қурванлиқ қилған өйләргила һейтлап баридиған болдуқ. Йәнә бир ейтмасқа болмайдиған бидъәт ишларниң бири – вапат болған адәмниң намизини чүшириш алдида вә униң йәттә, қирқи нәзирлиридә худди тойда “тост” сөзлигәндәк, һәдди-һесапсиз көп сөзләйдиған болувалдуқ. Әслидә бу ишларму Ислам динида пәйғәмбиримиз Муһәммәт әләйһиссалам тәрипидин рухсәт қилинмиған. Демәк, пәйғәмбәр қилмиған ишни қилиш – бидъәт, йәни мәкруһ (йеңилиқ киргүзүш) һесаплиниду. Раст, биз бу ишларни “совап алимиз” дәп қилимиз, амма әмәлиятта ундақ әмәс, әксичә, гунани гәжгимизгә артиватимиз. “Сөзләймән” дәп бир-биримизниң кәйнидә ғевитини қилғичә, мейитни сақлатмай, намизини чүширип, “мәрһумниң һаят вақтида билип-билмәй қилған гуналирини мәхпирәт қилғин” дәп дуа қилсақ, тоғра һәм соваплиқ иш қилған болумиз. Ундақ болғини, имамлар қәбирстанда “Мүлүк” сүрисини оқуйду. У йәрдә мундақ дейилиду: “Бисмиллаһи раһмани раһим! Пүтүн асман-зиминниң падишалиғи илкидә болған Алланиң бәрикити бүйүктур. Алла һәр нәрсигә қадирдур. Силәрниң қайсиңларниң әмәли әң яхши екәнлигини синаш үчүн Алла өлүмни вә тирикликни яратти. Алла ғалиптур (товва қилғучини) наһайити мәғпирәт қилғучидур. Улар: әгәр биз (Пәйғәмбәрниң сөзлирини) аңлиған яки чүшәнгән болсақ, әһли дозақ қатарида болмас едуқ”. “Пәрвардигаридин көрмәй туруп қорққанлар мәғпирәткә вә катта совапқа еришиду... (Ей, Муһәммәт! Уларға ) ейтқинки, “Алла силәрни яратти, силәр үчүн қулақни, көзләрни, дилларни яратти, силәр аз шүкүр қилисиләр”. Бу қисқичә берилгән айәтләр. Андин җамаәт җәм болуп өйгә барғанда “Бәқәрә” сүрисиниң 155-айити оқулиду. Униңда: “Биз силәрни бираз қорқунуч билән бираз қәһәтчилик билән вә маллириңларға, җанлириңларға, балилириңларға, зираәтлириңларға йетидиған зиян билән чоқум синаймиз. (Бешиға кәлгән мусибәт зиян зәхмәтләргә) сәвир қилғучиларға (җәннәт билән) хуш хәвәр бәргин. Уларға бирәр мусибәт кәлгән чағда улар: “Биз, әлвәттә, Алланиң егидарчилиғидимиз (йәни Алланиң бәндилиримиз), чоқум Алланиң дәргаһиға қайтимиз”. Әйнә шулар Пәрвардигариниң мәғпирити вә рәһмитигә еришкүчиләрдур, әйнә шулар һидайәт тапқучилардур” дейилиду. Демәк, биз, мусулман әһлигә, җәсәтни иссиқта яки соғда турғузуп қоюп, узақтин-узақ митингларни ечишниң һаҗити йоқ екән. Униң орниға һәммимиз жиғилип сәптә турғанда билгинимизчә қисқа айәтләрдин оқуп, дуа қилип қойсақ, мәрһумниң роһини хуш қилған болумиз. Жигитбашлири жутдарчилиқ ишлирини рәтләйдиған жут сәркилири болғанлиқтин, жуқурида ейтилған бидъәт ишларниң техиму овҗ елип кәтмәслигиниң алдини елип, җамаәтниң тоғра йолда меңишини рәтләп, уларни соваплиқ ишларни қилишқа дәвәт қилса демәкчимән. Улуқ Алла һәммимизгә һидайәт, өйүмизгә хатирҗәмлик әта қилип, тенимизни саламәт қилғай. Амин! Дилмурат ЙҮСҮПОВ, Қарасу мәһәллисиниң вә микрорайонларниң имами. Алмута шәһири.

504 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы