• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 19 Қыркүйек, 2018

Тулум

Тулум ــ кала, қой, ат, өшкиниң терисидин тәйярлинидиған, ишлитишкә әплик, чидамлиқ турмуш буюми. Әҗдатлиримиз илгири сүт, қетиқ мәһсулатлиридин тәйярлинидиған ичимликләрни шуниңда сақлиған. Тулумға қачиланған ичимлик сүпитини сақлап қалиду вә асан бузулуп кәтмәйду. Кейин тәрәққиятқа әгишип, униң вәзиписини түрлүк яғач вә төмүр қачилар атқурушқа башлиған. Бу қедимий буюмниң буниңдин башқиму хизмәтлири бар. Мәсилән, тулум яки теридин ясалған қапқа қурутулған мевә қеқини қачилап қойса, униңға қурут чүшмәйду. Буниңдин ташқири әҗдатлиримиз икки тулумға йәл тошқузуп, еғизини мәккәм чигип бағлап, өзара четиштүрүп, шуниң ярдими билән дәрия-өстәңләрдин үзүп өткән. Бүйүк мутәпәккүр Маһмут Қәшқәрий өзиниң даңлиқ “Түркий тиллар диванида” тулумниң ясилиши вә ишлитилиши тоғрисида көплигән мәлуматларни қалдурған. Хәлиқ еғиз иҗадийитигә көз жүгәртсәкму, тулум һәққидә мақал-тәмсил, қошақлар көпләп учришиду. “Тулумдин тоқмақ чиққандәк”, “Ярмақ тулумда тохтар” вә һаказилар шулар җүмлисидиндур. Бүгүнки күндә тулум турмуш истималидин қалған болсиму, униң наһайити узун бир тарихий җәриянда хәлқимиз һаятида муһим рол ойниғанлиғини һечким инкар қилалмайду.

156 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы