- Дидар ғенимәт
- 19 Қыркүйек, 2018
Балилиқниң изнаси қалған жилларни әслиди
Йеқинда И.Саттаров намидики Ғәйрəт оттура мәктивиниң биринчи синипиға кəлгинигə 60 жил толған сабиқ синипдашлар билəн мәзкүр билим дәргаһини тамамлиғиниға 50 жил толған учумкарлар меһманда болди. Тəнтəнилик мəрасимниң асасий қисми аяқлашқандин кейин меһманлар арисидин сөзгə чиққан пешқəдəм устазлар Реһимҗан Илиясов билəн Əйсаҗан Мəмəтбақиев муәллимләр билəн оқуғучиларни йеңи оқуш жили билəн тəбриклəп, утуқлар тилиди. Андин өзлиригə билим бәргән устазлирини бир минут сүкүт сақлап, əскə алди.
Бу күни «60 жиллиқлар» мəктивимиз мирасгаһиға өзлириниң оқуғучилиқ дəврини əкис етидиған экспонат һəдийə қилса, «50 жиллиқлар» муəллимлəр үчүн заманивий принтер соға қилди.
Шу күни «50 жиллиқлар» һаяттин өткəн устазлири билəн савақдашлириниң роһиға атап, нəзир бəрди. Андин балилиқ изнаси қалған өткəн жиллирини дəстихан əтрапида əслəшти.
Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.
Əмгəкчиқазақ наһийəси.
477 рет
көрсетілді0
пікір