• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 03 Қазан, 2018

Бәхитни һис қилимән десиңиз...

Бәхитни пәқәт интизар болидиған, лекин йәткили болмайдиған нишанға айландуруп қоймаң. Униң мукәммәл болуши үчүн төлинидиған бәдәлни ойлаң вә өзиңизниң имканийити билән һесаплишиң; Башқиларниң қиливатқан ишиға анчә көңүл бөлмәй, диққитиңизни өзиңизниң ишиға мәркәзләштүрүп, хатирҗәм яшаң; Дайим үмүтсиз, роһсиз жүридиғанлардин чәтнәп, үмүтвар, тиришчан адәмләр билән арилишиң, өзиңизни роһландуридиған, кәйпиятиңизни яхшилайдиған китапларни оқуң; Турмушта, кишини хошал қилидиған нурғун яхши ишларниң бар екәнлигини унтумаң. Әйнә шулардин өз бәхтиңизни тепишни билиң; Әслимә ичидә яшашқа адәтләнмәң һәм кәлгүсидин тохталсиз әнсирәвәрмәң. Әң әвзили, һазирқи ишларға җиддий көңүл бөлүң; Башқилардин бәхитлик болушнила нийәт қилмаң. Ундақ әһвалда қәлбиңиздә бәхитла әмәс, пәқәт арзу һәвәсла қалиду; Мүмкинқәдәр муһим-муһим ишларнила қилишқа тиришиң. Аз гуманлиниң. Турмушиңиз аддий вә әркин болсун.

199 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы