• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 11 Қазан, 2018

«Түркий тиллар диванидики» қедимий әнъәнивий таам намлири

Түрмәк (1-том, 622-бәт) — түрмәл. Сармачуқ (1 том, 683-бәт) — қушқач тили, суюқашниң бир түри. Үгрә (1-том, 171-бәт) — суюқашниң бир түри. Соғут (1-том, 462-бәт) — һесип, йәни үчәй ичигә гүрүч, гөш, дора-дәрмәк селип тәйярлинидиған таам. Соқту (1-том, 543-бәт) — һесипниң бир түри, йәни үчәй ичигә җигәр, гөш вә дора-дәрмәк селип тәйярлинидиған таам. Тутмач (1-том, 590-бәт) — түркләрниң аммибап чөп таамлириниң бири. Қовут («қағут» дәпму атилиду) (3-том, 233-бәт) — қорулған териқ унини май билән шекәргә арилаштуруп тәйярлинидиған таам. Адәттә, туғутта қансирап кәткән аялларға берилиду. Топуқ (1-том, 492-бәт) — қойниң товуқ сүйигидин тәйярлинидиған таам. Көршәк (1-том, 625-бәт) — ширнини су яки сүттә қайнитип, үстигә май қуюп тәйярлинидиған таам. Болдуни (1-том, 625-бәт) — қуруқ яки һөл үзүм селип тәйярлинидиған таам. Булғама (1-том, 640-бәт) — майсиз вә тәмсиз таам. Қоғурмач (1-том, 137-бәт) — қетиқ билән сүт арилашмиси. У, адәттә, ичи қетип қалған адәмләргә берилиду. Бухси (1-том, 551-бәт) — қайнитивелинған буғдайниң үстигә бадам меғизи селинип, һәсәл вә сүт арилаштуруп тәйярлинидиған таам. Ямата (1-том, 580-бәт) — суюқ қилип челинидиған қуймақ хемир. У семиз гөшни қоруғанда яки кавап қилғанда, мейиниң еқип кәтмәслиги үчүн пайдилинилиду. Симсирақ (3-том, 187-бәт) — пиширилип, ушшақ тоғралған қойниң баш гөшигә дора-дәрмәк арилаштуруп, үстигә аччиқ қетиқ қуюлуп тәйярлинидиған таам. Язуқ (3-том, 19 бәт) — күздә һәрхил дора-дәрмәкләр билән қурутулуп, қишичә сақлинип, әтиязда йейилидиған қақ гөш. Қимиз (1-том, 474-бәт) — тулумда ечитилған илқа сүти. Бохсум (1-том, 631-бәт) — боза, йәни териқтин тәйярлинидиған ичимлик. Ағартқу (3-том, 600-бәт) — буғдай ярмисидин тәйярлинидиған бозиға охшаш ичимлик. «Уйғур хәлиқ еғиз әдәбияти» қамусидин (12-том) елинди.

218 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы