• Достлуқ риштилири
  • 11 Қазан, 2018

Кәспигә садақәт

Бу 1954-жили еди. Бу жиллири тәвәдә уйғур тилидики оттура мәктәп болмиғачқа, җай-җайларда йәттә жиллиқ билим алған жигит вә қизларниң билимгә интилғанлири Молотов намидики (һазирқи Ы.Алтынсарин) қазақ оттура мәктивигә һөҗҗәтлиримизни тапшуруп, оқушимизни давамлаштурдуқ. Төрт сәккизинчи синип тәшкил қилинип, униң «В» синипиға оттузға йеқин қиз-жигит бардуқ. Җай-җайлардин кәлгәчкә, бир-биримизни тонумаймиз, шәһәрдинму бирқанчә оқуғучилар болди. Шуларниң бири Рәхимҗан Ибрагимов еди. Оқуштиму, тәртип-интизамдиму үлгилик униң билән чапсанла дост болуп кәттуқ. 1957-жили мәктәпни тамамлап, қолумизға шаһадәтнамә алдуқ. У жиллардики тәләп бойичә он жиллиқ билим алған яшларға алий оқуш орунлириға чүшүши үчүн икки жиллиқ әмгәк стажи болса, улар конкурссиз билим дәргаһлириға қобул қилинатти. Рәхимҗанму стажни толтуруш үчүн Яркәнт МТСқа ишқа орунлишип, слесарьлиқ кәспини өзләштүрүвалди. Үч жилдин ошуқ әмгәк стажи билән Алмутиға атлинип, медицина институтиниң стоматология факультетиға оқушқа чүшти. Қизиғи һәм қийинчилиғи көп студентлиқ дәвир униң һаятидиму өчмәс из қалдурди, еғирчилиқларға бәрдашлиқ берип, өз мутәхәссислиги бойичә әтраплиқ билим елишқа тиришти. Нәтиҗидә институтни 1967-жили муваппәқийәтлик пүтирип, врач-стоматолог мутәхәссислигини егиләп, йолланма билән өз жутиға кәлди. Р.Ибрагимов әмгәк паалийитини Панфилов наһийәлик ағриқханисиниң стоматология бөлүмидә башлайду. У жиллири наһийәдә чиш дохтурлири йетишмәтти. Шуңлашқа уларға вақит билән һесаплашмай ишләшкә тоғра кәлди. Яш стоматолог алған нәзәрәвий билимини әмәлият билән бағлаштуруп, бемарларниң дәрдигә дәрман болушқа тиришти. Кәсипдашлири билән һәмкарлишип, бөлүм ишини яхшилаш йолида әстаидил әмгәк қилди. Бу йәргә келидиған бемарларниң қатариму чапсан көпәйди. Бу һәққидә Рәхимҗан мундақ дәйду: Марҗандәк тизилған 32 данә чиш адәмниң һөснигә һөсүн қошуп туриду. Әнди буниңға көпчилигимиз етивар бәрмәймиз, чишни зәхимгә учратмай алдин-ала күтүшни билмәймиз. Ағриғандин кейинла униң қәдригә йетимиздә, дохтурға жүгрәймиз. Чишниң ағриққа учрап, чүшкини, психологиялик җәһәттинму сәлбий тәсир йәткүзиду, тамақ дурус һәзим қилинмайдудә, ашқазанға еғирлиқ чүшиду. Тамақниң ләззитиму билинмәй қалиду. Шуңлашқа чишим сақ дәп, беғәмликкә селинмай, пат-пат чиш дохтуриға йолуқуп, мәслиһәт елип турғанниң һеч артуқчилиғи йоқ. Буни һәрқачан әстин чиқармаслиқ керәк, шундақ қилғандила умумән сағлам һаятқа қол йәткүзәләймиз. Рәхимҗан ишләш җәриянида дайим адәмләргә, бемарларға һәрқандақ ағриқниң алдини елиш һәққидә зерикмәй ейтип, чүшәндүрүп кәлди. У өз иши биләнла чәклинип қалғини йоқ. Ағриқхана һаятидики җәмийәтлик ишлардиму паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшти. Униң бу җәһәттики ишбиләрмәнлиги, қабилийити, наһийәлик ағриқхана хадимлири башланғуч кәспий иттипақ тәшкилати рәиси хизмитини он жилдин артуқ атқурған жиллири алаһидә ярқин көрүнди. У вақитта кәспий иттипақ тәшкилатлириниң аброй-инавити үстүн, атқуридиған ишлириму нурғун һәм муһим еди. Шу жиллири медицина хадимлири әмгәк дәм елишиға чиққинида, қәйәрләргә берип, дәм елишлири тоғрилиқ баш қатурматти. Чүнки мундақ пәйттә кәспий иттипақниң елимизниң һәрхил санаторий-курортларға әвәтидиған йолланмиси тәйяр еди. Ағриқхана униң 30 пайизинила төләтти, қалған йәтмиш пайизи кәспий иттипаққа тәәллуқ болидиған. Шундақла елимизниң дәм елиш җайлириға вә чәт әлләргә саяһәткә әвәтидиған йолланмиларму аз әмәс еди. Һәр жили онлиған медицина хадимлири шундақ дәм елиш орунлирида болуп, саламәтлигини сағламлаштуруп, алаһидә тәсиратларға чөмүп қайтатти. Шуниму ейтиш керәкки, ағриқхана һесавиға һәр жили хадимлар новәтлишип, билимини йетилдүрүп туратти. Җүмлидин 1976-жили Рәхимҗанму Ташкәнт шәһиридә кәспини мукәммәлләштүрүш курсида оқуп, хирург-стоматолог мутәхәссисилигини егиләп чиқти вә наһийәниң баш стоматологи вәзиписини қолға алди. Әстаидил әмгиги түпәйли исми көпкә тонулуп, униңға болған ишәнчә ашти. 1982-жили наһийәлик ағриқханниң рәһбәрлиги ишбиләрмән мутәхәссис Р.Ибрагимовни стоматология бөлүминиң башлиғи лавазимиға тайинлиди. Өзигә жүкләнгән вәзипә җавапкәрлигини чоңқур һис қилған у аһалиға стоматология җәһәттин хизмәт қилишни түп-асасидин яхшилашниң әмәлий чарилирини көрди. Йеза аһалисиниң тәләп-истәклиригә бола җай-җайларда чиш дохтурлири ишләшкә башлиди, йәни Пәнҗим, Басқунчи, Алтөй, Сарибәл вә башқиму тиббий участкиларда чиш давалаш бөлүмлири ечилип, йеза аһалиси шәһәргә бериш аваригәрчилигидин қутулди. Рәхимҗан Ибрагимовниң исми наһийәдила әмәс, вилайәт бойичә йетүк мутәхәссис вә тәшкилатчилар қатарида тилға елинип, у «Қазақстан Җумһурийитиниң саламәтликни сақлаш әлачиси» бәлгүси, бирқанчә медальлар вә көплигән пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Муһими, тәҗрибилик стоматолог яркәнтликләрниң сәмимий һөрмәт-ишәнчисигә еришти. Заман өзгәргәндин кейин стоматология бөлүмлириму шәхсийләштүрүлди. Әнди Рәхимҗан охшаш тәҗрибилик хирург-стоматологларға муһтаҗлар аз әмәс еди. Рәхимҗан бирнәччә жил көрнәклик стоматолог-тәшкилатчи Молутҗан Қурбановниң шәхсий стоматологиялик шипаханисида әстаидил әмгәк қилип, униң ишини яхшилашқиму үлүшини қошти. Әнди Молутҗан аилиси билән Алмутиға көчүп кәткәндин кейин Рәхимҗан шәһәрдики «Дефу» шәхсий стоматологиялик клиникисиға ишқа тәклип қилинип, бу йәрдә он бәш жил хизмәт қилди. Синипдишим һәққидә гәп болуватқачқа, униң вападар рәпиқиси, пешқәдәм устаз Санийәм Исламова тоғрилиқму икки еғиз сөз қилмай мүмкин әмәс. У яқ Алмута шәһиридики Қизлар педагогика институтиниң филология факультетини тамамлиғандин кейин чарәк әсирдин ошуқ вақит наһийә мәктәплиридә өз мутәхәссислиги бойичә оқуғучиларға дәрис бәрди. Исми илғар муәллимләр қатарида тилға елинип, җумһурийәтлик Маарип министрлигиниң, наһийәлик вә вилайәтлик билим бөлүмлириниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди. Юлтузлири ярашқан Рәхимҗан билән Санийәм инақ аилидә бәш пәрзәнтни заман тәливигә лайиқ тәрбийиләп, уларни оқутуп, қатарға қошқан, нәврә вә чәврә сөйгән бәхитлик инсанлар. Өз кәспигә садиқ болуп, пүткүл аңлиқ һаятини жутдашлириға хизмәт қилишқа беғишлиған көрнәклик хирург-стоматолог Рәхимҗан Ибрагимов бу күнлири һаятиниң мәғрур 80-даваниға көтирилди. Шу мунасивәт билән уни қизғин тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик, хатирҗәмлик, аилисигә бәхит-саадәт тиләймиз. Абдукерим ТУДИЯРОВ. СҮРӘТТӘ: әр-аял Рәһимҗан вә Санийәм Ибрагимовлар.

187 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы