• Мәнавият
  • 11 Қазан, 2018

Анилар мәйрими өткүзүлди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Өткән шәнбә күни Алмута шәһиридики “Достлуқ өйидә” җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар, «Нураний анилар», «Җанан» хәйрихаһлиқ фонди вә «Анилар» кеңишиниң уюштуруши билән устазлар мәйримигә беғишланған мәрасим болуп өтти. Тәкитләш лазимки, бу күни ушбу мәрасимға пәқәт муәллимләрла әмәс, бәлки хәлқимизгә тонулған, җәмийитимизгә әмгиги сиңгән вә миллитимиз үчүн хизмәт қилған нураний аниларму қатнашти. Бу чарә-тәдбирдә дәсләп сөзгә чиққан ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов инсанлар һаятидики устазларниң ролиға әтраплиқ тохтилип, жуқури җавапкәрликни тәләп қилидиған кәсип егилирини мәйрими билән сәмимий тәбриклиди. Андин инсанларға билим бериш арқилиқ, уларниң һаяттин өз орнини тепишқа түрткә болидиған муәллимләр һөрмитигә беғишланған мәрасимниң роһини яш өсмүр Рәпқәт Даулов «Яшна Қазақстан» шеири билән көтәрсә, Сабирҗан Манашевниң рәһбәрлигидики П.Чайковский намидики музыка колледжидики уйғур бөлүминиң сазәндилири меһманларға йеқимлиқ саз-нәғмилирини тәғдим қилди. Алаһидә көтирәңгү кәйпиятта өткән мәрасимда М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияси мудириниң орунбасари Майгүл Һезбақиева билән А.Саттаров намидики Қаратуруқ оттура мәктивиниң муәллими Бүвинур Ғоҗамбәрдиева доклад оқуди. Улар асасән устаз кәспиниң қир-сирлириға тохтилип, кейинки пәйтләрдә муәллимләргә дегән һөрмәтниң суслишип кетип барғанлиғини етиварға алған Дөләт рәһбири техи түнүгүнла Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә устаз мәртивисини ашуруш мәсилисини көтәргәнлигини хошаллиқ илкидә ейтип өтти. Сөз новитини алған һәрбир натиқ устазлар һәққидә иллиқ пикирләрни ейтип, уларни кәспий мәйрими билән тәбриклиди. Мәсилән, хәлқимизниң булбули аталған нахшичи, Қазақстанниң хәлиқ артисти Нурбүви Мәмәтова саламәтлигиниң унчивала яхши әмәслигигә қаримай, мошу йәргә келип көп билән биллә болушни истигәнлигини ейтқач, хәлиқ нахшилиридин бирнәччисини иҗра қилип бәрди. Миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Омақ Һасанова, язғучи Дүрнәм Мәшүрова, җумһурийәтлик Уйғур театриниң артистлири Турдибүви Аблизова билән Толунай Әйсарова устазлар тоғрилиқ иллиқ пикирлири билән бөлүшти. Бу күни шундақла өз кәспидә утуқ қазанған муәллимләр алаһидә сертификат вә пәхрий ярлиқлар билән мукапатланди.

190 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы