• Мәнавият
  • 17 Қазан, 2018

«Мәктәпкә бала топлидуқ, әнди муштири топлаймиз»

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Челәк йези­сидики Мәдәнийәт өйидә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Униңға регионниң барлиқ жигитбашлири, ақсақаллар, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлириниң рәислири вә әзалири қатнашти. Учришишни киришмә сөз билән ачқан наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Майдин Абдуллаев ушбу баш қошушниң мәхситигә тохталди. Бийил региондики уйғуртиллиқ мәктәпләргә бала топлашта пәйда болған проблемиларни тәпсилий ейтип бәрди. Шуниңға қаримай, бийил 1-синипқа 360 бала топлинип, уйғур синиплири оқуғучилириниң сани 3660 балиға йәтти. Новәттики натиқ – шаир Җәмшит Розахунов шаир-язғучиларни қоллап-қувәтләшниң, уларниң китаплирини таритишта ярдәм беришниң зөрүрлүгини тәкитлиди. Шундақла Җәмшит Һейтҗан оғли шаир-язғучиларниң тәвәллудлирини атап өтүшниң яш әвлат тәрбийисидики әһмийитигиму тохталди. Мәсилән, келәр жили әтиязда шаир Абдумеҗит Дөләтовниң туғулғиниға 70 жил толидекән. Җ.Розахунов мәдәнийәт мәркизи вәкиллири билән җәмийәтлик ишларниң активистлирини шаирниң тәвәллудиниң өз дәриҗисидә нишанлинишиға күч чиқиришқа чақирди. «Қазпочта» хизмитиниң ветерани Хатәм Қавашева, «Азия бүгүн» гезитиниң баш муһәррири Ташгүл Һезиярова, Байсейит йезисиниң чоң жигитбеши Ғлаждин Һосманов, Маливай йезиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Меһриван Реһимбақиева, пешқәдәм устазлар Иминҗан Юнусов вә Рәһимҗан Қәмбәров миллий мәдәнийитимиз тәрәққиятиға, җүмлидин гезит-журналларға 2019-жилға муштири топлаш мәсилисигә бағлиқ ой-пикирлири билән бөлүшти. Ахирида Майдин Варис оғли жиғинни йәкүнләп, җәмийәтлик ишлар активистлирини келәчәккә бәлгүләнгән реҗиләрни әмәлгә ашурушта өзара өмлүккә вә җавапкәрликкә чақирди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

205 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы