• Мөтивәрләр
  • 31 Қазан, 2018

Инақ әвлатниң бир җүп әзаси

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Инсан һаятида бирлик билән өмлүкниң, меһир-муһәббәтниң қәдир-қиммити биринчи орунда турса керәк. Буниң нәқ шундақ екәнлигини бүгүн биз сөз қилмақчи болуватқан Турсунмәһәмәт Әзизовниң әвлади мисалида йәнә бир қетим тәрипләп өтмәкчимиз. Әзизовлар әвладини тонуйдиғанлар уларни «бир-бирини дайим қоллап-қувәтләйдиған, жириғини йеқин қилишқа алдирайдиған һәм меһриванлиққа, өмлүккә кәлгәндә һечкимни алдиға өткүзмәйдиған инсанлар» дәп һәқиқәтни ейтишиду. Бир қизиқарлиғи, уларниң әвладиға қошулған келин-күйоғулларму өзлири охшаш тәрбийә көргән, йәни чоң-кичикни һөрмәт қилидиғанлардин болуп, Әзизовларниң әвладиниң аброй-инавитини техиму ашуруп кәлмәктә. Турсунмәһәмәт Әзизов әсли тарихий Вәтинимизниң Текәс-Қизил Күрә наһийәсидин. Аниси Хусийәтхан 1959-жили туғуттин вапат болиду, йерим житим қалған бәш пәрзәнткә башқилар тәрипидин езиш, күн көрсәтмәслик башлинип кетиду. Ахири тәғдирини бир Аллаға тапшурған һалда, 1963-жили көпчилик билән Кеңәш Иттипақиға йол тутиду. Натонуш кишиләр, туғулуп аңлап бақмиған өзгә тилни көпирәк пайдилинидиған Уйғур наһийәсиниң Подгорный (һазирқи Қирғизсай) йезисиға җайлашқан улар дәсләп «мәшәқәтлик күнлиримиз әнди башланған охшайду» дегән ойдиму болиду. Атиси Һезмахун тапқинини балилириға тәң бөлүп, башқилардин қалмаслиқ үчүн тиришип әмгәк қилиду. «Күнниң йоруғи бизгиму бақидиған вақитлар болидекәнғу» дегән шерин хияллар илкидә яшаватқан бәш пәрзәнт 1966-жили атисидин айрилиду. Әнди бәш пәрзәнт һәқиқий житим аталди. Турсунмәһәмәт акини ата-анисиниң орнида бир туққан акиси Әйсаҗан қанитиниң астиға елип, униң әр йетишигә барлиқ күч-ғәйритини сәрип қилиду. Өзидин он яш кичик инисини вақит-саати кәлгәндә һәрбий сәпкә әвәтип, у яқтин кәлгәндә, Оғләм исимлиқ қизға өйләп қойиду. Қериндишиниң қиливатқан меһриванлиғиға қайил болған Турсунмәһәмәт ака өзи арман қилған Ички ишлар оргиниға ишқа орунлишишни қарар қилидудә, ахири өз мәхситигә йетиду һәм шу саһада хизмәт қилип, һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Узун жиллиқ шиҗаәтлик әмгиги мунасип баһалинип, рәһбәрлик тәрипидин көплигән мукапатларғиму еришиду. Қаттиқ қоллуқни көпирәк тәләп һаҗәт саһада әмгәк қиливатсиму, тәбиәт әта қилған кичикпейиллиғи дост-яран, кәсипдашлири арисида алаһидә иззәт-еһтирамға еришиду. Турсунмәһәмәт ака билән болған сөһбитимизгә у яқниң акиси Әйсаҗан ақсақалму арилашти. У инисиниң қериндашлири арисида пәриқлинидиған тәрәплириниң нурғун екәнлигини тәкитләп, униң пәрзәнтлириму җәмийитимизниң мунасип гражданлири болуп йетилгәнлигини алаһидә тилға алди. Һә, бизниң мақалә қәһриманимиз шу қәдәр кичикпейиллиғини тонуттики, айрим соаллиримизға «һә» дейиш биләнла чәкләнди. Әгәр Әйсаҗан ақсақал ейтмиған болса, Оғләм Ғоҗахмәтова билән аилә қурғиниға 50 жил толғанлиғиниму өзиниң 70 яшқа киргәнлигиниму уқмиған болар едуқ. Демәк, бүгүн-әтә бу аилидә чоң той болмақчи. Чүнки қериндашларниң өзлирила жиғилса, тойға айлинидиғанлиғи ениқ. Униң үстигә 17 нәврә, 1 чәврә бова-момсини тәбрикләшкә тәйярлиниватқанлиғи хелә болди. Биз жуқурида тәкитлигән иҗил-инақлиқ бу қетим Турсунмәһәмәт ака билән Оғләм һәдиниң «Алтун тойини» көпниң еғизида қалғидәк дәриҗидә өткүзүшкә асас болидиғанлиғи ениқ. Чүнки қериндашларниң инақ аилиниң бир җүп әзасиға ейтар иллиқ тиләклири адәттикидин көп. Демәк, уларниң әвлатлириму бу әнъәнини давамлаштуриду. Илаһим, бизниңму бирлигимиз билән өмлүгимиз шу аилиниңкидәк болсун!

202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы