• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 08 Қараша, 2018

«Чарвичилиқ падишалиғи»

Моңғулстан дөләт статистика комитетидин елинған мәлуматларниң гувалиқ қилишичә, 2017-жилиниң ахирида мәмликәттики мал сани тарихтин буянқи әң жуқури чәккә, йәни 66 миллион 200 миң туяққа йәткән. Йәни униң киши бешиға чаққандики сани дуния бойичә алдинқи орунға чиққан. Шундақ қилип, бу дөләт өзиниң «чарвичилиқ падишалиғи» екәнлигини йәнә бир қетим испатлиған. Мәлум болушичә, Моңғулстанда көпирәк тилға елинидиған малниң бәш түриниң – кала, ат, төгә, қой вә өшкиниң сани 2016-жилидикидин сезиләрлик дәриҗидә өскән. Болупму уларниң ичидә қой вә өшкиләр саниниң кәскин ешиши байқалған. Салаһийәтлик мутәхәссисләрниң пикричә, моңғул чарвичилириниң өшкә беқишқа мунчилик һәвәс бағлишиға хәлиқара базарда жуңға болған еһтияҗниң өсүши беваситә тәсир қилған. Мошу йәрдә өй һайванлири саниниң тез сүръәттә көпийиши түпәйли, мәмликәттә яйлақлар тапчиллиғиниң пәйда болуватқанлиғини ейтип өтмәй мүмкин әмәс. Шуңлашқиму чарвичилар бу мәсилиниң чапсан йешилишигә үмүт қилип, һөкүмәттин ярдәм соримақта.

93 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы