• Әнҗуман
  • 08 Қараша, 2018

Муһим мәсилигә беғишланди

Өткән айниң ахирида Питтсбург университетида (АҚШ, Пенсильвания штати) Мәркизий Евразияни үгиниш ассоциациясиниң новәттики хәлиқара әнҗуман болуп өтти.Конференциягә Шималий Америка, Европа вә Мәркизий Азия әллиридин 300гә йеқин алим жиғилди. Улар Мәркизий Азиядә яшаватқан хәлиқләрниң тарихини, мәдәнийитини вә һазирқи тәрәққиятини муһакимә қилди. 2000-жили АҚШта қурулған мәзкүр ассоциация һәр жили АҚШ вә Канадиниң Мәркизий Азия һәм униңға йеқин регионларни үгиниш программиси бар университетлирида конференцияләрни уюштуруп кәлмәктә. 2008-жилдин башлап тәшкилат Евразия мәмликәтлиридә икки жилда бир қетим регионлуқ конференцияләрни өткүзүшкә башлиди. Мундақ регионлуқ форумлар Анкарида, Астанада, Бишкекта, Қазанда вә Тбилисида өтти. Мәзкүр тәшкилатниң конференцияси Ғәрип вә Мәркизий Азия әллири алимлириниң илмий мәсилиләрни муһакимә қилиши үчүн муһим мәйданға айланди. Мәркизий Евразияни үгиниш ассоциациясиниң конференциялиригә уйғур хәлқиниң тарихи билән мәдәнийитини үгиниватқан алимларму қатнишиватиду. Бу йосунда йеқинда өткән конференцияму истисна болмиди: конференциядә уйғуршунаслиқ бойичә үч мәхсус секция ишлиди. Уларниң бири “Қәшқәрдики тәқвадарлиқ: йеңи мәнбәләр, йеңи истиқбал” дәп аталди. Униңда кона уйғур язма ядикарлиқлири билән ишләватқан икки мәнбәшунас – Эрик Шлюссель (АҚШ, Монтана университети) вә япониялик алим Джун Сугавара доклад билән сөзгә чиқти. “Қәшқәр үчбулуңлуғидики” диний тәшкилатлар вә йеза ихтисади” мавзусидики докладида Эрик Шлюссель муқәддәс җайларни хәритигә чүшириш вә уларниң Қәшқәрдики сода мәркәзлири билән алақисини қарап чиқти. Алим язма мәнбә асасида ихтисадий тәрәққият вә диний институтлар яки муқәддәс җайлар нуқтәий нәзәридин әң муһим җайларни қандақ ениқлашқа болидиғанлиғи тоғрилиқ мәсилини айдиңлаштурди. Уйғурлар җәмийитидә базарлар һәрқачан мечит вә мәдрисиләргә яки муқәддәс җайларға – мазарларға йеқин болған. “Базар” вә “мазар” сөзлириниң йеқинлиғиму әйнә шуниңдин. Алим диний җайларни мәһәллиләштүрүп, Қәшқәрдики хелә муһим сода түгүнлириниң хәритисини вуҗутқа кәлтүрди. Джун Сугавараниң доклади “Кона Қәшқәрни хәритигә чүшириш: мәһәллиләр вә диний институтлар һөҗҗәтлик мәнбәләрдә” дәп аталди. Япониялик алим хәритиләргә вә уйғур һөҗҗәтлириниң мәлуматлириға асаслинип, 1514-жили бәрпа қилинған Қәшқәр шәһириниң кона қисми тоғрилиқ һекайә қилди. Уйғурлар тарихиға беғишланған йәнә бир секция “Уйғурларни көчириш өлчими вә илим-пән үчүн синақ” дәп аталди. Уни атақлиқ америкилиқ алим Джеймс Милворд (Вашингтон шәһири, Джорджтаун университети) уюштурди. Бу секциядә уйғурлар җәмийитидики заманивий җәриянлар тоғрилиқ үч доклад муһакимә қилинди. Индиана университетиниң докторанти Элиз Андерсон ШУАРдики илгири ениқ уйғур “пурап турған” аһаң кәңлигидики өзгиришләр тоғрилиқ доклад қилди. Ейтмақчи, Элиз Андерсонни гезитханлар уйғур нахшилириниң әҗайип маһир иҗрачиси сүпитидә билиду. Уйғурларға яхши тонуш йәнә бир алим, өткән әсирниң 90-жиллирида Уйғуршунаслиқ институтида стажировкидин өтүп, тәтқиқатларни жүргүзгән Шон Робертс (Джордж Вашингтон университети) уйғурларниң Сирия урушиға қатнишиш мәсилиси тоғрилиқ доклад қилди. Униң пикричә, уйғурларниң мошу урушқа қатнишиши көп җәһәттин һәқиқәткә уйғун кәлмәйдиған әпсанә болуп һесаплиниду. Уйғурлар тарихиға беғишланған үчинчи секция “Моңғоллар, уйғурлар вә Шинҗаң” дәп аталди. Бу йәрдә уйғурлар вә Шинҗаң тарихи бойичә үч доклад тиңшалди. Секцияниң уйғур қисмини мәзкүр қурлар муәллипи доклад билән ечип, Биринчи Рус Түркстан экспедициясиниң рәһбири, 1909 – 1910-жилларда Шәрқий Түркстанда ишлигән академик Сергей Ольбенбургниң дала күндилиги тоғрилиқ тохталди. Мәлумки, мәзкүр күндилик хатириси XX әсирниң бешидики уйғур җәмийитиниң тарихи вә мәдәнийити бойичә муһим мәнбә болуп һесаплиниду. Яш уйғуршунас Сандрин Э.Катрисниң (Аугуст университети, АҚШ) доклади Сөйүнгүл Чанишеваниң мәдәний инқилап тоғрилиқ яднамә әдәбиятини тәһлил қилишқа беғишланди. Алимә докладиниму “Көз яшқа нәмләнгән зимин: гендер вә уйғур җамаәсидики хатирә” дәп атиди. Брайен Цвик (Индиана университети, Блумингтон, АҚШ) өз докладида Ян Цзэн-Синьниң (1920-жиллар) вә Шең Шисәйниң (1930-жиллар) Шиңҗаңдики аграр сәяситини селиштуруп чиқти. Мошу үч мәхсус секциядин ташқири уйғур тарихи вә мәдәнийитигә мунасивәтлик мәсилиләр конференцияниң башқа секциялиридә оқулған докладлардиму муһакимә қилинди. Мәсилән, Джошуа Фриман (Гарвард университети, АҚШ) “Хәлиқ авази, жуқури қатлам қәлими: “Мао дәвридики Шинҗаңдики хәлиқ мәдәнийити вә миллий қурулуш” мавзусида доклад оқуди. Алим шундақла Мәркизий Азия хәлиқлириниң әдәбиятини инглиз тилиға тәрҗимә қилиш проблемилириға беғишланған “дүгләк үстәл” мәҗлисигиму қатнашти. Бу йәрдә Джошуа Фриман өзиниң уйғур шеирлирини инглиз тилиға тәрҗимә қилиш тәҗрибиси тоғрилиқ сөзләп бәрди. Йәттисуниң һазирқи этноиҗтимаий тәрәққият мәсилилиригә беғишланған секциядә Верена Ла Мела (Цюрих университети, Швейцария) Қазақстан уйғурлири җәмийитидә орун алған аяллар чайлири охшаш иҗтимаий һадисини тәһлил қилиш нәтиҗилири билән ортақлашти. Алимә Яркәнт шәһиридики аяллар чайлирини уйғур җәмийити ханим-қизлириниң иҗтимаий алақә бағлаш васитиси сүпитидә қарайду. “Түркстан вә “чоң оюн” секциясидә доклад билән сөзгә чиққан Дэвид ван дер Ойе (Брок университети, Канада) Яқупбәг Йәттишәр дөлитигә мунасивәтлик Санкт-Петербург вә Ташкәнт охшаш Россия сәяситиниң икки мәркизини қуруш мәсилиси арқилиқ “Қәшқәр мәсилисигә” йәнә бир қетим мураҗиәт қилди. Мошу секциядә оқулған Сара Тайненниң (Колорадо университети, АҚШ) доклади Шинҗандики һазирқи урбанизация җәриянлири вә канадилиқ тәтқиқатчи Махмут Дилмуратниң (Монреаль университети) доклади Канада уйғурлириниң кимлиги тоғрилиқ болди. Хуласиләп ейтқанда, Питтсбург университетида өткән хәлиқара конференция Мәркизий Азия тәтқиқатчилири үчүн чоң илмий вақиә болди. Әнҗуман алимлар арисида уйғурларниң тарихиға, мәдәнийитигә вә һазирқи әһвалиға чоң қизиқишниң сақлинип қалғанлиғини көрсәтти. Шуни тәкитләш лазимки, мәзкүр илмий тәшкилатниң паалийитигә пәқәт Шималий Америка вә Европа уйғуршунаслирила әмәс, бәлки уйғур алимлириму қатнашмақта. Мәсилән, икки уйғур алими – мәзкүр қурлар муәллипи билән Шинҗаң университетиниң профессори Раһиләм Давут мошу тәшкилат башқармисиниң әзаси болуп сайланған еди. Мәркизий Евразияни үгиниш ассоциациясиниң новәттики конференцияси 2019-жили октябрь ейида АҚШта, Джордж Вашингтон университетида өтиду. Абләһәт КАМАЛОВ, тарих пәнлириниң доктори, “Туран” университетиниң профессори.

484 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы