• Мөтивәрләр
  • 22 Қараша, 2018

Жутниң тирик қамуси

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Маһмут ака Мухпуловни пәнҗимликләр “жутумизниң тирик қамуси” дейишиду. Чүнки униң тәғдири мошу жутқа мәккәм чигилгән. Униң ата-аниси Мухпул вә Реһимханлар йезидики колхозниң һулини салғанлардин. Улар бәш пәрзәнт сөйгән екән: Тиран, Гөһәрхан, Әхмәт, Маһмут вә Зенәт. Тиран билән Әхмәт Улуқ Вәтән урушиға дәсләпкиләрдин болуп атлиниду. Маһмут болса, арқа сәптә әмгәк қилиду. У мошу жутниң һәрбир идир-қирини, тағтешини бәш қолдәк билиду. Мабада жутумизға йезиниң тарихиға қизиққан алим яки сәяһәтчи кәлсә, пәнҗимликләр һеч иккиләнмәй Маһмут акиниң алдиға елип бариду. Ата-аниси, әҗдатлиридин аңлиғанлирини, өзи көзи билән көргәнләрни мөтивәр сөзләп зерикмәйду. Мәнму жутумға пат-пат баримән. Ата-анамниң һалидин хәвәр елип, жут чоңлириниму йоқлашқа тиришимән. Чүнки жутумизниң зенити, бәрикити шулар әмәсму? Ибрәтлик өмүр сүрүп, һалал әмгәктин рисқа тапқанлар. Йеқинда атам билән жут мөтивәрлириниң бири Маһмут Мухпуловниң һалидин хәвәр елиш үчүн униң қутлуқ өйигә кәлдуқ. Қизи – рус тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Алийәм һәдә қучақ йейип қарши алди. Өз дәвридә униң билән бир сәптә болған пешқәдәм устазлар Әхмәтҗан Надиров билән Мәрүп Арзиевму уни йоқлап кәлгән екән. Мөтивәрләр қизғин сөһбәткә чүшүп кетипту. Бу күнләрдә 90 яшлиғини нишанлаватқан Маһмут ата, қулиғиниң сәл еғирлишип қалғинини демисә, тимән. Әстә сақлаш хатирисиму сағлам. Ака-укидәк болуп кәткән мөтивәрләр өтмүшни чарлап кәтти. Мәлум болушичә, мақалимиз қәһриманиниң балилиқ вә өсмүрлүк дәври еғир уруш вә униңдин кейинки егиликни тикләш жиллириға тоғра кәлдидә, турмушниң нә бир мәшәқәтлирини баштин кәчүрүп өсти. Йезидики йәттә жиллиқ мәктәпни тамамлап, дәсләп Талдиқорған шәһиридики шоферларни тәйярлайдиған курста оқуп, колхозда ишлиди. – Икки акам урушқа кәткәндин кейин колхозниң етиз-ериғиға ишлитидиған атларни бақтим. Кейин колхоз рәиси Расулов дегән татар киши маңа «төмүр тулпарниң» рулини тапшурди. Шу шу болдидә, техникиниң тилини өзләштүрдүм. Иштин қол үзмәй Талғирдики йеза егилиги техникумини тамамлидим. Уруштин кейин маңа Имәр ака Белаловниң рәһбәрлигидә ишләшкә тоғра кәлди, – дәп әслиди шу жилларни мөтивәр. Маһмут атиға колхозда машина-трактор паркини тәшкил қилиш вәзиписи жүкләнди вә униңға өзи рәһбәрлик қилди. Яшларни оқутуп, рульға олтарғузушму униң зиммисидә болди. 60тин ошуқ яш жигитни оқутуп, ишқа орунлаштурди. Шу дәвирниң адәмлири яхши билидуки, у жиллири дәсләпкиләрдин болуп Калинин намидики колхоз рәиси Имәр Белалов вә баш инженер Маһмут Мухпуловниң тәшәббуси билән трактор рулиға қиз-жуганлар олтарди. Һәтта тракторчи қизлар бригадиси тәшкил қилинғанлиғи һәққидә мошу күнгичә ейтилип жүриду. Ризванәм Розиева, Чимәнгүл Зуламова, Рошәнгүл Аманбаева шулар җүмлисидиндур. Мана шу ханим-қизларға устазлиқ қилған Маһмут ата екәнлигиниму көпчилик яхши билиду. У жиллири қой бодаш фермилири тәшкил қилинип, егиликтә миңлиған баш қой бодалди. Мана шу чағда фермилардики миңлиған қойға техника билән йәм-чөп селишни ойлап тапқанму мошу атимиз еди. Мухпуловниң бу йеңилиғи наһийә колхозлириға тәҗрибә сүпитидә тарқитилди. Маһмут ата 1955-жили яркәнтлик София Зулиярова билән аилә қуруп, бәш пәрзәнт сөйди. Ибрәтлик аилидә өскән балиларниң һәммиси алий билимлик мутәхәссисләрдин болуп йетилди. Амма пәрзәнтлири Светлана билән Қәһримандин бевақит айрилди. София ана йезидики А.Розибақиев намидики мәктәптә устазлиқ қилип, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Маһмут ака өткән жили өмүрлүк җүпти София һаҗимдинму бевақит айрилди. – Анамниң тәсадипи өлүми атамға наһайити еғир кәлди дәйду, –Алийәм һәдә. – Бирақ анамни көргән, атам билән биллә сәпдәш, кәсипдаш, шагирт болған жутдашлар дадамға униң йоқлуғини билиндүрмәйватиду. «Жутниң қойни иссиқ» дегини мошу охшайду. Бир чағларда дадамни наһийәлик партия комитетиниң кативи Серғази Беспаев бир колхозға рәисликкә тәвсийә қилған екән. Дадам шу чағда “мән Пәнҗимдин һеч яққа кәтмәймән. Мениң киндик қеним төкүлгән тәвәррүк жут, ишимни алсаңлар елиңлар, жутни ташлимаймән”, дәп мутлақ унумиған екән. Һә, мошундақ қериндаштәк ичәкишип кәткән жутдашлиримиз аман болсун. Атимизниң шатлиғиму мошу мөтивәрләр. Панфилов наһийәси.

227 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы