• Достлуқ риштилири
  • 29 Қараша, 2018

«Бүгүн мән уйғур болдум!»

Қазақстан — 130дин ошуқ милләт вәкили бир аилиниң әзалиридәк иҗил-инақ яшаватқан әҗайип бир дөләт. Һәрбир милләтниң өзигә хас тарихи, мәдәнийити, сәнъити бар. Җумһурийәт Президенти Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли һәрбир қазақстанлиққа өз тилини, мәдәнийитини сақлаш имканийити яритилған. Әйнә шундақ хәлиқләрниң бири — Мәркизий Азия тарихида чоң роль ойниған, мәдәнийити вә сәнъити тәрәққий әткән уйғурлар. Һазир уйғурлар Ғәрбий Европида, АҚШта, Мәркизий Азиядә вә башқиму дөләтләрдә истиқамәт қиливатиду. Уйғурларниң миллий мәдәнийити дайим дуния алимлириниң диққәт-нәзәридә болуп кәлгән. Болупму 1949-жили улуқ қазақ алими Қаныш Сәтбаев Қазақстанда уйғур-туңган секторини қуруш тәшәббусини көтәргәндин кейин бу қизиқиш техиму ашти. Мәзкүр тәшәббус елимиздә уйғуршунаслиқниң тәрәққиятиға чоң тәсир қилди. Әнди 1986-жили Уйғуршунаслиқ институти қурулғандин кейин түрк дуниясидики бу қедимий хәлиқниң мәдәнийити, тарихи тоғрилиқ пүткүл дунияда ейтилишқа башлиди. Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң магистранти сүпитидә чәт әлләрдин келидиған достлиримни Уйғур театриға апиримән, хәлқимизниң миллий таамлири, сәнъити, мәдәнийити, тарихи билән тонуштуримән. Тәкитләш лазимки, чәтәлликләр елимиздә яшаватқан һәрхил хәлиқләрниң мәдәнийитигә, тарихиға наһайити қизиқиду. Бийил бизниң университет өзиниң 90 жиллиғини нишанлаватиду. Мошу мунасивәт билән Франциядин, Германиядин вә башқиму дөләтләрдин алимлар келип тәбрикләватиду. Тоқунушлар мәсилилири билән шуғуллинидиған җәнубий кореялик тәтқиқатчи, сәясий пәнләрниң доктори Ким Ен Сул бир ай давамида университетимизда лекция оқуди. Мошу вақит ичидә алим җәнубий пайтәхтимизниң хасийәтлик җайлирини, Медевни, Чарин канъонини, Алтын Емел миллий паркини зиярәт қилди. Қазақстанлиқ алимларниң өйлиридә меһманда болди. Ким Ен Сул рус тилини билиду. Шуңлашқа униңға студентлар билән бемалал сөһбәтлишиш имканийити туғулди. У дайим Қазақстанда яшаватқан һәрхил милләтләр мәдәнийитигә қизиқип турди. Қизиқ йери, өз елигә кетиштин бир күн илгири алим мени уйғурлар билән тонуштурушни илтимас қилди. Уйғур театриға апириш мүмкин әмәс. Театрда һазир реконструкция ишлири жүргүзүлүватиду, артистлар гастрольларға кәткән. Немә қилиш керәк? Меһманниң илтимасини орунлаш – мениң үчүн қанун. Ядимға М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң профессори, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди кәлди. Дәрһал телефон қилдим. Үч кишидин тәркип тапқан чәтәллик делегацияни Алимҗан Тиливалди иллиқ чирай күтүвалди. Алим чәтәллик меһманларға қазақстанлиқ уйғурларниң тарихи, урпи-адәтлири, әнъәнилири тоғрилиқ йезилған китапларни соға қилди. Шуниңдин кейин биз атақлиқ коллекционер, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, князь Азат Һекимбәгниң ишханисиға атландуқ. Мәлумки, А.Һекимбәгниң исми дуниядики тонулған коллекционерлар исимлири қатарида тилға елиниду. Азат Һекимбәг чәтәллик меһманларни қедимий антиквариатлар дуниясиға тәклип қилди. Коллекционер уйғурларниң, Европа вә Азияниң мәдәнийитигә, тарихиға, сәнъитигә аит бай коллекциясини меһманларға тонуштурди. Шәхсән өзәмни, кейин уқушсам чәтәлликләрниму, әйнә шундақ атақлиқ адәмниң кәмтарлиғи, сипайилиғи һәйран қалдурди. Униңдин ташқири, кәспий дәриҗисиниң жуқурилиғиму һәммимизни қайил қилди. Мирасгаһқа киргәндә вақит тохтап қалғандәк билинди маңа. Наполеон дәвриниң қурал-ярақлири, қедимий самурай қиличлири, парс жәңчилириниң яки Веймар Германияси солдатлириниң қураллири һәммимизниң диққитини бирдин өзигә җәлип қиливалди. Әлвәттә, биз бу йәрдә қедимий пергаментларни, зәргарлиқ буюмларни, кона китапларни, қача-қомучларни көрүп бәһирләндуқ. Шәхсән өзәм техичила әйнә шу һиссиятлар илкидә болуватимән. Җәнубийкореялик меһманларниңму нәқ шундақ һиссиятлар илкидә болғанлиғи сөзсиз. XV – XVІ әсирләрдики һәрбийләрниң қурал-ярақлирини көрүветип, Ким Ен Сул корей җәңчисиниң кийим-кечәклиригә алаһидә диққәт ағдурди. Җәңчиниң қалқинидики йолвасларниң сүрәтлирини, кийимлириниң нәқишлирини, қилич вә садақлирини көрүп чиққандин кейин Азат Һекимбәг билән узундин-узун сөһбәтләшти. Шуниңдин кейин А.Һекимбәг бизни уйғур хәлқиниң оттура әсирләр дәвридики артефактлар залиға тәклип қилди. Бу йәрдиму миңдин ошуқ экспонат бар екән. Хотән вә Турпан гиләмлири, мис қача-қомучлар, қапақлар, саз әсваплири вә башқилар. Кона уйғур гиләмлиридә явайи һайванлар вә йолваслар әкис етилгән. Әйнә шуларни көрүветип, Ким Ен Сул қизиқ бир нәрсигә диққитимизни җәлип қилди. Униң ейтишичә, йолвас корей мәдәнийитидә алаһидә роль ойнапла қалмай, корей мәдәнийитиниң рәмзи һесаплинидекән. Шу сәвәптинму, алим уйғурларниңму йолвас обризиға муһим әһмийәт бәргәнлигигә һәйран қапту. Андин бизниң сөһбитимиз Азат Һекимбәг тәклип қилған дәстиханда давамлашти. Азат ака өзиниң әвлатлири, иш-паалийити һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. Әйнә шундақ унтулмас һиссиятлар илкидә биз талантлиқ рәссам, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Һашимҗан Қурбановниң ишханисиға қарап йол туттуқ. Бу чаққанғинә ханида қандақту-бир сирлиқ атмосфера, гөзәл уйғунлуқ һөкүм сүрүп туратти. Ишхана тамлирида уйғур гөзәллириниң, сәнъәткарлириниң, һүнәрвәнлириниң, һәрхил һайванларниң сүрәтлири илиқлиқ екән. Униң қапақларға селинған фольклорлуқ сүрәтлири, яғачқа оюлуп ясалған қедимий Қәшқәрниң пүтүнсүрүк бир кочиси намайиш қилинған әмгәклири бизни өзигә рам қиливалған еди. Тәкитләш лазимки, Һашимҗан Қурбановниң әмгәклиридики образлар – қәлби таза, очуқ адәмләрниң образлири. Бу дуниядики инсанлар алдамчи дунияниң қалаймиқанчилиғидин хали, инсаний пәзиләтлири жуқури инсанлар. Униң әмгәклиридә Мәркизий Азиядә яшаватқан хәлиқләрниң тәғдири чәмбәрчас бағланған. Әйнә шуларни көргәндә бу дунияниң ялғанчилиғиға йәнә бир қетим көз йәткүздуқ. Вақтимиз қис болғачқа, Һашимҗан акиға тәшәккүр изһар қилип, хошлишишқа мәҗбур болдуқ. Ким Ен Сулни узитип, униңдин бүгүнки күн тәсиратлири һәққидә соридим. У сәл ойлинип туруп қалдидә, андин: «Бүгүн мән уйғур болдум!», дәп җавап бәрди. Бәхтияр ТОХТАХУНОВ, ҚазМПУниң магистранти.

220 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы