• Барикалла!
  • 09 Қаңтар, 2019

Жил адәмлири ениқланди

Қелиплашқан әнъәниләр бойичә, Йеңи жил һарписида һәрхил саһаларда йәкүнләр чиқирилип, жил давамида әмгиги билән елимиз тәрәққиятиға төһпә қошқан шәхсләрниң исимлири ениқлиниду. Әйнә шундақ йәкүнләрни «Қазақ үні» гезити вә «Qazaqunі.kz» миллий портали чиқарди. Мошу икки әхбарат васитисиниң әнъәнивий лайиһиси даирисидә оқурмәнләр һәрхил саһалар бойичә «Жил адимини» таллиди. Тәкитләш лазимки, аваз бериш оқурмәнләр арисида телефон, СМС-учур, электронлуқ почта вә иҗтимаий торлар арқилиқ жүргүзүлди. Әйнә шундақ топланған әхбаратларни мәхсус экспертлар топи тәһлил қилип, «Жил адәмлирини» ениқлап бәрди. Әнди төвәндә гезитханларниң диққитигә Қазақстан Җумһурийитиниң 27 жиллиғи вә Астана шәһириниң 20 жиллиғиға мунасивәтлик талланған «Жил адими-2018» лайиһисиниң ғалиплириниң исимлирини тәғдим қилимиз. Жилниң асасий вақиәси — Қазақстанниң БМТ Бехәтәрлик кеңишигә рәислик қилиши. Жил утуғи — латин графикиси асасидики қазақ алфавитиниң қобул қилиниши. Жил сәнәси — Астана шәһириниң 20 жиллиғи. Жил язғучиси — Мархабат Байғут. Қазақ әдәбиятиниң көрнәклик вәкиллирниң бири. Униң әсәрлири оқурмәнләр арисида наһайити аммибап. Жил шаири — Ғалым Жайлыбай вә Сураған Рахметулы. Ғ.Жайлыбай бийил оқурмәнлиригә «Қара орамал» китавини тәғдим қилди. Швециядики Евразиялик иҗадийәт гильдияси вә Herdforhіre Press нәшриятиниң уюштуруши билән VІ Евразиялик очуқ әдәбий конкурста мәзкүр китап үчинчи орунни егилиди. Талантлиқ шаир Сураған Рахметулы бийил Астанада иҗадий кечини өткүзүп, оқурмәнлири алдида иҗадий һесават бәрди. Жил сәясәтчиси — Алик Шпекбаев. Дөләт хизмити ишлири вә коррупциягә қарши һәрикәт агентлиғиниң рәиси Алик Шпекбаев дөләт хизмитиниң сүпитини ашуруш бойичә нурғун ишларни әмәлгә ашурди. Жил депутати — Берик Дүйсенбинов вә Шаһимәрдан Нурумов. Мәҗлис депутати Берик Дүйсенбинов бийил бирқанчә тәшәббусларни көтирип, хәлиқ мәнпийитини изһар қилидиған бирнәччә депутатлиқ соалларни йоллиди. Шуларниң ичидә Астана әтрапидики йезиларни тәрәққий әткүзүш, М.Жумабаев оқушлирини өткүзүш вә башқилар бар. Мәҗлис депутати Шаһимәрдан Нурумов Қазақстанда дөләт тилиниң латин графикиси асасидики алфавитини қобул қилишни қоллиди. Шундақла Мәҗлисниң умумий мәҗлисидә Қазақстандики уйғурларму латин графикиси асасидики алфавитқа өтидиғанлиғини тәкитлиди. Жил сенатори — Асқар Бейсенбаев. Сенатор ихтисадий лайиһиләрдә миллий мәнпийәтлиримизни, болупму, миллий санаәт орунлирини дайим һимайә қилип келиватиду. Жил министри — Арыстанбек Мухамедиулы вә Қайрат Абдрахманов. Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң уюштуруши билән бийил «Рухани жаңғыру» программиси даирисидә нурғунлиған ишлар әмәлгә ашурулди. «Жаһандық әлемдегі қазақстандық мәдениет» намлиқ елимизниң мәдәнийитиниң вә әдәбиятиниң хәлиқара форумлири Сеулда, Лондонда, Берлинда вә Нью-Йоркта өтти. Ташқи ишлар министри Қайрат Абдрахманов Хитайдики қазақлар мәсилиси билән шуғуллинип, бу җиддий мәсилини назарәт қилип турди. Әйнә шу әмәлгә ашурулған ишлар нәтиҗисидә Хитайда бирнәччә адәм түрмидин бошитилди. Жил һакими — Амандық Баталов. Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталовниң тәшәббуси билән Астана шәһириниң 20 жиллиғиға мунасивәтлик Талдиқорған шәһиридики «Жетісу» парки бәрпа қилинди. Президент Пәрманиға бенаән, Райымбек наһийәси бөлүнүп Райымбек вә Кеген наһийәлири қурулди. Шундақла Такир Балыкбаев — жил ректори, Ләззәт Ибрагимова — жил малийә хадими, Сабит Байдалы вә Талғат Қатау — жил әрбаплири, Сергей Дворцовой — жил режиссери, Самал Ислямова — жил актрисиси, Бахтияр Адамжан — жил артисти, Кеңес Дүйсекеев — жил сазәндиси, Димаш Қудайберген вә Сая Махамбет — жил нахшичиси, Жеңис Кәкенулы — жил рәссами, Динара Қуйқабаева — жил судьяси, Жанғали Жүзбай — жил устази, Бейсен Қуранбек вә Сәуле Әбдилханқызы — жил журналисти, Жулдызай Форт, Жасулан Иса, Муқағали Балқыбай — жилниң тил әрбаплири, Саид Юлдашәли — жил дохтури, Юлия Галышева вә Абзал Бейсебек — жил спортчиси, Сайрагул Сауытбай — жил диаспора илғари аталди.

353 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы