• Бүгүнки күн муәммаси
  • 23 Қаңтар, 2019

Алдам халтисиға чүшкәнләр хатасини чүшәнди

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, 5-6-январь күнлири Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң тапшурмиси билән Сириядин бир топ қазақстанлиқ елимизгә қайтуруп келинди. Мошуниңға мунасивәтлик Дөләт рәһбири мәхсус билдүрүш елан қилди. «Бийил 6-январьда бизниң һоқуқ қоғдаш органлиримиз вә Ташқи ишлар министрлиги әмәлгә ашурған гуманитарлиқ операцияси нәтиҗисидә Қазақстанниң 47 граждини, шу җүмлидин 30 кичик бала Сириядин эвакуация қилинди. Улар алдинип қелип, боһран чаңгилида қалған мошу мәмликәткә елип кетилгән вә у йәрдә террорчиларниң қолида гөрүдә болған. Қазақстанға келиши билән аяллар билән балиларға дөләт тәрипидин һәртәрәплимә ярдәм көрситилди. Қазақстан, қәйәрдә турғанлиғидин қәтъий нәзәр, өз гражданлирини һәрдайим қоллап-қувәтләйду. Бизниң мәхситимиз — мәмликәтниң бехәтәрлигини тәминләш, пүтүнлүгини вә бирлигини һимайә қилиш. Биз әриксиз уруш һәрикәтлири зонисида қалған балиларни қайтуруш ишини давамлаштуримиз», дәп тәкитлиди Президент. Һазир Сириядики җиддий әһвалниң дуния җамаәтчилигини тәшвишләндүрүватқанлиғи һәммимизгә мәлум. Шуңлашқа бу дөләттә сәккиз жил давамида йүз бериватқан урушниң сәвәплиригә нәзәр ташлап көрәйли. 2011-жили Йеқин Шәриқ дөләтлиридә «әрәп баһари» дәп аталған һәрикәт башлинип кәтти. Бир вақитта бирнәччә әрәп әллирини өз ичигә алған бу һәрикәт аз вақит ичидә асасән нефтьқа бай әрәп әллиридә тарашқа башлиди. Көтирилгән қозғилаңлар нәтиҗисидә дәсләп Туниста әлниң рәһбири Бен Али қоғланди, Мисирда Һөсни Мубарак қолға елинди, Ливиядә Муәммәр Қәддәфи өлтүрүлди, Йеменда президент Али Абдалла Салех өз әрки билән тәхттин кәтти. Әнди Сириядә 2011-жили 26-январьда наразилиқ акциялири башлинип, ики айдин кейин аммивий характерға егә болди. Дәсләп оппозиция вәкиллири иҗтимаий мәсилиләрни алға сүргән болса, кейинирәк сәясий тәләпләрни қойди. Әйнә шу тәләпләрниң әң асасийлири — Сирияни узун жиллардин бери башқуруп келиватқан Башар Асадниң истипаға кетиши, демократиялик өзгиришләрни әмәлгә ашуруш болди. Дөләтниң һәрбий күчлири намайишчиларға қарши қурал қоллинишқа башлиди. Шуниңдин кейин бу әһвал әлдә гражданлар урушиниң башлинишиға елип кәлди. Дәсләп дөләт һәрбий күчлиригә қарши «Әркин Сирия армияси» тақабил турушқа башлиди. Оппозициягә болса, Сирия миллий кеңиши рәһбәрлик қилди. Амма, аз вақит өтмәйла, оппозиция арисидиму бөлгүнчилик башланди. Сирия миллий кеңиши тәркивидин биринчиләрдин болуп курдлар чиқип кәтти. Кеңәштики радикал топлар «Ислам фронтини» тәшкил қилди. Мошуниң һәммиси Сириядики оппозициялик топларниң аҗизлишишиға елип кәлди. Әнди бу урушта «Ислам дөлити», «Ан-Нусра фронти» (һәр иккилиси Қазақстанда мәнъий қилинған) охшаш террорлуқ тәшкилатлар муһим роль ойнашқа башлиди. Мошу тәшкилатлар, болупму «Ислам дөлити» террорлуқ һәрикити аз вақит ичидила Сирияниң вә Ирақниң нурғун территориялирини бесивелишқа муйәссәр болди. Әнди региондики дөләтләрдә уруш башлиниш ховупи туғулушқа башлиди. Түркия, Иран, Сәүдийә Әрәпстани, Исраил охшаш дөләтләр урушқа қатнишишқа мәҗбур болди. 2014-жили язда болса, АҚШ рәһбәрлигидики һәрбий коалиция әскәрлири исламчиларға қарши уруш һәрикәтлирини башлавәтти. Асасән АҚШ һәрбий күчлири исламчилар бесивалған территорияләрни бомбилиди. 2015-жили 30-сентябрьдә Россия Сирияниң рәсмий һөкүмитиниң илтимасиға бенаән ушбу мәмликәттә һәрбий операцияләрни башлиди. 2017-жилға қәдәр Сирия вә Иранниң нурғун территориялирини егиләп турған «Ислам дөлити» мәғлубийәткә учриди. Дөләт һәрбий күчлири уларни тар-мар қилип, әлни исламчилардин азат қилишқа башлиди. Һазирқи мәлуматларға асаслансақ, дөләт территориясиниң көп қисмини Сирия һөкүмити назарәт астиға алған. Ихтисатчи экспертларниң тәхминлири бойичә, мошу сәккиз жил ичидә Сирия ихтисади 275 миллиард АҚШ доллири көләмидә зиян тартқан. Урушта 400 миңға йеқин адәм вапат болған. Сириядики уруш Европа әллиридә қачақлар боһринини пәйда қилди. 6 миллионға йеқин адәм вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болди. Қачақлар асасән Түркия, Ливан, Германия, Иордания қатарлиқ әлләргә қечип кәткән. Тәкитләш лазимки, 2011-жилдин башлап дуния җамаәтчилиги Сириядики урушни течлиқ йол билән һәл қилишқа тиришип келиватиду. Мәсилән, Женевида, Астанада музакириләр жүргүзүлди. «Астана җәрияни» дәп аталған Астанадики музакириләрдә дәсләпки қетим Сирия һөкүмитиниң вә қураллиқ оппозицияниң вәкиллири баш қошти. Мәзкүр музакириләр нәтиҗисидә Түркия, Иран вә Россия дөләтлириниң капаләтлири билән тоқунушни тохтитиш мәхситидә 4 деэскалация территориялири қурулди. Нәқ мошу территорияләрдә оқ етиш тохтитилди. Уруштин зәрдап чекиватқан аддий пухраларға гуманитарлиқ ярдәм көрситиш имканийити пәйда болди. Қошумчә қилсақ, «Астана җәрияни» музакирилирини өткүзүш тәкливини Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев бәрди. Мәзкүр музакириләр нәтиҗилирини пүткүл дуния етирап қилмақта. Дуния алимлириниң тәкитлишичә, Сириядики уруш җәриянида аләмдики чоң дөләтләр “террорчиларға қарши” ниқави астида өзлириниң йеңи қурал-ярақлирини синақтин өткүзүш имканийитигә егә болған. Мәсилән, Россия йеңи тәшкил қилинған һәрбий-космос күчлириниң иқтидарини дунияға намайиш қилип үлгәрди. Россия һәрбий күчлириниң Сириядин миңлиған километр жирақлиқта орунлашқан, йәни Каспий деңизидики һәрбий кемилиридин етилған ракетилар нишанларға дәл тегип, дуния җамаәтчилигини һәйран қалдурди. Демәк, Сирия йери чоң дөләтләрниң қурал-ярақлирини синақтин өткүзидиған полигониға, шундақла террорчиларниң маканиға айланди. «Ислам дөлити» террорлуқ һәрикитиниң тәшвиқатиға ишинип, «капирларға қарши муқәддәс урушқа» атлинишни халайдиған «җиһатчилар» нәқ мошу Сириягә топлинишқа башлиди. Мәлуматларға асаслансақ, мошу жиллар ичидә Сириягә дунияниң 80 дөлитидин адәмләр урушқа кәлгән екән. Уларниң арисида пәқәт мусулман дөләтлириниңла әмәс, Европа әллириниң, АҚШниң гражданлириму бар. Рәсмий мәлуматлар бойичә, Сириягә Қазақстанниң 400гә йеқин граждини кәткән. Улар — асасән яшлар. Уларниң көпчилиги бу әлдики әһвалдин бехәвәр болған. Пәқәт террорчиларниң Интернеттики хәвәрлиригә ишинипла «һәқиқий адаләт җәмийәтни издәп» кетип қалған. Әлвәттә, мошу йәрдә «Яшлар немишкә Сириягә кетип бариду?» дегән соалниң туғулуши тәбиий. Биз әйнә шундақ соаллар билән Тунҗа Президент фонди йенидики Дуниявий ихтисат вә сәясәт институтиниң эксперти Диана Диханбаеваға мураҗиәт қилған едуқ. У төвәндикиләрни ейтип бәрди. Бизниң тәтқиқатлиримиз шуни көрсәттики, яшлар Сириягә «тәкбирчиләр» идеологияси тәсиридин кетип қалған. Мәлумки, «тәкбир» идеологиясигә мувапиқ, мошу еқимда маңғучилар иманини әмәллири билән дәлиллимигән адәмләрниң һәммисини «динни сатқанлар» дәп әйипләйду. «Тәкбирчиләрниң» чүшәнчиси бойичә әмәлләр асасида, биринчи новәттә, бәшвақлиқ намаз ятиду. Нәқ шу адәмниң иманлиқлиғини көрситиду. Өзлирини мусулман дәп һесаплайдиған, амма, айрим сәвәпләргә бола, намаз оқумайдиғанларниң һәммиси «капир» һесаплиниду. Уларниң пикричә, «капирлар» қатариға шундақла дөләт органлириниң, һоқуқ қоғдаш органлириниң вәкиллириму кириду. Йәни «тәкбирчиләр» мошундақ «динни сатқанларға» қарши қураллиқ «җиһат» қилиду. Мәлумки, ислам динида «җиһатниң» чүшәнчиси кәң. Амма «тәкбирчиләр» уни пәқәт «җиһат қиличи» дәп етирап қилиду. Алаһидә тәкитләш лазимки, “тәкбирчиләр” адәмләрни “капир” дәп шәриәтниң классикилиқ нормилириға хилаплиқ қилған һалда җакалайду. Чүнки өзини мусулман дәп һесаплиған адәмни, әгәр у чоң гуна қилған һаләттиму, капир дәп елан қилишқа болмайду. «Тәкбирчиләрниң» асасий мәхсити — етиқат қилғучиларни әтраптики дуниядин айриветиш. Дунияниң улар үчүн ят екәнлиги, пәқәт шуларниңла һәқиқий мусулман екәнлиги савийәсигә сиңдүрүлиду. Кейин «тәкбирчиләр» идеологлири адәмләргә зайирлиқ мәмликәт билән һөкүмәттин тағут (бутлар), йәни етиқат қилиш объекти дәп ишәндүриду. Шуңлашқа дөләткә «тәкбир» елан қилиду һәм мәмликәтни «капирлар дөлити» дәп җакалайду. «Тәкбирчиләрниң» адәм җәлип қилишиниң новәттики басқучи һиҗрат, йәни етиқатни сақлап қелиш үчүн көчүп кетиш болуп һесаплиниду. Һиҗратниң икки түри бар — очуқ вә мәхпий. Очуқ һиҗрат дегинимиз — «тәкбирчиләрниң» «етиқатни сақлап қелиш» үчүн башқа мәмликәтләргә көчүши. Қазақстанлиқларниң Сириягә көчүши нәқ шу очуқ һиҗрат болуп һесаплиниду. Амма, вақит көрсәткинидәк, «һәқиқий ислам дөлитиниң» орниға Сириягә барған адәмләр җиддий тоқунушниң, гражданлар урушиниң қайнимиға чүшүп қалиду. Өзлириниң хаталиғини чүшәнгәндин кейин уларниң көпчилиги бу йәрдин кетишниң, Вәтинигә қайтип келишниң йоллирини издәшкә башлайду. Бу күнгә қәдәр елимизгә 47 адәм қайтурулди. Һазир дөләт органлири уларниң адәттики турмуш-тирикчиликкә үгинишигә һәртәрәплимә ярдәм қилиду. Әнди «тәкбирчиләр» идеологиясиниң тарқилишиниң алдини елиш вә әнъәнивий һаят тәризини әслигә кәлтүрүш мәхситидә Сириядин қайтип кәлгәнләргә диний өлүмалар, теологлар, психологлар ярдәм беридиған болиду. Тәкитләш лазимки, қазақстанлиқларниң Сирия вә Ирақка атлиниши елимиздики диний саватсизлиқниң моҗутлуғини көрситиду. Мәзкүр мәсилини һәл қилиш үчүн яшларға ислам динидики әнъәнивий ханафи мәзһәби вә радикал ислам тәшкилатлири һәққидә ениқ һәм объектив әхбаратларни беришимиз лазим. Шуңлашқа имамлар ислам дининиң хәлқимизниң тарихидики роли вә орни тоғрилиқ яшларға дайим тәшвиқат қилип туруши һаҗәт. Пәқәт билимлик, тарихий вә миллий аң-сәвийәси жуқури җәмийәтла һәрқандақ радикал еқимларға, сахта динларға қарши тақабил туралайду. *** Көрүп туримизки, Сириягә кәткәнләрниң көпчилиги чәтәллик эмиссарларниң алдам халтисиға чүшүп қалғанлар. Бу йәрдә Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң паалийитиниң начарлиғини тәкитләватқанларму йоқ әмәс. Шу сәвәптин биз тонулған теолог алим, Алмута шәһәрлик һакимийити Диний ишлар бойичә башқармиси йенидики Мәслиһәт вә реабилитация мәркизиниң мутәхәссиси Нурмуһәмәт қари Иминовқа мураҗиәт қилдуқ. Бу җәһәттин Қазақстан Мусулманлири диний башқармисини әйипләш хата дәп һесаплаймән, – деди у соалимизға җававән. – Чүнки диний башқарма қанун даирисидә яшларни оқутуватиду, тәшвиқат вә тәрғибат ишлирини жүргүзүватиду. Бәзиләр «Силәр нәгә қаридиңлар?, “Немишкә чәтәллик эмиссарларни ашкарә қилмайсиләр?» дәп сорайду. Биз һоқуқ қоғдаш оргини әмәс. Уларни издәп тепип, сораққа алалаймиз. Бу— полицияниң иши. Имамлар билән диний өлималарниң иши — мечитларда вәзә оқуш, диний мәсилиләрниң маһийитини чүшәндүрүштин ибарәт. Әнди биз ейтқан мәслиһәтләрни қобул қилса, яхши. Қобул қилмиса, уларға мәҗбурий түрдә таңалмаймиз. Мәлум болуватқинидәк, Сириягә кетип қалғанларниң көпчилиги әхбаратларни асасән Интернеттин, иҗтимаий торлардин елип турған. Бизму өзимизниң тәшвиқат ишлиримизни рәсмий тиркәлгән гезит-журналлар, сайтлар, иҗтимаий торлар арқилиқ жүргүзүватимиз. Имамлар кочиму-коча жүрүп, мәктәп яки алий оқуш орунлириға берип, вәзә оқалмайду. Пәқәт бирәр оқуш у яки бу билим дәргаһи билән алдин-ала келишип, тәклип қилинған һаләттила тәшвиқат-тәрғибат ишлирини әмәлгә ашурушимиз мүмкин. Адәттә барлиқ вәзә-несиһәтләр мечитларда ейтилиду. Мана йеқинда Сириядин 47 адәм қайтурулуп келинди. Һазир бизгә бәргән мәлуматларға асаслансақ, көпчилиги алдинип кетип қалғанлар екән. Амма уларниң арисида әттәй «җиһат» үчүн кәткәнләрму болуши еһтимал. Тәргәв ишлири жүргүзүлүши керәк. Гуналири дәлилләнсә, қанун алдида җавап бериду дегән сөз. Тәкитләш лазимки, һазир Қазақстан түрмилиридә терроризмда әйиплинип, әркинлигидин мәһрум болғанларму көп. Шуңлашқа биз, имамлар, түрмиләргә берип, әйнә шундақ шәхсләр билән учришишларни өткүзүп туримиз. Әҗдатлиримиз әсирләр давамида етиқат қилип келиватқан әнъәнивий динимизниң әвзәлликлирини, маһийитини, алаһидиликлирини чүшәндүримиз. Келәчәктә бу ишлиримизниң нәтиҗә беридиғанлиғиға үмүт қилимән.

261 рет

көрсетілді

7

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы