• Жиллар вә адәмләр
  • 13 Ақпан, 2019

Өмүр йоли – яшларға үлгә

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, “Уйғур авази” «...Дуниявий йүксилинишниң һәммә қәдрийәтлири, барлиқ ихтисадий вә мәдәний байлиқлар виртуаллиқ малийә институтлири тәрипидин әмәс, бәлки адәмниң әмгиги арқилиқ бәрпа қилиниду» дейилгән елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң 2012-жили елан қилинған «Қазақстанниң иҗтимаий йеңилиниши: Умумға Ортақ Әмгәк Җәмийитигә қарап 20 қәдәм» намлиқ тарихий әһмийәткә егә программилиқ мақалисида. Һәқиқәтәнму, һаятимизниң қайсила саһасини алмайли, бүгүнки күнгә қәдәр қолға кәлтүрүлгән утуқ-нәтиҗиләрниң, садир болған маддий вә мәнивий ғәзниләрниң асасида, биринчи новәттә, әмгәк ятиду. Шу сәвәптин болса керәк, мәйли өтмүшкә нәзәр салайли яки бүгүнки һаятни алайли, пидакарәнә әмгиги түпәйли көпчиликкә үлгә-ибрәт болғидәк ишларни әмәлгә ашуруп, сий-илтипатқа бөләнгән, шөһрәт қазанған шәхсләр көпләп санилиду. Өз вақтида Панфилов наһийәсидә йеза егилигиниң тәрәққий етишигә мунасип үлүшини қошуп, Әмгәк Қизил Туғи ордениниң вә башқиму бирқатар медальларниң саһиби аталған Шерип ака Исмайиловниң исмини әйнә шундақ инсанлар қатарида тилға елишқа әрзийду. Ш.Исмайилов 1934-жили Панфилов наһийәсиниң Дехан Ғәйрәт йезисида дунияға кәлгән. Униң ата-аниси аддий деханлардин болуп, бир өмүр йәргә тәр төкүп өткән меһнәткәш инсанлар еди. Шуңлашқа кичигидин әмгәк қайнимида тавлинип, бәқувәт болуп йетилгән Шерип ака 7 жиллиқ мәктәпни тамамлиғандин кейин 1953-жили Вәтән алдидики борчини ада қилишқа чақиртилип, һаятиниң үч жилини һәрбий деңиз пиядә әскәрлири қатарида өткүзиду. Андин өз жутиға қайтип келип, әмгәк паалийитини механизаторлуқтин башлайду. Көп өтмәй рәһбәрликниң көзигә челиқиду вә 1965-жили «Бирлик» колхозиниң иккинчи бригадисиға бригадир болуп сайлиниду. Өзигә жүкләнгән вәзипә һөддисидин чиқиш үчүн тиришип әмгәк қилишқа адәтләнгән у арилиқта Талғир шәһиридики йеза егилиги техникумида сирттин оқуйду. Елигә, хәлқигә хизмәт қилишни муқәддәс борчум дәп чүшәнгән нурғунлиған замандашлириға охшаш «һардим-талдим» демәй, бир егиликтә 40 жилдәк әмгәк қилған Шерип ака шу җәриянда җапаниму тартти, һалавәтниму көрди. Бирақ у һаятқа, адәмләргә болған көзқаришини өзгәртмиди. Дайим сәвирчанлиғи, һәққанийлиғи вә әмгәксөйгүчлүги билән әтрапидикиләрни қайил қилип кәлди. Шуңлашқа аддий пухралардин тартип мәзкүр егиликни һәрхил жилларда башқурған Һошурахун Йолдашев, Азат Мәшүров, Оғуз Ниязов қатарлиқ йеза егилиги саһасиниң маһир тәшкилатчилириму уни алаһидә һөрмәтләп, сәмимий мунасивәт қилатти. Өз новитидә, уму рәһбәрлириниң ишәнчисини ақлап, үнүмлүк әмгәк қилишқа тиришти. Шуниң нәтиҗисидә йеңи-йеңи утуқларға қол йәткүзүп, шиҗаәтлик әмгиги арқилиқ жутиниң, Өсәк тәвәсиниң намини чиқарди. Мәсилән, униң Әмгәк Қизил Туғи ордени вә башқиму медальлар билән тәғдирлиниши, бирнәччә қетим социалистик мусабиқиләрниң ғалиби атилиши, СССР Хәлиқ егилиги муваппәқийәтлири көргәзмисиниң күмүч медалини елишқа муйәссәр болуши, йезилиқ кеңәшкә депутат болуп сайлиниши әйнә шу мәшәқәтлик әмгигиниң мунасип баһаланғанлиғи болуп һесаплиниду. Шерип ака Исмайилов шәхсий һаяттиму әл зоқини қозғиғидәк нәмунилик өмүр сүргән инсан. У өз мәзгилидә Ленинградтики И.Сталин намидики Коммунистик алий билим юртида тәһсил көрүп, партия органлирида җавапкәр хизмәтләрни атқурған, бирақ 1937-жили «Хәлиқ дүшмини» қалпиғи астида тәқиплинип, бегуна оққа тутулған Абдулла Азнамәтовниң қизи Илиана билән 1958-жили аилә қуруп, үч пәрзәнтни қатарға қошти. Бүгүнки таңда уларниң чоң қизи Мукарәм 40 жиллиқ тәҗрибигә егә муәллим болса, йәнә бир қизи Алийәм билән оғли Мурат медицина саһасида хизмәт қилип, көпчиликниң иззәт-еһтирамиға бөләнгән ақхалатлиқ инсанлардиндур. «Яхшидин сөз қалиду» демәкчи, Шерип акиниң һаяттин өткинигә хелә жиллар болсиму, уни билидиғанлар мәрһум исмини һелиғичә һөрмәт билән тилға елип, иллиқ хатирилири билән бөлүшүп кәлмәктә. Мәсилән, өз вақтида Ш.Исмайилов билән бир жутта яшиған җәмийәтлик ишларниң активисти, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Реһимҗан ака Тохтахунов у һәққидә мундақ дәйду: – Уларниң аилиси бизниң өйдин икки-үч өй нерида туратти. Биз уларни жутумиздики әң үлгилик аилиләрниң бири дәп биләттуқ. Шерип акиниң рәпиқиси йезимизда дохтур болуп ишләйдиған. Өзи болса, дайим дегидәкла егилик ишлириниң қайнимида жүрәтти. Сәвәви у дәм елишни билмәйдиған интайин җавапкәр, әмгәксөйгүч инсан еди. Шуңлашқа мәвсүмлүк ишлар қизиғанда, вақтиниң бесим қисмини етиз-ериқта өткүзәтти. Ярдәмгә муһтаҗ аилиләргә ғәмхорлуқ қилиш мәсилилиридиму паалийәтчанлиқ көрситип, уларни егилик һесавидин озуқ-түлүк, отун-көмүр билән тәминләш ишлириға көп көңүл бөләтти. Шерип акиниң мана мошу әмгәклириниң һәммиси һөкүмәт тәрипидинму, жутдашлири тәрипидинму мунасип баһаланди дәп ойлаймән. Униң һаят чеғида орден-медальлар билән мукапатлиниши вә вапатидин кейинму исминиң унтулмай келиватқанлиғи әйнә шуниң ярқин испатидур. Мән бу пикирни аңлиғандин кейин, биз қандақла җәмийәттә яшимайли, Шерип ака Исмайилов охшаш өмрини адил әмгәк билән өткүзгәнләрниң шанлиқ һаят йоли, улар аримиздин кәткәндин кейинму, яш әвлат үчүн мәңгү үлгә болуп қалидиғанлиғиниң муқәррәрлигигә көз йәткүздүм.

422 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы