• "Улуқ даланиң йәттә қири"
  • 13 Ақпан, 2019

Биз — томуримиз бир дала хәлқи

Һәммимиз Президентимиз Нурсултан Назарбаевниң «Улуқ даланиң йәттә қири» намлиқ мақалисини буниңдин илгири йезилған «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисиниң давами сүпитидә қобул қилдуқ. Чүнки һәр икки мақалә бир-бирини толуқтуруп туриду. Дөләт рәһбири уларда қазақстанлиқларниң аң-сәвийәсини йеңилап, тарихимизни техиму чоңқур тәтқиқ қилишимиз керәклигини тәкитләп, ениқ мәхсәт-вәзипиләрни жүкләйду. Тарих һәрқайси милләтниң гуванамиси болупла қалмай, у шу милләтниң өтмүши, бүгүни һәм келәчигидур. Тарихни өзгәртиш мүмкин әмәс. Амма тарих болуп йезилидиған келәчигимизни қелиплаштурушқа имканийитимиз йетәрлик. Президентимиз «Улуқ даланиң йәттә қири» мақалисида тарихий мисалларни кәлтүрүп, қайтиланмас тарихимиз һәққидә сөз қилиду. Қазақстанниң улуқ даласи әзәлдинла инсанийәт тәрәққияти алға басқан макандур. Бу йәрдә көчмән хәлиқләрниң мәдәнийити сақланған. Академик А.Н. Бернштамп «Төмүрниң кәшип қилиниши вә төмүр қураллириниң ясилиши, шундақла атни қолға үгитип, уни әмгәк вә җәң васитиси ретидә пайдилиниши түркий тиллиқ қандаш хәлиқләрниң икки бүйүк кәшпияти. Дәл мошу кәшпиятлар уларниң атлиқ җәңчилирини йеңилмәс орунға егә қилған» дәп етирап қилған екән. Дана рәһбиримизниң мақалисидиму шу ой ениқ ейтилған. Қедимий вә оттура әсирләрдә Улуқ дала империялиригә даир әхбаратларни биз тамғилиқ ташлардики бәлгүләр, сарғайған қәғәзләрдики мәлуматлар, йәр астидин тепиливатқан маддий мәнбәләр арқилиқ билимиз. Қедимий әҗдатлиримиз болған сак, һун қәбилилири һәққидә бизгә мәлум болғинидин, намәлум йеқи көпирәк. Хулләс, Дөләт рәһбири илқа чавандазлиқ мәдәнийити, атниң шу заманлардики әһмийити һәққидә чоңқур тохтилиду. Шундақла елимиздин тепилған «Алтун адәм» рәмзлик обризиниң нәқәдәр бебаһа тарихий ғәзнә екәнлигини чүшәндүриду. Дәрһәқиқәт, «Алтун адәм» чоң тарихий вақиәдин сир чекидиған ядикарлиқ. Алтун кийимниң безәндүрүлүши, униңдики тәсвирләр Улуқ дала хәлқиниң зәргарлиққа һәм қол һүнәрвәнчиликкә чевәр болғанлиғини испатлайду. Әлвәттә, шуниңға охшаш тағу-ташқа селинған рәсимләрдики җан-җаниварларниң тәсвири ата-бовилиримизниң о олашқа майил болғанлиғини көрситиду. Мәлумки, тамғилиқ ташлар дияримиздики Кәтмән, Дардамту жутлириниң тағ етәклиридә моҗут. Буларниң барлиғи – бизниң қедимий әңгүштәрлиримиз. Биз әшундақ дурданилиримиз арқилиқ түркий тиллиқ хәлиқләрниң томури бир екәнлигигә көз йәткүзимиз. Әҗдатлиримиздин қалған тәвәррүк байлиқларни һәрбиримиз көзүмизниң қаричуғидәк сақлишимиз керәк. Чүнки тарих – бизниң махтинишимиз. Ваһаләнки, бепаян қазақ далисида өз заманида талай-талай җәң болуп, қан төкүлүп, оқму етилди. Мана шундақ синақлардин кейинла мустәқилликниң теңи атти. Йәни, Қазақстанға азатлиқ оңай йол билән кәлгини йоқ. Миңлиған күрәшләр, шиддәтлик җәңләр йүз бәргән Улуқ даланиң тарихи бай. Президентимизниң мақалисиниң асасий маһийитиму – тарихий байлиқлиримизни баһалап, қәдир-қиммитигә йетиштидур. Чаң басқан тарихимизниң күн нуриға чиқиридиған «Архив- 2025» лайиһисини қуруш Дөләт рәһбири тапшурған йәнә бир муһим мәсилилириниң биридур. Шуниң билән биллә мақалида әҗдаттин-әвлатқа мирас әпсанә, ривайәт, дастанлар вә тәхминләргә йошурунған һәқиқәтни ениқлайдиған пәйтниң йетип кәлгәнлиги тәкитлиниду. Бу Улуқ дала йеридә яшаватқан 130дин ошуқ милләткә ортақ мәсилә вә ортақ вәзипидур. Кона тарих бәтлирини қайта варақлайдиған вақит кәлди. Бу – мәнивий йеңилинип келиватқан елимизниң йеңи замандики йеңичә бир алаһидилиги. Сөзүмни хуласиләп кәлгәндә, Улуқ даланиң тарихини тәтқиқ қилишқа түркий хәлиқләрниң бири болған уйғур хәлқиму өз төһписини қошидиған болиду. Чүнки қазақ-уйғур әлмисақтин томури бир, қериндаш хәлиқләрдур. Мирзәхмәт ҖӘМИЕВ, Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси.

279 рет

көрсетілді

7

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы