• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 27 Ақпан, 2019

Ойлан

«Пулум йоқ» дәп кайима, тилиң барға шүкүр қил. Тилиң болсун кәлимә, сән Аллаға зикир қил. «Байлиқ йоқ» дәп кайима, шүкүр қил нан болғанға. Қиммитиңни йоқатма бәш күнлүк бу «ялғанда». Дуния қоғлап кәтмигин, у арқаңда қалиду. У аләмгә сән билән әмәллириң бариду. Саңа тәлим бәргүчи – мәктәп билән мечитқу. Җан егиси өлүмдин қутулмайду қечипму. Кочиға көз ташлима, аиләңни ойлиғин. Анаң билән муңдишип, балаң билән ойниғин. Кичикләргә ғәмхорлуқ, һә чоңларни иззәт қил. Вәтиниңгә, хәлқиңгә таза, адил хизмәт қил. Қулақ салғин, қериндаш, сәһәр чиққан авазға. У Алланиң намидин чақириду намазға. Қәдимиңни ойлап бас, әҗәл ейтип кәлмәйду. У дунияда сән үчүн һечким җавап бәрмәйду. Камунар ТУРСУНОВ. Панфилов наһийәси.

98 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы