• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 27 Ақпан, 2019

Тәмкинлик – гөһәрдур

Тәмкинлик – мүҗәздики очуқ-йоруқлуқниң, көтирәңгү кәйпиятниң, иллиқ муамилиниң, мунасивәтләрдики қәлб гөзәллигиниң муһим намайәндисидур. У шундақла кишиләргә гөзәллик, әхлақ-пәзиләт, хошаллиқ, муваппәқийәт әта қилидиған мәнивий байлиқтур. Һаятта тәмкинликни өзигә һәмра қилған адәмләр азадә, хошал-хорам яшайду. Һәрқандақ мәсилигә дуч кәлгәндә – өзини тутувалиду, бирәр келишмәсликкә учрисиму, мәйүслинишкә алдиримайду. Һәрқандақ адәм тәмкин болушни арзу қилсиму, психик һиссият, өзигә хас аң-сәвийә вә мүҗәз-хулуқ бәзиләрни турмушқа, һаятқа, кишиләргә нисбәтән өзгичә муамилидә яшашқа адәтләндүрүп қойиду. Һә, айрим адәмләр башқиларниң сәмимий пикир бериши, өзиниң хатаси билән камчилиқлиридин тегишлик хуласә чиқириши нәтиҗисидә шәхсий һаятида яки иш-паалийитидә бәзи қийинчилиқ-тосалғулуқларға учриғанда, роһий чүшкүнлүккә берилмәй, уларни дадиллиқ билән йеңип чиқиду. Келәчигигә үмүт билән қарап, кәйпиятини тәңшәйду. Тәмкинлиги түпәйли путиға дәс туруп, көзлигән нишаниға ишәшлик қәдәм ташлап, замандашлириниң етирап қилишиға вә һөрмитигә еришиду. Умумән тәмкинлик – адәмләрниң бойидики әң есил хисләтләрниң бири болуп һесаплиниду. Шуңлашқиму көңүл-көксиңизниң кәң, меһир-муһәббитиңизниң сап болғини әвзәл. Илаһим, һаятта тәмкинлик билән қилған һәрбир сөзүңиздин, әмәлий ишиңиздин, басқан қәдимиңиздин дайим гүл үнсун!

155 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы