• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2019

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

А.У. Маминни Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-Министри лавазимиға тайинлаш тоғрилиқ Асқар Узақбайоғли Мамин Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-Министри болуп тайинлансун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ. Астана, Ақорда, 2019-жил 25-февраль № 847

Асқар Узақбайоғли Мамин 1965-жили туғулди. Целиноград инженер-қурулуш институтини, Г.Плеханов намидики Россия ихтисат академиясини тамамлиди. Мутәхәссислиги бойичә инженер-қурулушчи, ихтисатчи. Әмгәк паалийитини “Целинтяжстрой” трестида монтажчи болуп башлиди. Тиҗарәтчилик паалийәт билән шуғулланди. Астана шәһири һакиминиң биринчи орунбасари – Ақмола мәхсус ихтисадий зониси Мәмурий кеңиши рәисиниң орунбасари, транспорт вә коммуникацияләр министриниң орунбасари, индустрия вә сода министриниң биринчи орунбасари болуп тайинланди. 2005 – 2008-жилларда транспорт вә коммуникацияләр министри, Астана шәһириниң һакими лавазимлирини егилиди. “Қазақстан темір жолы” Миллий компанияси” акционерлиқ җәмийитиниң президенти болди. 2016-жил сентябрьдин тартип – Қазақстан Җумһурийити Премьер-министриниң биринчи орунбасари.

444 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы