• Йеза нәпәси
  • 06 Наурыз, 2019

Мәйрәмлик кәч өткүзүлди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Көктал йезисида «Җәннәт аниларниң айиғиниң астида» мавзусида мәйрәмлик кәч болуп өтти. “Қазпочта” акционерлиқ җәмийити Көктал йезилиқ бөлүмчисиниң башлиғи, йезилиқ ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Хуршидәм Бағаеваниң тәшәббуси билән уюштурулған мәйрәмлик кәчкә узун жиллар маарип, саламәтлик сақлаш вә башқа саһаларда ишләп һөрмәтлик дәм елишқа чиққан анилар тәклип қилинди. Мәйрәмлик дәстихан пешқәдәм устаз Мәрийәм Суфиянова вә көпбалилиқ Санийәм һаҗим Әспәрованиң анилиқ ақ тилиги билән ечилип, новәт Көктал рус оттура мәктивиниң оқуғучилириға берилди. Йезида уйғур тилида мәктәп яки синип болмиғанлиқтин өзгә тиллиқ мәктәптә оқуватсиму ана тилида тиләкләрни ейтип, нахша-уссулларни иҗра қилған оқуғучиларниң таланти һәммини қайил қилди. Бу күни кәң йейилған мәйрәмлик дәстихан әтрапида шундақла узун жиллар балилар бағчисида тәрбийичи болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Маһинур Ахмоллаева, пешқәдәм устаз, көпбалилиқ ана Гүлсарәм Қулиева, Пәридәм Тайирова вә башқилар баһарниң дәсләпки күнлири нишанлинидиған анилар мәйрими билән тәбрикләп, кәч уюштурғучилириға миннәтдарлиғини изһар қилди. Көктал йеза окугиниң баш жигитбеши Рәхимҗан Яқупов көкталлиқ әр-жигитләр намидин иллиқ тиләклирини изһар қилди. Шуниңдин кейин Хуршидәм Бағаева сөз новитини елип, Көктал йезисида «Анилар фондиниң» тәшкил қилинғанлиғини, униңда топланған мәбләғниң хәйрихаһлиқ ишларға сәрип қилинидиғанлиғини тәкитлиди. Шуниңдин кейин натиқ округтики җәмийәтлик ишларда паалийәтчанлиқ көрситиватқан ханим-қизларға тәшәккүрнамиләрни тапшурди. Кәч меһманлири наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, психология пәнлириниң намзити Асийәм Сайитова, ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова, көпбалилиқ ана Тиллабүви Мәңсүрова билән Көктал йеза округиниң йетәкчи мутәхәссиси Мерванәм Еләмова мәйрәм мунасивити билән аниларни тәбрикләп, бирлиги билән өмлүги ярашқан қедимий жут активистлириниң тәшәббускарлиғида өтүватқан бу кәчниң башқиларға үлгә-нәмунә болидиғанлиғиға тохталди. Мәйрәмлик дәстиханниң ахири сәнъәт һәвәскарлири тәрипидин түзүлгән концерт программисиға улашти. Панфилов наһийәси.

527 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы