• Замандаш
  • 13 Наурыз, 2019

У әмгәктә тавланған

Нурмәһәмәт Туниязов – аддий шофер. Панфилов наһийәлик «Су қубыры» мәһкимисидә 1973-жилдин та 2012 жилғичә шофер болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан болсиму, бүгүнки күндиму «Қорғас» хәлиқара һәмкарлиқ сода мәркизидики «Хоргос – Сервис» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғида шофер болуп ишләватиду. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Нурмәһәмәт ака билән сөһбәтлишиш үчүн алди билән уни билидиғанлардин учур алдим. Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Һүсән Еләмов, гезитимизниң җанкөйәри фотомухбир Турсунмәһәмәт Мәшүров арқилиқ тонушуп, сөһбәтлишиш пурситигә егә болдум. Сөһбәтдишим көзүмгә җиддий көрүнгини билән гәп-сөзгә чечән, муамилиси иллиқ адәм болуп чиқти. У өзиниң әҗдатлири, жути, һаяти вә иш-паалийити һәққидә тәвринип сөзлиди. Нурмәһәмәт акиниң теги-тәкти яркәнтлик болуп, ата-аниси Ғоҗәхмәт билән Нурбүви тәвәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға мунасип төһписини қошқанлардин. Атиси Панфилов наһийәлик өрт өчәргүчиләр қисмида ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқип, жутдарчилиқ ишларға җан-тени билән берилгән еди. Мәһәллә турғунлириниң уни жигитбеши қилип сайлиши шуниңдин болса керәк. “Уйғур мәһәллиси” дәп аталған мәһәллиниң жигитбеши болуп, узақ жиллар жут башқурди. Яркәнт билән тәң бәрпа болған шәһәрниң төвәнки қисмидики қәбирстанлиқни аватлаштуруш, һәрхил мәнзирилик көчәтләрни тикиш, уни күтүп пәрвиш қилиш, әтрапини қоршаш охшаш сахавәтлик ишларниң тәшәббускари болғанлиғини жутдашлири һеликәм унтуғини йоқ. Шундақла йәттә бала тепип қатарға қошқан мәрһум Ғоҗәхмәт ата “Уйғур мәһәллисини” тәшкилләп, миллий урпи-адәт, рәсим-қаидиләрни шәкилләндүрүш, миллий мәтбуат, маарип саһасини риваҗландуруш үчүнму аз әҗир қилмиди. Мана мошундақ аилидә туғулуп өскән Нурмәһәмәт ака 1966-жили Киров (һазирқи Хелил Һәмраев) намидики мәктәпни тамамлап, Талдиқорғандики Көксу йеза егилиги техникумиға оқушқа чүшиду. Дипломлуқ яш мутәхәссис әмгәк паалийитини шәһәрдики «Казсельхозтезника» мәһкимисидин башлайду. Көп өтмәй вәтән алдидики һәрбий борчини өтәш үчүн атлиниду. Бу җәриянда Сибирь төмүр йол қурулушиға паал қатнишип қайтқан Н.Туниязов намиға наһийәлик һәрбий комиссариатқа тәшәккүрнамиләр, инкаслар келип чүшиду. Шу түпәйли Нурмәһәмәт акини әйни чағдики һәрбий комиссариат башлиғи тәклип қилип, шу дәвирниң тәливи билән ейтқанда, һәрбий хизмәткә атлиниш алдида турғанларни шоферлуқ курста оқутушта старшина қилип тайинлайду. Шу-шу болдидә, у кәспини бирәтола шоферлуққа өзгәртиду. – Һаятимниң 50 жилини шоферлуқ кәспигә беғишлаптимән. Күч-қувитим барда һелиму ишләп келиватимән. Техника болғандин кейин төмүр- тәсәк суниду, бузулиду, ясайсән. Йәнә йолға тәйяр һалитигә келиду. Униң «тилини» билиш керәк. Мән һәр күни Улуқ Ипәк йолини бойлап Қорғас тәрәпкә ишқа маңимән. Кейинки жилларда «Сүръәтлик индустриал инновациялик тәрәққият» программиси даирисидә селинип, пайдилинишқа бериливатқан «Қорғас» сода мәркизидә күн санап өзгиришләр йүз бериватиду. Йеңи-йеңи һашамәтлик имарәтләр қәд көтәрмәктә. Қурулуш ишлири сүръәтлик кетип бариду. Һәр күни келип-кетиватқан миңлиған туристлар мошу Ипәк йоли билән маңиду. Буниңға, әлвәттә, хошал болисиз. Бәзидә 34 чақирим йолда меңиватқан машинилар колоннисиға қарап һәйранму қалисиз. Әнди шуларниң рулида олтарғанларниң қанчилик дәриҗидә қаидиләргә риайә қилмайдиғанлиғини көрүп, байқапму жүримән. Пурсити болса, несиһәтму қилимән. Лекин яшларниң арисида, қандақла қилип болмисун, техника рулиға олтиривелип, йол қаидисигә хилаплиқ қиливатқанлар учришиду. Буниң ақивити паҗиәлик әһвалларға елип келиватқан. Шуниң үчүнму өзиниң вә йәниму бирнәччә адәмниң тәғдири шоферниң қолида екәнлигини бири чүшәнсә, йәнә бириниң чүшәнгүси кәлмәйду. Шуңа яшларға “дайим һошияр болуңлар!” дегүм келиду, – дәйду биз билән болған сөһбәттә Нурмәһәмәт ака. Мақалә қәһриманиниң аилиси һәққидә гәп қилимизкән, рәпиқиси Людмила һәдимиз билән 1972-жили аилә қуруп, икки оғул тепип, заман тәливигә лайиқ инсанлардин қилип тәрбийиләп, қатарға қошти. Людмила Әхмәтқизи Талдиқорғандики медицина училищесиниң Яркәнттики шөбисидики һәмшириләрни тәйярлайдиған бөлүмидә оқуп, наһийәлик шипаханида ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Пәрзәнтлири Дилшат билән Руслан – Алмутидики алий һәрбий академиядә тәһсил көргән чегара хизмәтчилири. Дилшат подполковник, Руслан болса, полковник унвани билән истипаға чиқти. – Иш баби билән сәяһәткә көп чиқимиз. Лекин ана жутум Яркәнтни дунияниң һечбир йеригә тәңләштүрмәймән. Чүнки қәдирлик жутдашлириң, аиләң, қериндашлириң, дост-қаяшиң йениңда болса, һаятниң раһити дегән шу әмәсму! – дәйду Нурмәһәмәт ака. Йолларда чиниққан Нурмәһәмәт акимизға бизму бәхитлик қерилиқ дәмлирини тиләймиз. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт.

883 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы