• “Дүгләк үстәл”
  • 13 Наурыз, 2019

«Яшлар жилиға мунасивәтлик қандақ тәкливиңиз бар?»

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» «Биз Қазақстанниң келәчиги һесаплинидиған яшларни қоллишимиз лазим. Яшларни вә аилә институтини комплекслиқ қоллап-қувәтләш дөләт сәяситиниң муһим йөнилишигә айлиниши керәк. Яшларниң барлиқ категориялирини қоллап-қувәтләш чарилириниң толуқ комплексини өз ичигә алидиған иҗтимаий басқучларниң кәң платформисини вуҗутқа кәлтүрүш зөрүр. Келәр жилни “Яшлар жили” дәп елан қилишни тәклип қилимән», дегән еди Дөләт рәһбири «Қазақстанлиқлар паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» Мәктүбидә. Дәрвәқә, Мустәқиллик жиллири Қазақстанда йеңи көзқараштики яш әвлат өсүп йетилди. Елимиз Президенти билән дөлитимиз униң шәкиллинишигә вә риваҗлинишиға көп һәссә қошти. Демәк, Мустәқилликни мустәһкәмләшниң җавапкәрлиги билән парасәтлик милләт қелиплаштурушта вә дуниявий дәриҗидә милләтниң риқабәткә қабиллиғини ашурушта яшларға зор җавапкәрлик билән чоң үмүт вә вәзипә жүкләнди. Шундақ екән, буниңға уйғур яшлири тәйярму? Шуни билиш мәхситидә биз бир түркүм яшларға «Яшлар жилиға мунасивәтлик қандақ тәкливиңиз бар?» дегән соал билән мураҗиәт қилдуқ. Аршалим ДӘВЛӘТОВ, Уйғур наһийәси Ақтам оттура мәктиви мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари: – Дөләт рәһбириниң мошу жилни «Яшлар жили» дәп елан қилиши шәхсән мени қанатландуруп, қәлбимдики һаяҗанлиқ һиссиятлирини ойғатти. Яшлар жилидин биз, яшлар, немә күтимиз? Миңлиған турушлуқ өйләр селинип, берилиши, грантларниң көпирәк бөлүнүши яшларниң алға қарап илгирилишигә түрткә болғуси. Әнди биз, яшлар, мәмликәткә немә берәләймиз? Президент өзиниң «Көп тилни билидиған, дуниявий көзқариши қелиплашқан, җәмийәттә өзиниң ейтар пикри бар яшлар бизниң җәмийәткә һәр вақит керәк» дегән әқиланә сөзлири билән Қазақстан яшлириға чоң җавапкәрлик билән зор үмүт артти. Миллитимниң вәтәнпәрвәр пәрзәнди сүпитидә Дөләт рәһбириниң дана миллий сәясити билән әлни башқуруш қабилийитигә баш егимән. Мәнму Президентимиз тәрипидин жүкләнгән әйнә шу җавапкәрлик билән үмүтни ақлашқа тиришимән. Биз, қазақстанлиқ уйғурлар, өзимизни бәхитлик, дәп һесаплишимизға толуқ асас бар. Ана тилимизда билим елип, гезит-журналлиримизни оқуватимиз, миллий театримизниң ишиги дайим очуқ. Миллий мәдәнийитимиз билән сәнъитимиз тәрәққият йолида. Қисқиси, әтики күнгә болған зор ишәнчә билән яшап келимиз. Шундақ екән, биз, уйғур яшлири, дөләт тәрипидин яритиливатқан имканийәтләрдин тоғра пайдиланған һалда, мустәқил дөлитимизниң гүллиниши, муһими, «Мәңгүлүк әл» концепциясиниң рояпқа чиқиши үчүн аянмай әмгәк қилишимиз керәк. Тоғра, алдимизда атқурулидиған ишлар аз әмәс. Һәммидин муһимирағи — маарип саһаси. Дәрвәқә, Қазақстан Җумһурийитиниң билим бериш саһасида уйғур мәктәплири вә синиплири алаһидә орунни егиләйду. Демәк, қолда бар алтунниң қәдрини билип, пәрзәнтлиримизни өз ихтияримиз билән ана тилимиздики мәктәпләргә бәрсәк, уларниң миллий роһта тәрбийилинишигә нәзәр ағдурсақ, нур үстигә нур әмәсму. Ечинарлиғи, көплигән яш аилиләр балилирини өзгә тиллиқ синип партилирида олтарғузушни әвзәл көрүватиду. Бу һәммәйлән җиддий ойлинидиған муһим мәсилә. Билсәк, ана тилида оқуған балиниң һаятий принциплирида, биринчидин, миллий роһ үстүн болиду. У өзиниң ана тилини, әҗдатлардин мирас болуп келиватқан урпи-адәтлирини мүмкинқәдәр сақлап қелишқа интилиду вә, иккинчидин, униңда «Миллитимниң келәчигигә беһөддә қаримиған қазақ елиниң тәрәққий етишигә мәнму өзәмниң мунасип үлүшүмни қошушум керәк», дегән чүшәнчә қелиплишиду. Әнди өзгә тиллиқ мәктәптә оқуған балилар миллийлик тәрипигә анчила етивар берип кәтмәйду. Уларға бәрибир. Дуния дүм көмүрүлүп кәтсиму, “астида йетип манта йәвериду”. Бу, чүшәнсәк, паҗиә... Пурсити кәлгәчкә, алаһидә ейтарим, «Nur Otan» партияси яшларниң инглиз тилини үгиниши үчүн тил курслирини ечип, үнүмлүк паалийәт жүргүзүватиду. Демәкчи болғиним, қазақстанлиқ уйғур яшлириму мошундақ нәмунилик чарә-тәдбирләрни уюштурушқа күч салса дәймән. Ундақ болғини, инглиз тилини йетүк өзләштүргән бала, пәқәт өзинила әмәс, миллитиниңму дунияға тонулушиға төһпә қошалайду. Раст, елимиз Президентиниң «Мәнивий йеңилиниш» программилиқ мақалиси даирисидә көплигән тилға аларлиқ чарә-тәдбирләрниң өткүзүлүватқанлиғи һәммигә аян. Уйғур наһийәсиниң Ақтам йезисидиму «Өлкетану» йөнилиши бойичә «Қошяғач – соғ аришаң шипалиқ булақ» лайиһиси даирисидә йеза яшлири вә мәктивимиз мудири Октябрь Турғаноғлиниң қоллап-қувәтлиши билән бираз ишлар бәҗирилди. Мошу лайиһә даирисидә биз бийил жутдишимиз, даңлиқ рәссам Марис Һетахуновниң туғулғининиң 80 жиллиғиға мунасивәтлик мәдәний мәрасим өткүзүшни реҗилигән едуқ. Амма бу нийитимиз биз күткәндәк нәтиҗә бәрмиди. Лекин биз Марис Һетахуновниң кимлигини яхши билимиз. Рәссам билән пәқәт ақтамлиқларла әмәс, бәлки пүткүл қазақстанлиқ уйғурлар пәхирләнсә болиду. Чүнки рәссам уйғур тәсвирий сәньитини дунияға тонутти. Әдәбиятимиз тәрәққиятиғиму сезиләрлик дәриҗидә үлүшини қошти. Биз, Қазақстан уйғур яшлири, немишкә мошундақ тәрбийәвий әһмийити бар лайиһиләрни қолға алмаймиз. Интернет торлиридин пайдилинип, Марис Һетахунов иҗадийити нәмунилиридин көргәзмиләр, яш рәссамларниң онлайн конкурслири уюштурулса, нур үстигә нур болмасмеди. Җәмләп ейтқанда, қазақстанлиқ уйғур яшлири заман еқимидин сиртта қалмай, мәнивий йеңилинишқа қарап йүзләнсә, дәймән. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ, Әмгәкчиқазақ наһийәси И.Саттаров намидики Ғәйрәт оттура мәктивиниң педагог- уюштурғучиси: – 2019-жилниң «Яшлар жили» дәп елан қилиниши – биз, яшлар, үчүн чоң мәртивә. Муәллим сүпитидә тәкитләйдиғиним, Президентимиз Нурсултан Назарбаев өз Мәктүбидә зор әһмийәт бәргән мәсилиләрниң бири – педагогларниң кәспий сүпити билән билимини риваҗландуруштин ибарәт. Сүпәтлик билим бериш елимизни индустрияләндүрүшниң вә инновациялик тәрәққият йолиға чүширишниң асасий қәдими болуп һесаплиниду. Пән-техника тәрәққий қиливатқан дәвирдә билимсиз күниң – қараңғу. Иккинчидин, билим – җаһан тәрәққият карвиниға қошулғуси күчтур. Аримизда билимлик, йеңилиққа хуштар яшлар көп. Әйнә шундақ яшларни илгири-кейин «Болашақ» программиси арқилиқ чәт әлләргә оқушқа әвитиватиду. Бу, әлвәттә, кишини хурсән қилиду. Әгәр мошундақ билим елишқа имканийәт яритидиған оқуш орунлири елимиздә ечилса, нур үстигә нур болматтиму! Үчинчидин, өзәм йезида яшаватқанлиқтин, йеза әһвалиму диққәт-нәзәримдин сирт қалған әмәс. Мошу турғудин елип қариғанда, йезидики яшларниң турмушини вә кәспий җәһәттин өсүшини, әмәлгә ашурмақчи болған арзу-арманлирини рояпқа чиқириш бойичә мәхсус реҗиләр түзүлсә, қолидин иш келидиған, «көмүктә қеливатқан» тәдбирчан, қабилийәтлик жигит-қизлиримизниң йетилип чиқидиғиниға гуманим йоқ. Һазир һәр йезида спорт билән шуғуллинидиған, талантини намайиш қилидиған клублар йетәрлик дәп ейталмаймиз. Бош ятқан етиз-далаға яшларниң ишлигүси келиду. Уларға аз пайизда несийә берилсә яки башқа мүмкинчиликләр яритилса, йезилардиму бираз нәмунилик ишлар қолға елинар еди. Йезидики яшларниңму жүригидә оти бар. Бирла мисал, жутиниң мәдәний гүллинишини халайдиған һәр жиллири мәктәп тамамлиған учумкарлар мәбләғ топлап, әһмийәтлик ишларни әмәлгә ашурмақта. Ундақ үмүтвар яшларға һәртәрәплимә ғәмхорлуқ көрситилсә, кәлгүсидә уларму әлгә нәп берәр еди. Төртинчидин, иҗадийәт билән шуғуллиниватқан яшларму хелә бар. Раст, таланти бар адәм язимән дегинини язивериду. Лекин әдәбият – дәвир атлап риваҗлиниду әмәсму. Демәк, талантму пәрвишкә муһтаҗ. Бүгүн иҗадийәт билән шуғуллиниватқан яшлар пәқәт «өз қазинидила қайнимақта». Дуния сәһнисиниң көләңгүсидинму көрүнмәй жүримиз. Шуңлашқа йеқинда Мәдәнийәт вә спорт министрлиги йенида қурулған Яш шаир-язғучилар кеңишиниң дәсләпки мәҗлисидә мошу мәсилә көтирилип, елимиздә Әдәбият академиясини қуруш һәққидә пикир-тәклипләр оттуриға қоюлди. Яшлар жилиниң рәсмий ечилиш тәнтәнисидә «Дарын» яшлар мукапитиниң саһиби, шаир, қәләмдишим Мерей Қарт Президент алдида ушбу пикирни алға сүрди. Мабада Әдәбият академияси қурулса, қолида қутлуқ қәлими бар яшларниң кәспий җәһәттин өсүшигә, дуниявий әдәбият мираслири билән тонушушқа, үгинишкә пурсәт туғулар еди. Бәшинчидин, бүгүнки яшларниң көпчилиги шәхсий тирикчилигини ойлап, миллий қәдрийәтләр ғәзнилиридин бехәвәр, җәмийәтлик ишларниң қәдир-қиммитини чүшәнмәй, роһий чүшкүнлүккә берилмәктә. Һәртәрәплимә йетилгән шәхс болуш үчүн биздин күндилик тирикчилигимиздин бөләк әҗдатлиримиздин мирас болуп қалған миллий қәдрийәтлиримизни қәдирләш, тәрәққий әткүзүш вә җәмийәтлик ишларға паал иштрак қилишимиз тәләп қилиниду. Мошу йосунда «Мәнивий йеңилиниш: келәчәккә нишан» программиси даирисидә ениқ реҗиләрни түзүп, үнүмлүк паалийәт елип беришимиз һаҗәт. Умумән, өткән һәр күнимизгә һесават бериш – һаят қануни. Шуңлашқа «Қишниң ғеми яздин» демәкчи, болғуси парлақ келәчигимизни һазирдин ойлишимиз керәк. У – өзимизниң қолида. Еләмҗан ТАЛИПОВ, Алмута шәһири Әдлийә ширкитиниң хадими: – Мәлумки, һазирқи яшлар арисидики ишсизлиқ мәсилиси – актуаллиғини йоқатмиған муһим мәсилиләрниң бири. Шундақ екән, яшлар арисидики, болупму йеза яшлири арисидики ишсизлиқ билән җиддий күришиш лазим. Тоғра, ишсизлиқниң көплигән сәвәплири бар. Заман тәливигә мувапиқ мутәхәссисләрниң йетилип чиқмиши, иш бәргүчиләрниң яш кадрларға қоюватқан тәләплири, яшларниң алидиған маашиға көңлиниң толмаслиғи әйнә шулар җүмлисидиндур. Алий оқуш орнини тамамлиған учумкарларниң тәнтирәп қалидиғанлиғиму һечкимгә сир әмәс. Мана мошундақ гаңгирап қалған яшларға тоғра йол көрситидиған, өз мутәхәссислиги бойичә иш тепишиға ярдәм қилидиған мәркәзләрни қурушимиз һаҗәт. Биз пәқәт шәһәрдила әмәс, йеза-мәлиләрдә яшаватқан яшларниң мәсилисиниму чоңқур үгинип, уларниң йешилиш йоллирини тепишимиз керәк. Мәсилән, мәлум бир йезида яшинип қалған ата-анисиниң қолида қалған тонушимиз бар дәйли. У алий билимлик болғини билән, ата- анисини ташлап жираққа кетәлмигәчкә, өйдә ишсиз, йәни ата-анисиниң пенсиясигә қарап олтириду. Чүнки униң мутәхәссислиги бойичә йезида иш тепилмайду. Иш издәп, талай ишикләрни ачқан болсиму, у алий билимлик яш мутәхәссисниң әһвалини сораватқан һечким йоқ... Мундақ мисалларни көпләп кәлтүрүшкә болиду. Демәкчи болғиним, мана мошундақ йезиларда ишсиз жүргән алий билимлик яшлиримизни туғулған йезисидин жираққа кәткүзмәй, иш билән тәминләш йоллирини издәштүрсәк, яхши болатти. Һөкүмәт тәрипидин бәлгүләнгән йезиларниң турмуш-шараитини көтиришкә беғишланған көплигән программилар бар. Бирақ йеза аһалисиниң бесим көпчилиги буниңдин бехәвәр. Аммивий тор васитилирини пайдилинип, әйнә шундақ программиларни үгитишкә мүмкинчилик яритиш керәк. Қисқиси, мошундақ программиларни яшлар үчүн айрим түзүп чиқип, у һөкүмәт тәрипидин рәсмий бәкитилип, қоллап-қувәтләнсә, нур үстигә нур болатти. Пурсити кәлгәндә йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, қабилийәтлик яшларни өзини-өзи башқуруш яки йәрлик иҗраий органларға җәлип қилиш лазим. Аччиқ болсиму етирап қилишимиз керәкки, һазирқи яшлар билән чоң әвлатниң арисида чоң бир бошлуқ пәйда болди. Чоң әвлатниң көпчилиги яшларға йол-йоруқ көрсәткүси, өз тәҗрибиси билән бөлүшкиси кәлмәйду вә шагирт тәрбийиләп, варислиқ жипиниң үзүлүп кәтмәслигигә дегәндәк әһмийәт бәрмәйватиду. Һәммидин ечинарлиғи, чоң әвлат билән яш әвлат арисидики елип бериливатқан изгү паалийәтләрму йетәрлик әмәс. Анда-санда, пәқәт айрим сәнәләргә бағлиқ өткүзүлүп туридиған чарә-тәдбирләргә көңүл су ичмәйду... Данияр САСИҚОВ, Чимкәнт шәһири «Компания Эврика» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң маркетинг бойичә мудири: – Жигирмә биринчи әсирни һәқлиқ рәвиштә инсанийәт үчүн «әң җошқунлуқ дәвир» дәп аташқа болиду. Силәр билән биз технологияниң барлиқ саһалиридики тәрәққиятни байқаватимиз. Кәң имканийәтләр вә хилму-хил әхбарат еқими жуқури илдамлиқта һаятимизни толуқтуруп кәлмәктә. Әгәр өтмүшкә нәзәр ташлайдиған болсақ, сәйяримизниң қанчилик сүръәтлик тәрәққий етиватқинини байқаймиз. Мениң көзқаришимчә, ушбу басқучта заманивий дунияниң тенденциялиригә мүмкинчиликниң баричә утуқлуқ маслишиш биз үчүн наһайити муһим. Униң үчүн биздә барлиқ имканийәтләр моҗут. «Яшлар – мәмликитимиз риқабәткә қабиллиғиниң әң асасий амили» –деди Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев. Һәқиқәтәнму заманивий җәмийәттә яшларниң роли үстүн. Биз җәмийитимиз алдида жуқури җавапкәрликни чүшинишимиз вә дөлитимизниң техиму тәрәққий етиши үчүн барлиқ күч-ғәйритимизни сәрип қилишимиз лазим. Мәмликитимизни риқабәткә қабил дәриҗигә көтиришкә интилиш вә алға қойған мәхсәткә қол йәткүзүш – бизниң Вәтинимиз алдидики қәризимиз болуши тегиш. Униң үчүн қолда бар имканийәтни толуқ пайдилинишимиз һаҗәт. Мән өзәмниң замандашлиримға мураҗиәт қилип, улардин барлиқ яхшилиқ һәм парлақ келәчәкниң алдимизда екәнлигигә ишәндүрүшни илтимас қилған болар едим. Лекин шуни әстә сақлаш керәкки, һәрқандақ алға қойған арманға пәқәт әмгәк һәм интилиш арқилиқла қол йәткүзүшкә болиду. Һәр күни арман һәққидә ойлап, униңға йетиш үчүн барлиқ күч-ғәйрәтни сәрип қилиш һаҗәт. Шуни әстә сақлаш лазимки, еғир дәвир күчлүк адәмләрни яритиду, арминимизға қол йәткүзүш йолиниң қанчилик еғир болушидин қәтъий нәзәр, нийитимиздин қайтмай, имканийитимизгә чоқум ишинишимиз керәк. Әйнә шу чағдила алға қойған мәхсәт-муддиамизға җәзмән йетимиз. Зулфира ИМАШЕВА, Анкара (Түркия) Хаджетеппе университетиниң магистранти: – Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев тәрипидин 2019-жилниң «Яшлар жили» дәп елан қилиниши биз, яшларға, чоң мүмкинчиликләрни яритидиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Дөләт рәһбириниң бу тәшәббуси яшларниң келәчәккә болған көзқаришини, үмүт-ишәнчә вә мәхсәтлириниң риваҗлинишиға зор төһпә қошиду дәп ойлаймән. “Келәчәк – яшларниң қолида” дәймизкән, ушбу пурсәтни тоғра пайдилинип, реҗилигән ишлиримизни орунлашни билишимиз керәк вә у яшларниң йеңи идеялири асасида әмәлгә ешиши шәрт дәп ойлаймән. Шәхсән маңа бүгүнки күндә яшлиримизниң билим елишқа болған интилиши суслишиватқандәк билиниду. Байқишимчә, «иш тепиш қийин», дегән банини алға сүрүп, көплигән яшлар билим егиләшниң орниға пул тепишниң койиға чүшүп кетиватқандәк. Немә қилишимиз керәк? Бизниң пикримизчә, яшларниң билим елишқа болған интилишини ашуруш үчүн алди билән кичик чеғидин башлап балиниң қабилийитини байқаш вә униңға тоғра баһа һәм йөнилиш бериш керәк дәп ойлаймән. Ейтайлуқ, оттура мәктәпләрдә қошумчә тәлим-тәрбийә беридиған һәрхил өмәкләрни ечишқа көңүл бөлүшимиз керәк. Бу өмәкләр һәптиниң ахири, йәни дәрис болмиған күнлири паалийәт елип барса, бәк яхши болар еди. Чүнки йеза балилири бу күнлири вақтини пайдиси йоқ оюн-тамашиға сәрип қилматти, бәлки билим елишқа интилатти. Шәһәрдики балилар базарларни чөгилимәй яки өйлиридә бош жүрмәстин, билим егиләп, пайдилиқ иш билән бәнт болатти. Мана мошу өмәкләргә қатнишидиған оқуғучиларни ейиға икки қетим китапхана вә мирасгаһларға зиярәт уюштурса, балилар үчүн интайин пайдилиқ болиду дәп ойлаймән. Раст, бу ейтилған тәклипләр шәһәрдики вә наһийә мәркизидики билим дәргаһлирида әмәлгә ешиши мүмкин. Шуниң үчүн бу лайиһиләр алди билән йеза мәктәплиридә қолға елиниши керәк һәм у һөкүмәт тәрипидин қоллап-қувәтлиниши һаҗәт. Дилназ ЙҮСҮПОВА, Әл-Фараби намидики ҚазМУниң магистранти: – Хошал боларлиғи, дөләт тәрипидин яшлар үчүн көплигән шараитлар яритиливатиду. Селиштуруп ейтсақ, һазирқи яшлар мустәқилликниң арқисида көңли тоқ, кийими пүтүн, асмини очуқ, паравән һәм бәхтияр өмүр сүрүватиду. Ойлап көрәйличу, қайси бир дөләт бир жилни мәхсус «Яшлар жили» дәп елан қилди. «Болашақ» дөләт программиси билән көплигән яшлиримиз чәт әлләрдә билимини мукәммәлләштүрүп кәлди. Дөләт гранти һесавиға оқуватқан яшлиримизниң сани жилдин-жилға көпийиватиду. Уларниң арисида уйғур яшлириму бар. Елимизниң җай-җайлиридин билим издәп кәлгән яшларниң ятақханиларда туруп оқушиға шараит яритилған. Дөләт тәрипидин көрситиливатқан ғәмхорлуқниң йәнә бири – «Дипломмен ауылға» программиси. Мәзкүр программа арқилиқ көплигән учумкарлар иш билән тәминлинип, йеңи турушлуқ өй елишқа қол йәткүзүватиду. Қисқиси, «Оқуймән, яхши яшаймән, җәмийәттә өз изимни қалдуруп кетимән», дегән яшларға барлиқ мүмкинчиликләр яритиливатиду. Бу елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң дана сәяситиниң мевиси десәк, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Биз, яшлар, билим егиләшкә һәм адил әмгәк қилишқа интилсақ, алдимизға мәхсәт қоюп, шуниңға йетиш үчүн бар күчимиз билән тиришсақ, биз үчүн ашалмайдиған даван, чиқалмайдиған чоққилар йоқ, дәп ойлаймән. Биз Дөләт рәһбири тәвсийә қилған «Ауыл – Ел бесігі» лайиһиси даирисидә мәктәпләрдә һәрбий-вәтәнпәрвәрлик тәрбийә ролини күчәйтишкә, «Өз йериңни чоңқур бил» тәшәббуси даирисидә мәмликәт регионлири бойичә аммивий мәктәп туризмини тикләш мәсилисигә ат селишимиз лазим. Шуниң билән биллә, хәлқимизниң, миллитимизниң тәрәққий етиши үчүн пайдилиқ ишларни әмәлгә ашурушимиз керәк. Дөләт рәһбири өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстанлиқлар паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» Мәктүбидә тәкитләп өткинидәк, «Хәлиқниң ишәнчиси бизниң роһимизни көтириду вә бизгә мошу йолда күч-қувәт әта қилиду». Шундақ екән, биз, мустәқил Қазақстан яшлириниң, бойсундиридиған чоққилири техи алда. Әнди бийилқи Яшлар жилида биз техиму егиз пәллиләргә йетимиз, дәп үмүт қилимән.

375 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы