• Абдумеҗит Дөләтов конкурсиға
  • 19 Наурыз, 2019

Моҗутлуғимиз – Ана тил

Ана тил – миллəт мəдəнийитиниң мəшъили, миллəтниң өзи. Миллəтниң арзулирини шу миллəтниң тилидила ипадилигили болиду əмəсму. Шундақ екән, миллий роһ сақланса, кимлигимизни унтумаймиз вə ана тилимизни сақлап қалалаймиз. Қорам – уйғурлар зич җайлашқан қедимий йезиларниң бири. Кейинки вақитларда әйнә шу йезидики оттура мәктәпниң уйғур синиплирида оқуватқан оқуғучиларниң сани 15-16 балидин ашмас болди. Жут активистлири муәллимләр билән өйму-өй меңип, ата-аниларға ялвуруп жүрүп аран дегәндә бир синипни ечиватиду. Әпсус, жүрәкни ечиштуридиған әһвал. Бийилму муәллимләр коча-кочини арилап, оқуғучиларниң тизимини жиғди. Бийил 0 синипқа келидиған 50 балиниң тәхминән үчтин бир бөлиги уйғур синипиға баридиғанлар екән. Қалғанлири йәнә шу рус синипиға беришни көзләп жүриду. Бәзи ата-анилар арисида «йезимиз мәктивидә уйғур синиплири йепилидекән» дегән әхбарат тарқиди. Әйнә шундақ ойдурмиларни ойлап тепиватқан ата-аниларниң пикричә, «Уйғур синипида оқуғанлар уйғурчә сөзләштин уйилидекән, әнди рус синипидики балилар болса, әң болмиғанда рус тилини билип чиққидәкмиш». Шу чағда бизниң баш ағриғимиз пәқәт балиларниң рус тилини билишидилиму? «Ана тилини қәдирләш», «ана тилида билим елиш», «миллийлик», «милләтпәрвәрлик» дегән чүшәнчә-сезимларни қандақ қилимизкән? Есиңларда болсунки, бу йәрдә рус синиплирини йепиш тоғрилиқ гәп болуватқини йоқ. Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясидә “һәрким қайси тилда оқуймән десә, өз һоқуқи”, дәп ениқ йезилған. Әйнә шу дөлитимизниң Асасий Қануни бәргән һоқуқларға әмәл қилған һалда, милләтпәрвәр акилиримиз, һәдилиримиз, жутдашлиримиз «Тилимиз, ана тилимизда билим беридиған мәктәплиримиз йоқалса, пүтүн милләт йоқилиду!» дегән пикирни шиар килип, өзлириниң өйдики тирикчилигини, хизмәтлирини ташлап, коча арилап жүриду. Әслидә, өз миллитигә көйүнгән һәрбир адәм балилирини өз мәйли билән уйғур синипиға елип келиши керәк еди. Лекин ундақлар аз болуватиду. Һазир, һәтта Қазақстан Җумһурийитидин сирт җайлардики қериндашлиримиз ана тилидин, ана мәктәплиридин, миллий қәдрийәтлиридин мәҗбурий айриливатқан бир пәйттә, биз шундақ имканийәткә егә болуп туруп, униңдин тоғра пайдиланмисақ қандақ болғини? Ишқа орунлишалмайватқан бәзи яшлар «русчә билмисәң, ишқа алмаймиз деди» дәйдекән. Уни өзлиридин көрмәй, гунани пәқәт уйғур синипида оқуғанлиғиға әкелип, тирәп қоюш дурусму? Шу вақитта жуқури лавазимларда ишләватқан, ана тилида мәктәпни пүтәргән жутдашлиримиз қандақ ишләп, қандақ қилип утуқларға йетиветипту? Ана тилида билим елип, җәмийәтниң һәрхил саһалирида чоң утуқларға йетиватқан яшларчу? Бәзиләр «уйғурчә дәрислик йоқ» дәп банә издәйду. Дәрислик йоқ әмәс. Башқиларниңкигә охшашла дөләт һесавиға уйғур тилида дәрисликләр чиқиватиду. Ахчини оюн-тамашиғиму чечиватимиз. Әгәр миллитимизгә һәқиқәтәнму көйүнсәк, «чойлиға чиқмайдиған» баниларни издимәй, балилиримизни өз ана тилимизда оқутушқа тиришайли. Қисқиси, қериндашлар, миллий ғурур – «җар селиш» әмәс... Миллий ғурур – барни сақлаш, имканийәтләрдин тоғра пайдилиниш. Бизниң моҗутлуғимиз – ана тил. «Роһи йоқ инсан – у бир җәсәт». Шуңлашқиму Қорам йезисидики жуқурида ейтилған 50 қаракөзимизниң ата-анилири вә башқиму томурида миллитиниң қени барлар инсапқа келип, балилирини уйғур синипиға бериду, дегән үмүттимән. Гулчеһрәм САДИРОВА, Қорам оттура мәктивиниң муәллими. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

368 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы