• Йеңилиқлар
  • 03 Сәуір, 2019

Тәзийә билдүрди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Мудапиә министрлиги вертолетиниң һалакәткә учриши ақивитидә қаза болғанларниң аилилиригә тәзийә билдүрди. Дөләт рәһбири вертолет һалакити ақивитидә Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ күчлири һәрбий хизмәтчилириниң паҗиәлик һалак болғанлиғи тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилди. “Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзәмниң намимдин һалак болғанларниң уруқ-туққанлири билән йеқинлириға чоңқур тәзийә билдүримән. Мән тегишлик дөләт органлириға вертолет һалакитиниң сәвәплирини ениқлаш, шундақла һалак болғанларниң аилилиригә зөрүр ярдәм көрситиш бойичә тапшурмиларни бәрдим”, дейилиду тәзийәдә.

343 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы