• Йеңилиқлар
  • 10 Сәуір, 2019

Мәдһийиләш – муқәддәс пәрзимиз

2019-жилниң 19-март күни Дөләт рәһбири Н.Ә. Назарбаев ҚҖ Президенти вакаләтлигини сақит қилғанлиғини хәвәрлиди вә Парламент Сенатиниң рәиси Қасым-Жомарт Тоқаевни Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти қилип тайинлиған пәрманиға қол қойди. Һәммигә мәлумки, Н.Назарбаев өзиниң барлиқ билимини, һаятини өз елиниң тәрәққиятиға, инсанлар арисидики бирлик билән разимәнликкә, течлиқ билән һәмкарлиққа, Қазақстан хәлқиниң хатирҗәм турмушиға вә башқиму алийҗанаплиқ ишларға беғишлап, хәлиқни әң еғир боһранлардин, қийин-қистақлардин дана сәясити һәм биләрмәнлиги билән елип чиқти, Қазақстан Җумһурийитиниң тәрәққиятини өзиниң түрлүк мәзмундики программилири билән бейитти. Н.Назарбаевниң Қазақстан Җумһурийитини бәрпа қилиштики бебаһа әмгиги жуқури баһалинип, «Хәлиқ Қәһримани» нами берилди, Астана шәһири “Нур-Султан” болуп өзгәртилди, елимизниң вилайәт мәркәзлиридики чоң кочиларға униң намини бериш һаҗәт дәп тепилди. Буларниң һәммиси Тунҗа Президентимизниң һөрмитиниң бәләнтлигини, мәңгүлүк әл үчүн көрсәткән җасуранә әмгигиниң ярқин йемиши екәнлигини көрситиду. Биз Тунҗа Президентимизниң барлиқ ишлирини йүксәк баһалаймиз. Униң кәңмиқияслиқ паалийитини мәңгү мәдһийиләп өтүш – бизниң муқәддәс пәрзимиз болуши керәк. Худавәди МӘҢСҮРОВ, пенсионер.

363 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы