• 12-апрель – Авиация вә космонавтика күни
  • 10 Сәуір, 2019

Гагаринни көргән ана

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Яркәнт шәһиридики Хелил Һәмраев намидики уйғур оттура мәктиви мудириниң орунбасари Бәхитҗан Разиев билән маарип саһасиға мунасивәтлик пат-пат сөһбәтлишип туримиз. Бу қетимқи сөһбитимиздә сөһбәтлишиш җәриянида у пешқәдәм устазлар билән өткүзүлүватқан чарә-тәдбирләр һәққидә ейтип, Авиация вә космонавтика күни һарписида тунҗа космонавт Юрий Гагарин билән учрашқан устаз Гүли Пәрмановани тилға алди. Бәхитҗан Закироғли униң билән учришишниң бу қетим мәктәптә әмәс, бәлки пешқәдәм устазниң қутлуқ өйидә өткүзүшни ойлаштурулуватқанлиғиниму әскәртти. Чүнки пешқәдәм устаз бу күнләрдә 80-баһарини қарши алиду. Шу мунасивәт билән шагиртлар анини мәйрими билән тәбриклимәкчи екән. Бу йеңилиқтин хәвәр тапқан бизму устазниң өйигә бардуқ. Күтүлмигән учришиштин Гүли Пәрманова дәсләп һаяҗанлинип кәтти. Андин аиләвий архивида сақлиниватқан рәсим вә башқиму тарихий һөҗҗәтләрни йейип қоюп, һәрқайсисиға алаһидә тохталди. – Адәм балисиниң космосқа йол салғиниға 58 жил толуватиду, – дәп сөзини башлиди устаз. Космонавтикини силәр һазир толуқ чүшинисиләр, яхши һис қилисиләр. Чүнки силәр илим-пән, техникиниң күн санап тәрәққий етиватқан дәвридә яшаватисиләр. Әнди 1961-жили 12-апрель күни болған тарихий вақиә адәмләрниң чүшигиму кирмигән еди. Юрий Гагарин дәсләпкиләрдин болуп каинатқа йол салди. Мана әшу күндин башлап бу күнни дуния әһли Авиация вә космонавтика күни сүпитидә нишанлаватиду. Мән шуни яхши билимәнки, шу дәвирниң оғул балилири космонавт болушни арман қилатти. Бәлким, силәрниң араңлардинму шундақ бир учқуч яки космонавт болушни арман қилидиғанлар барду. Униң үчүн пәқәт яхши оқуп, җисманий сағлам, интизамлиқ болуш керәк. Тил үгиниш керәк. Ана тилиңлар билән бирликтә дөләт тилини, рус вә инглиз тилини мукәммәл оқуп үгиниш керәк. – Мән у жили комсомол тәшкилатида ишләватқан пәйтим еди, – сөзини давамлаштурди сөһбәтдишим. – 1962-жили Москвада өткән ВЛКСМниң XІV қурултийиға делегат болуш бәхтигә муйәссәр болдум. Шу қурултайға дәсләпки космонавт – Юрий Гагаринму тәклип қилинған еди. Маңа қурултайда Гагарин билән бир қатарда олтириш несип болди. Андин қазақстанлиқ делегатлар космонавт билән учришишларда биллә болдуқ. Пәзаға учуп, каинатни беқиндурғанлиғиға қаримай, наһайити аддий, наһайити хушхой адәм екән. Комсомол яшларға космос вә өзи учқан «Восток» кемиси һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. Шунда мәнму униң билән янму-ян туруп сөһбәтләшкәнләрниң бири болдум. Мән қурултайдин кәлгичә барлиқ әхбарат васитилиридә, йәни Москвада нәшир қилиниватқан «Комсомольская правда», «Вечерняя Москва» гезитлирида бу һәққидә мақалилар рәсимлиримиз билән елан қилинип, мени наһийә яшлири дағдуғилиқ күтүвалған еди. Һәқитәнму Гүли Пәрманова Панфилов педагогика училищесини 1958-жили тамамлап, әмгәк паалийитини Пәнҗим йезисидики Калинин намидики колхозниң комсомол-яшлар бригадисида башлиди. Андин наһийәлик комсомол комитетидиму ишләп, униң бюро әзасиму болди. Әмгәктин қол үзмәй, Алмута педагогика институтини сирттин тамамлиди. Әнди әмгәк паалийитиниң 20 жилини шәһәрдики С.Киров (һазирқи Хелил Һәмраев) намидики мәктәптә география пәнидин дәрис бериш билән өткүзди. Устазлиқ қилиш билән бирқатарда җәмийәтлик ишларғиму паал арилашти. Асийәм Өмәрбақиева, Шарванәм Һапизова, Нурбанум Қулинова, Аблимит Илиев вә башқиму пешқәдәмләр билән билән бир сәптә әвлат тәрбийиләштәк шәрәплик ишта мәсләкдаш, хизмәтдаш болғанлиғини мәмнунийәт билән әсләйду устаз. Бу күнләрдә наһийәдики әң илғар тәҗрибилик муәллимләр қатаридин тилға елиниватқан пешқәдәм муәллимниң изини бесип келиватқан шагиртлири аз әмәс. Биз жуқурида исмини қәйт қилған Бәхитҗан Разиев, Рашидәм Улисаева, Заһидәм Шакирова, Шеринай Һасанова, Пәйзуллам Әйсаев шулар җүмлисидин. Хелил Һәмраев намидики мәктәп оқуғучилири болса, устазини кәспий мәйримидә, қерилар күнлири билән бүгүнкидәк мәйрәмләрдә тәбрикләшни адәткә айландурған. Гүли Пәрманованиң өмүрлүк җүпти Хетип Малибаевму барлиқ аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлиди. Хуласилап шуни тәкитләш керәкки, пешқәдәм устазниң һаятида әслигидәк дәқиқилири тола. У һалидин хәвәр елип, тәвәллуди билән тәбрикләп келиватқан чоң-кичик жутдашлириға һекайисини дәсләпки космонавт билән болған әстин чиқмас учришиштин башлайду. Панфилов наһийәси. Зухридин МӘҢСҮРОВ чүшәргән сүрәт.

237 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы