• “Мәнму уйғур мәктивини таллидим”
  • 18 Сәуір, 2019

«Бовам уйғур тилиниңла әмәс, миллий мәдәнийитимизниң тәшвиқатчиси»

Бәхтишат СОПИЕВ «Уйғур авази» Реһимҗан Тохтахуновни Яркәнт тәвәсидила әмәс, бәлки униң сиртидиму яхши тонуйду. Чүнки у Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәшкил қилинған дәсләпки жиллардин башлап 22 жил давамида униң рәиси болди. Мәдәнийәт мәркизиниң рәиси вә ҚХА әзаси сүпитидә Қазақстанниң барлиқ җайлирида болуп, хәлқимизниң мәдәнийитини башқиларға тонутти. «Боваң «уйғур тилида оқуңлар» дегән гәпләрни пат-пат қиламду?» дегән соалимға Дияр «мениң бовам уйғур тилиниңла әмәс, миллий мәдәнийитимизниң тәшвиқатчиси» дәп җавап бәрди. Р.Тохтахунов кәспи бойичә педагог. Тәвәдики әң қедимий Дехан Ғәйрәт йезисида дунияға кәлгән. Йезидики мәктәпни тамамлап, Яркәнт шәһиридики Панфилов педагогика училищесиниң башланғуч синип муәллимлирини тәйярлайдиған уйғур бөлүмидә тәһсил көриду. Әмгәк паалийитини С.Киров (һазирқи Хелил һәмраев) намидики мәктәптә музыка пәнидин муәллим болуштин башлайду. Униң музыкиға болған һәвәси күчлүк болғачқа, 1966-жили Алмута шәһиридики Қурманғазы намидики Дөләт консерваториясиниң хәлиқ чалғу әсваплар факультетиға оқушқа чүшүп, уни 1973-жили тамамлиди. Реһимҗан ака пат-патла устази, хәлқимизниң улуқ композитори Қуддус Ғоҗамияровниң исмини тилға алиду. Консерваторияни тамамлиғандин кейин дәсләп өзи оқуған педагогика училищесида музыка пәнидин дәрис бәрди. Андин 1976-1980-жиллири наһийәлик парткомда мәдәнийәт бөлүмини башқуриду. Әнди 1980-жилдин тартип шәһәрдики П.Чайковский намидики Сәнъәт мәктивидә мудир болуп ишләватиду.Уйғур миллий чалғу әсваплар синиплирида устазлиқ қилиду. – Мени бовам өзи йетиләп шәһәрдики Хелил Һәмраев намидики мәктәпкә елип барғини техи түнүгүн йүз бәргәндәкла туюлиду, – дәйду Дияр. – Бовам билән момам Мәрийәмниң ишәнчисини ақлап мәктәптә әла баһаларға оқудум. Һазир Алмутидики ихтисат колледжида тәһсил көрүватимән. “Уйғур тилида оқуған балиларниң келәчиги йоқ” дегән пикиргә қошулмаймән. Келәчәктә ихтисатчи болуш арминим бар. Әнди пәрзәнтлиримниму өзәм оқуған мәктивимгә беримән. Чүнки ана тилини билмәй туруп, өзгә тилни үгиниш мүмкин әмәс. Мән бош вақтимда инлиз тилини үгиниватимән. Дөләт тили болса, мениң иккинчи ана тилим. Реһимҗан Тохтахунов рәпиқиси Мәрийәм һәдә билән бәш қиз тәрбийиләп қатарға қошти. Улардин 13 нәврә сөйди. Нәвриләрниң иккиси Х. Һәмраев намидики мәктәптә әла оқуди. Йәнә бир нәвриси Ниҗат Алмута шәһиридики индустриал колледжни тамамлап, һазир Ақтав шәһиридә һәрбий хизмитини өтәватиду. Реһимҗан Тохтахунов – Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, Қазақстан Маарип әлачиси, бирнәччә тәвәллудлиқ медальларниң, ҚХАниң «Бирлик» алтун медалиниң саһиби. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тәшкил қилинған дәсләпки күндин униң әзаси. Һазир һөрмәтлик дәм елишқа чиққан болсиму сәнъәткә иштияқи бар балиларға уйғур миллий саз әсваплиридин дәрис бериватиду. Шагиртлири Дилмурат Баһаров, Рустәм Арипов, Гөзәл Мусаева, Долқун Тохтахунов, Илһам Сулайманов кәспий сазәндә һәм нахшичи болуп йетилди. Устаз шагиртлирини сәһниләрдә көрсә пәхирлинип, беши көккә йетиду. Бу күнләрдә «Реһимҗан» сәнъәт мәктивидә 50 тин ошуқ бала қедимий уйғур сәнъитиниң қир-сирлирини үгәнмәктә.

273 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы