• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 25 Сәуір, 2019

Алтун орда ханлиғи билән уйғурлардики ортақ тәшкилий қурулмилар

Алтун орда ханлиғиниң алақә әнъәниси уйғурларниң хәт-алақә әнъәнисиниң беваситә тәсири арқилиқ шәкилләнгән. Исламий дөләт болған Алтун орда ханлиғидики хәт-алақида әрәп йезиғи билән бирқатар қедимий уйғур йезиғиниң пайдилинилишини катипханилардики «шөһрәтлик йезиққа» болған һөрмәт дәп чүшинишимиз керәк. Мошу йәрдә дипломатиягә мунасивәтлик бирмунчә аталғуларниң уйғурлардин киргәнлигини тәкитләп өтүш муһимдур. Алтун орда ханлиғиниң катипханилардики әң муһим аталғулардин болған «ярлиғ», «битиг» сөзлирини уйғурларниң пухравий һөҗҗәтлиридә турақлиқ қоллинилип кәлгәнлигини көрүшкә болиду. Тарих сәһипилирини варақлисақ, уйғурларниң дөләт яки җамаәт ичидики хәт-алақиларниң түри вә услуби җәһәттин хелила риваҗланғанлиғини байқавелиш тәс әмәс. Алтун орда ханлиғидики һөҗҗәтләрниң бир қисми билән замандаш һесаплинидиған уйғурларниң пухравий һөҗҗәтлиридә «ярлиғ», «улам ярлиғ», «бир түрү ярлиғ», «тута турғу ярлиғ», «битиг», «тута турғу битиг» ибарилири учрайду. Шуниң билән биллә уйғурчә пухравий һөҗҗәтләрдә, болупму баж төләш буйруғи услубидики һөҗҗәтләрдиму «ярлиғ» аталғусини көрүшкә болиду. Салаһийәтлик мутәхәссисләр стилистик, мәзмун һәм тәйярлаш услуби җәһәттин «ярлиғ» аталғусиниң қоллинилишидики пәриқләрни байқавелиши еһтималдин жирақ әмәс. Мәсилән, «ярлиғниң» услуб алаһидиликлири уйғурчә пухравий һөҗҗәтләрдики услубтин һеч пәриқләнмәйду. Алтун орда ханлиғиниң «ярлиғ» вә «битигләргә» басидиған тамғилири қизил рәңдә болуп, шәкли уйғурларниң төртбурҗәклик тамғисиға охшап келиду. Шундақла тизимлаш әнәънисидә уйғурларда «улуғ дәптәр» дегән аталғу учрайду. Бу Чиңғизхан дәвридә «көкө дәптәр» дәп атилип, униңда ханзадә вә санғунларға берилгән суюрғаллар тизимланған. Алтун орда ханлиғида бу тизим нопус вә бажни рәткә кәлтүрүш үчүн қоллинилған. Бу хилдики нопус тизимлири уйғурларда басма һаләттә сақланған.

139 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы