• 9-июнь – Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими күни
  • 25 Сәуір, 2019

Елбасыға миннәтдарлиқ билдүрди

Җумһурийитимиз пайтәхтиниң «Нур-Султан» дәп атилишиға мунасивәтлик елимизниң җай-җайлирида һәрхил чарә-тәдбирләр өткүзүлүватиду. Әйнә шундақ паалийәтләргә Қазақстан Уйғур Яшлар Бирлигиниң (ҚУЯБ) әзалириму паал қатнашмақта. Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА, “Уйғур авази” Йеқинда Алмута шәһиридә Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевқа миннәтдарлиқ билдүрүш вә пайтәхтимизгә «Нур-Султан» наминиң берилишигә беғишланған мәрасим болуп өтти. Униңға Қазақстан эстрада юлтузлири, тонулған җәмийәт әрбаплири, алий вә оттура билим дәргаһлириниң студентлири, ҚХА әзалири, җәмийәтлик тәшкилатлар билән биллә ҚУЯБ әзалириму қатнишип, сөз болуватқан мәсилиләр әтрапида өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Шуниңдин кейин улар өсмүрләр китапханисида өткүзүлгән «Ұлы дала дәуірлік тұлғасы» намлиқ әнҗуманға қатнишип, яш оқурмәнләрни Яшлар жили билән тәбриклиди. Шундақла яшлар пайтәхт наминиң өзгиришиниң – Тунҗа Президент – Елбасыға дегән һөрмәт вә миннәтдарлиқниң ярқин көрүнүши болупла қалмай, бу елимизниң дуния әһлигә тонулушиға өз тәсирини йәткүзидиған йәнә бир йеңи қәдәм екәнлигини тәкитләшти.

116 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы